Хотән ласкуйда хитайпәрәс секретарни пичақ тиқип яриландурған икки гумандар издәлмәктә

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2014.04.22
hijap-romal-yaghliq-reshatka-jaza.jpg Төмүр решаткилиқ һойлиға соланған һиҗапланған уйғур аяллири.
RFA/Ruqiye

Өткән һәптә аңлиғучилиримиздин бири радиомизға инкас йоллап хотәнниң ласкуй йеза арғол кәнтидә пәрәнҗилик бир аялни өйигичә қоғлап барған икки нәпәр хадимни аялниң аилә-тавабатлириниң пичақ тиқип өлтүргәнлики, нәтиҗидә хотән ласкойда халиғанчә тутқун қилишниң давамлишиватқанлиқини паш қилған иди.

Мухбиримизниң бу йип учиға асасән әһвал игиләшлири давамида, ласкуйниң бостан кәнтиниң секретари мәттудахунниң өткән дүшәнбә күни икки икки гумандар тәрипидин пичақ тиқип яриландурулғанлиқ вәқәси ашкариланди. Мәлум болушичә, үстидин тутуш буйруқи чиқирилған икки нәпәр гумандардин бири 19 яшлиқ ярмәмәт абдулла болуп, тутуш буйруқида гумандарларни тутуп бәргүчиләргә 100миң йүәндин 200миң йүәнгә қәдәр мукапат беридиғанлиқи билдүрүлгән. Мукапатниң соммисиниң зорлуқи вәқәниң характерини җиддий вә сәзгүрлүкидин бешарәт бәрмәктә.

1
Соал: бу ласкуйдики бир ойниң телефониму?
Җаваб: шундақ.
Соал: бу йезида әң йеқинда йүз бәргән вәқә немә вәқә?
Җаваб: тәпсилатни уқмидуқ. Йолда дәрәхкә чаплап қойған тутуш буйруқини көрдуқ.
Соал: тутуш буйруқида немә дейилипту?
Җаваб: тутуп бәргүчиләргә 100миң йүәндин 200миң йүәнгичә мукапат беримиз дәпту.
Соал: тутулмақчи болғанлар ким балилар икән?
Җаваб: 6-дадүйлик (чекибулуң кәнтлик) балиларкән, 19-20 яшлиқ балилар.
Соал: қилған иши немә икән у балиларниң?
Җаваб: мәттудахун секретарни пичақ тиқип яриландуруп қоюпту.
Соал: секретар қәйәрдә һуҗумға учрапту?
Җаваб: дадүйниң алдида һуҗумға учрапту дәп аңлидуқ.
Соал: немә үчүн һуҗумға учрапту?
Җаваб: һазир хотән вилайитидә ропашларни тәкшүрүш болуватиду, шуниңға четишлиқ бир иш охшайду.

2
Соал: ласкуйда йүз бәргән вәқә һәққидә немиләрни аңлидиңиз?
Җаваб: у күни кочиға чиқсам һәр йәрдә сақчилар йол тосуп турупту, сақчи машинилири чиқиришип йүриду, кишиләрдин немә болди дәп сорисам, 5-дадүйниң ( бостан кәнтиниң) секретарни яриландуруп деди. Әтиси аңлисам, секретар мәттудахун шәһәрлик дохтурханида икән. Икки күндин бери наһийә-вилайәттин кадирлар чиқип йиғин ечиватиду, бундақ иш чиқармаңлар өзүңларни вәйран қилисиләр дәп тәрбийә бериватиду.
Соал: гумандарлар кимләр икән, тутулуптиму?
Җаваб: тутуш буйруқини көрдүм, икки гумандар 16 вә 19 яшлиқ бала икән, 19 яшлиқиниң исми ярмәмәт абдулла, икән йәнә бирсиниң кимликини билмидим. Гумандарларни техи издәватиду.

Юқириқи мәлуматлардин қариғанда, ласкуйниң бостан кәнтиниң секретари мәттудахун мушу айниң 14-күни йәни дүшәнбә күни һуҗумға учриған. У нөвәттә хотән шәһәрлик хәлқ дохтурханисида даваланмақта. Игилигән учурлиримиздин гәрчә мәттудахунниң һуҗумға учраш сәвәби айдиңлашмиған болсиму, әмма йезиниң нөвәттики вәзийити җүмлидин чиқирилған тутуш буйруқи вәқәниң аддийла бир җинайи ишлар вәқәси болмастин, бәлки сиясий бир вәқә икәнлики, гумандарларниң хитайниң диний саһәдики чәклимиригә қарши мәзкур вәқәни садир қилғанлиқи еһтималға йеқин көрүлмәктә.

Радиомизға кәлгән инкаста, ласкойда йүз бәргән вәқәдә икки нәпәр ярдәмчи сақчиниң пичақлап өлтүрүлгәнлики, вәқәниң ласкуйниң арғол кәнтидә йүз бәргәнлики баян қилинған иди. Инкаста арғол кәнтидә йүз бәрди дейилгән бу вәқәниң бүгүн биз ениқлиған бостан кәнтидики вәқә билән бир вәқә яки әмәслики һазирчә мәлум әмәс.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.