Тиҗарәтчи мәмәтҗан ели рустәм қариһаҗиниң җиназа намизида тәкбир ишарити қилғанлиқи үчүн тутулған
2019.01.31

Хитай уйғур районида йиғивелиш лагериға соливелинғанларниң кичик хаталиқ садир қилғанлар икәнликини тилға алған болсиму, конкрет қандақ бир хаталиқниң “диний әсәбийлик” билән гуманлинишқа сәвәб болуватқанлиқи һәққидә еғиз ачмиған иди. Мухбиримизниң атушқа қарита елип барған телефон зиярәтлири давамида қирғизистанда тиҗарәт қиливатқан 40 яшлар чамисидики мәмәтҗан елиниң атушта буниңдин 15 йиллар илгири аләмдин өткән мәшһур диний зат рустәм қариһаҗиниң өлүм мурасимида шаһадәт бармиқини көтүрүп тәкбир ишарити қилғанлиқи үчүн лагерға соланғанлиқи ашкариланди.
Атушқа қарита елип барған телефон зиярәтлиримиз давамида атушниң сүнтағ кәнтидин лагерға соланғанлар арисида илгири қирғизистанда тиҗарәт қиливатқан ака-ука тиҗарәтчиләрдин мәмәтҗан әли билән өмәр әлиниңму барлиқи ашкариланди. 2017-Йили 3-айда атушқа телефон қилған вақтимизда атуштики даириләрниң аһалиләргә бесим ишлитип оттура асияда тиҗарәт қиливатқан аилә әзалирини қайтуруп келишкә қистиғанлиқи ашкариланған иди. Сүнтағ кәнтидики мәзкур ака-ука тиҗарәтчиләрниң даириләрниң қистиши бойичә вә яки өзликидин қайтип кәлгәнлики һазирчә мәлум әмәс. Илгириләп елип барған ениқлашлиримиз давамида мәзкур ака-ука аилисидин җәмий бәш кишиниң лагерда икәнлики, буларниң ичидә хитай өлкилиридин техи йеқинда оқуш пүттүрүп кәлгән санийә әлиниңму барлиқи ашкариланди. Мәлум болушичә, бу ака-укилардин мәмәтҗан әли буниңдин 15 йиллар илгири аләмдин өткән атуштики атақлиқ диний зат рустәм қариһаҗиниң җиназа намизида шаһадәт бармиқини чиқирип, тәкбир ишарити қилғанлиқи үчүн тутулған.
Хитай даирилири һазирға қәдәр йиғивелиш лагерини бир тәрәптин нормал “кәспий тәрбийә мәктипи” дәп тәшвиқ қилса, йәнә бир тәрәптин, лагерға соливелинғанларниң аталмиш “диний әсәбийликтин юқумланғанлар” вә қанунға йеник дәриҗидә хилаплиқ қилғанлар икәнликини билдүрүш арқилиқ буниң бир җаза лагери икәнликини паш қилған иди. Әмма конкрет қандақ бир иш-һәрикәтләрниң қанунға йеник дәриҗидә хилаплиқ қилиш икәнлики һәққидә мәлумат бәрмигән иди. Алдинқи йили йеңисардин игилигән учурлиримизда даириләрниң оғлини һарақтин тосқан бир бовайға 11 йиллиқ қамақ җазаси, достиға яғлиқ чигишни тәвсийә қилған һөригүл насирға 10 йиллиқ қамақ җазаси бәргәнлики ашкариланған иди.
Даириләр тәрипидин түзүлгән “диний әсәбийликниң 75 хил аламити” намлиқ қолланмида уштумтут һарақ ташливетиш, кәнт кадирлириға салам бәрмәслик қатарлиқ адәттики турмуш һадисилири санап өтүлгән, әмма буларниң ичидә шаһадәт бармиқини чиқириш, йәни тәкбир ишарити қилиш тилға елинмиған иди.