“вәтәндики рамизан” вә хитайниң сақал, ромал сиясити

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2013.08.13

Көзәткүчиләрниң қаришичә, мубарәк рамизан чәтәлдики уйғурлар үчүн инақлиқ, бәрикәт, ибадәт ейи болған болсиму, уйғур илидики мусулманлар үчүн харлиқ, зулумниң күчәйгән дәври болған.

Лүкчүн, сериқбуйидики қанлиқ тоқунушлардин кейин кәлгән бу йиллиқ рамизанда уйғурлар һәр йилқидинму бәкрәк азаб тартқан.

Мәлум болғинидәк, хитай һөкүмитиниң роза тутуш, сақал қоюш, ромал артишқа қарши йәрлик даириләрниң қоли арқилиқ елип бериватқан сиясити уйғур илида көп қетим қанлиқ тоқунушларниң йүз беришигә сәвәб болған иди. Йеқинқи мәзгилләрдин буян, бу хил миллий кәмситиш вә һақарәтләр чәтәлләрдики кишилик һоқуқ органлириниң инкасини қозғапла қалмай, чәтәлләрдики уйғурлар арисидиму зор наразилиқлар пәйда қилмақта.

Уйғур илидин таралған учурларға асасланғанда, 23-апрел сериқбуя вәқәси, 26-июн лүкчүн вәқәси вә ақсу, қәшқәр, хотән вилайәтлиридә бу йил арқа-арқидин йүз бәргән һәр түрлүк қанлиқ тоқунушлардин кейин, хитайниң уйғур илида йолға қойған дәриҗидин ташқири қаттиқ бастуруш, қаттиқ башқуруш, халиғанчә тутқун қилиш, һәрким мәҗбурий сиясий өгинишләргә қатнишиш һәрикәтлири әвҗигә чиққан бир мәзгилдә йетип кәлгән рамизанда, уйғурларниң роза тутуш, ибадәт қилиш, мәсчитләрдә җүмә намазлири вә хутбиләрни опчә оқушлири чәклимиләргә учрапла қалмастин, иптарлиқ паалийәтләрни иҗазәт алмай топлишип өткүзүшму чәкләнгән.

Хәлқара җәмийәт ши җинпиң тәхткә чиққандин буян, хитайдики кишилик һоқуқ вәзийитиниң барғансери начарлишишқа қарап йүзләнгәнликини илгири сүрүш билән биргә, уйғур дияридики мусулманларниң рамизанлиқ паалийәтлириниң еғир чәклимиләргә учриғанлиқини, хитайниң миллий сияситиниң техиму әшәддийлишип кетиватқанлиқини тәкитләшмәктә иди. Бу йил рамизан ейида вәтәндики уйғур торбәтлири вә чәтәлдики учур васитилиридә вәтәндики уйғурларниң топлишип иптар қилиш һәмдә мискинләргә иптарлиқ бериш паалийәтлириниң тосқунлуқларға учриғанлиқи тоғрисида инкаслар елан қилинди. Хәвәрләргә қариғанда, бу йил уйғур илида топлишип иптар қилмақчи болғанлар яки ғерип-ғурваларға иптарлиқ бәрмәкчи болғанларға чоқум шу җайдики сақчи, мәһәллә комитетиниң иҗазитини елиш шәрт қилинған.

Уйғур или вәзийитини йеқиндин көзитип келиватқан д у қ диний ишлар комитетиниң рәиси турғунҗан алавудунһаҗим хитайниң бу йилқи рамизанда уйғурларниң диний паалийәтлиригә қарита дәриҗидин ташқири қаттиқ бесим йүргүзүп кәлгәнликини тилға алди.

“вәтәндики рамизан” намлиқ бир хәвәрдә баян қилинишичә, үрүмчидики өсмә кесәлликлири дохтурханисиға даваланғили кәлгән, әмма пули йоқлуқи сәвәбидин ятақта яталмай, кечиләрни талада кариват қоюп өткүзүшкә мәҗбур болған нурғунлиған уйғурлар рамизанлиқ ибадәттә көп қийналған. Атом радиатсийисидин зәһәрлинип һәрхил кесәлликләргә гириптар болғанлиқи тилға елинған бу уйғурлар әтигини золуқ йейиш, кәчтә иптар қилиш шараити болмиғанлиқи сәвәблик һәрәҗ тартқан болсиму, өзлириниң диний әқидигә болған садақити түпәйли розини тәрк әтмигән. Бәзи сахавәтлик уйғурлар уларниң золуқ вә иптарлиқ йемәкликлири үчүн һиммәт қоллирини сунған, бирақ ахирида “һөкүмәттин иптар бериш иҗазити алмиған” лиқи түпәйли, өз қериндашлириға адәмгәрчилик қилиш, диний мәҗбурийәтлирини ада қилиш һоқуқидинму мәһрум болған.

Хәвәрләрдә, бу йиллиқ рамизанда йәнә сақал қойған, ромал артқан уйғурларға бесим ишлитиш, һәтта қаршилашқанларни тутуп солаш һәрикәтлириниңму әвҗ алғанлиқи илгири сүрүлмәктә. Хитай даирилири ахбарат васитилиридә вә қанунлирида хитай һөкүмитиниң уйғурларниң сақал қоюш, ромал артиш, ибадәт қилиштәк миллий вә диний адәтлиригә қарши сиясити йоқлуқини тәкитлисиму, әмәлийәттә уйғур илидики һәрбир шәһәр, наһийә, йеза, кәнтләргичә сақал қойғанларға, ромал артқанларға, ибадәт билән шуғулланғанларға қарши ички сияситини әшәддийлик билән йүргүзүп келиватқанлиқи испатланмақта. Уйғур учур васитилиридә елан қилинған уйғур илиниң мәлум шәһәр яки наһийисидики “булақсу йезиси” ниң сақал қойған, ромал артқанлар үстидин мәхсус архип турғузуп тәкшүрүш елип барғанлиқиға аит материял буниң дәлили.

Қолимиздики “булақсу йезиси”ниң икки данә анкитиниң бири; “булақсу йеза 10-кәнттики ропаш аялларниң асасий әһвали” намлиқ анкит болуп, буниңда ромал артқучиниң кимлики һәққидики тәпсилий мәлумат, униң алақә даирисидики уруқ-җәмәти вә достлириниң тизимлики, кимләрдин, қачан, қәйәрдә диний билим алғанлиқи, йолдишиниң қанун бойичә бир тәрәп қилинғанлиқ әһвали қатарлиқлар тоғрисида архип турғузушни мәқсәт қилған. Йәнә бири; “булақсу йеза 10-кәнттики 40 яштин төвән сақал қоювалғанларниң тәктини ениқлаш архипи” болуп, асасий мәзмуни юқириқиларға охшаш болсиму, буниңда сақал қойғучиниң қанунға хилаплиқ қилиш тарихи вә униң сақал қоюш сәвәби, һазирқи идийиви әһвали, позитсийиси қатарлиқлар тоғрисидиму тәпсилий мәлумат елиш мәқсәт қилинған. Сақал вә ромалға қарши бу һәрикәт уйғур илидики хитайларниң нисбити көпрәк болған шәһәр, наһийидә әмәс, бәлки бир йезиниң кичик бир кәнтидә өз алдиға елип бериливатқан сиясий һәрикәттур.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.