Хитайниң уйғур илидики “муштумзорлуқни тазилаш, рәзилликни түгитиш” һәрикити диний паалийәтләргә қаритилған
2018.02.07
Хитайниң мәмликәт миқясида башланған “муштумзорларни тазилаш, рәзилликни түгитиш” һәрикити уйғур аптоном районида диний паалийәтләргә зәрбә беришни өз ичигә алғанлиқи мәлум болди. Хитай ахбарат васитилириниң илгири сүрүшичә, уйғур районида мәзкур һәрикәт башланған бир қанчә күн ичидә 330 дин артуқ киши қолға елинған, 27 гуруһ тармар қилинған, 4 милйон 700 миң йүәндин артуқ делоға четишлиқ мүлк печәтләнгән, тоңлитилған яки тутуп қелинған.
Хитайниң “муштумзорлуқни тазилаш, рәзилликни түгитиш” һәрикити мәмликәтлик характерлик бастуруш һәрикити болуп, бу һәрикәт хитай рәиси ши җинпиң тәшәббуси билән башланған. Хитай дөләт кабинети вә компартийә мәркизи комитети бу 24-январ күни 34 органниң мәсуллирини чақирип, бу һәрикәтни башлиған. Даириләр бу һәрикәтниң нишани җинайи гуруһлар вә улар билән тил бириктүрүвалған йәрлик әмәлдарларға зәрбә беришкә қаритилғанлиқини елан қилған.
Уйғур аптоном районлуқ партком 29-январ күни алақидар органларниң мәсуллириға телефон йиғини чақирип, мәзкур һәрикәтни уйғур райони миқясида башлиған иди. Лекин, уйғур аптоном райониниң җ х системисидики йәрлик хадимларниң ашкарилишичә, бу һәрикәт хитайниң башқа өлкилиридә җинайи гуруһлириға қаритилған болсиму, лекин уйғур районида униң нишани диний паалийәтләргә, аталмиш радикаллиқниң ипадилиригә зәрбә бериштәк диний әркинликкә алақидар саһәләргиму кеңәйтилгән.
Биз уйғур елигә телефон қилип, мәзкур һәрикәтниң йәрликтики орунларда елип берилиш әһвалини ениқлаш давамида чәклик болсиму, бәзи учурларға ериштуқ. Уйғур райониниң җәнубидики мәлум наһийәниң җ х системисидики бир нөвәтчи хадим, һәрикәтниң давамлишиватқанлиқини билдүрүп, лекин уларниң башқуруш тәвәликидики районда қолға елинған кишиләрниң әһвалиға даир соаллиримизни җаваб беришни рәт қилди.
Уйғур райониниң җәнубидики йәнә бир наһийәниң җамаәт хәвпсизлик (җ х) системисидики башқа бир нөвәтчи хадим, бу һәрикәтниң улар турушлуқ районда диний паалийәтләргә, һәр хил намларда йиғилип, диний сөһбәт елип барған яки назук темиларни музакирә қилған шәхс вә топларға зәрбә беришни өз ичигә алидиғанлиқини дәлиллиди.
Хитай компартийәси “муштумзорларни тазилаш, рәзилликни түгитиш” һәрикитиниң җинайи қилмишларға зәрбә берип, хәлқниң әминликигә капаләтлик қилидиғанлиқини қәйт қилсиму, бирақ бу һәрикәт башланған дәсләпки мәзгилдила кишилик һоқуқ тәшкилатлирида әндишә қозғиған. Улар бу һәрикәтниң қануни тәртипкә вә адил сотлинишқа техиму еғир бузғунчилиқ қилип, нурғун наһәқчилиқларға сәвәб болидиғанлиқини илгири сүргән.
Германийәдики “тәһдит астидики хәлқләр җәмийити” ниң мәсули улрих делиус, бу һәрикәтни хитай компартийәсиниң бурунқи һәрикәтлиригә селиштуруп, униң бу хил һәрикәтлириниң изчил мәлум бир сиясий мәқсәтни чиқиш қилидиғанлиқини билдүрди.
Улрих делиус мундақ дәйду: “әгәр сиз хитай компартийәсиниң 1949-йилдин буянқи тарихини тәтқиқ қилсиңиз, сиз тохтимай һәрикәт елип бериш униң бир хил хизмәт усули икәнликини байқайсиз. У һәр 5-6 айда бир қетим тема өзгәртип туриду. Бу һәрикәтләрни һәммисиниң ортақлиқи һәммиси мәлум сиясий мәқсәтни чиқиш қилған. Бу һәрикәтләрниң һечқайсисиниң әдлийә арқа көрүнүши йоқ. Бу һәрикәтләр изчил партийә ичи-сиртидики өктичиләрни бастуруш, хәлқни җазалаш, бу арқилиқ контроллуқни тутуп туруштин ибарәт сиясий мәқсәттин чиқиш қилиду. Мана бу мав зедоң өлгәнгә 30-40 йил болған болсиму, бу хил һәрикәтләрни һазирғичә давам қилип келишиниң сәвәби”.
Улрих делиус йәнә хитай даирилириниң уйғур районида бу һәрикәтни диний паалийәтләргә зәрбә беришкә кеңәйткәнликини тәнқид қилди. Униң илгири сүрүшичә, хитайниң уйғур районидики “муштумзорларни тазилаш, рәзилликни түгитиш” һәрикитиниң нишани пүтүн уйғурларға қаритилған икән. У, пүтүн бир милләтни нишанға елиштәк бундақ қилмишниң барлиқ хәлқара әһдинамиләргә хилап икәнликини көрсәтти.
Улрих делиус мундақ дәйду: “биз бу һәрикәттин бәк әндишә қиливатимиз. Биз изчил шуни тәкитләп кәлдуқ, әгәр сизниң қолиңизда дәлил болса, сиз җинайи қилмиш садир қилған мәлум бирини нишанға алсиңиз буни чүшинишкә болиду. Лекин биз шәрқий түркистанда ашу нәрсини көрүватимиз, мәзкур райондики бу хил һәрикәтләр пәқәт етник келип чиқиши сәвәблик пүтүн бир хәлқни нишанға елип, уларни җазалаватиду. Бу қобул қилинмайду. Чүнки, у барлиқ хәлқара әһдинамиләргә хилап. Улар бу хил һәрикәтләрдә кишиләрниң яки аилиләрниң қандақ болуши билән һечқачан кари болуп бақмиди. Шуңа, бу һәрикәт шәрқий түркистандики пүтүн хәлққә четилиду. Чүнки, у мәлум бир шәхсләрни әмәс, пүтүн етник гуруппини нишан қилиду. Шуңа, бу қобул қилинмайду”.
Уйғур аптоном районлуқ парткомниң бу қетимқи бастуруш һәрикитигә “чақмақ -1” дәп нам берилгән. “шинҗаң гезити” ниң хәвиридә, юқирида бир тәрәп қилинған 27 тәшкилат яки шайкилар гуруһи, қолға елинған 330 киши вә тоңлитилған 4 милйон 700 миң йүән пулни “чақмақ -1” һәрикитиниң “тунҗи җеңидә қолға кәлгән дәсләпки нәтиҗә” дәп тәрипләнгән. Лекин хәвәрдә, бу һәрикәтниң 2-басқучи вә пүтүн һәрикәтниң қачан ахирлишидиғанлиқи һәққидә һечқандақ учур берилмигән.