Дин сәвәблик қамалған уйғур яшниң аниси сот һөкүмигә наразилиқ билдүрди
2014.04.28

Ғулҗа шәһиридә олтурушлуқ уйғур яш турсун мәмәт нияз, буниңдин икки йил аввал қолға елинған вә сотланған. У мәзкур аилидин сиясий яки диний сәвәблик қамаққа һөкүм қилинған 2-киши. Турсун мәмәт 2 йил 2 айдин буян түрмидә йетиватқан болсиму, бирақ униң аилиси униң қанчә йиллиқ қамаққа һөкүм қилинғанлиқидин хәвәрсиз. Чүнки, сот һөкүми униң аилисигә уқтурулмиған.
Кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң илгири сүрүшичә, сот һөкүмини мәһбусниң аилисигә уқтурмаслиқ “қанунсизлиқ”. Турсун мәмәтниң аниси айшәм һәдә зияритимизниң қобул қилип, түрмидики икки оғлиниң әһвали һәққидә тохталди. Униң илгири сүрүшичә, турсун мәмәт кишиләрни яхшилиққа дәвәт қилиштин башқа, қанунға хилап һечқандақ иш қилмиған.
Айшәм һәдә вә мәрһум нияз акиниң түрмә билән тунҗи тонушуши буниңдин 6 йил аввал башланған. 2008-Йили уларниң 2-оғли ғоҗа әхмәт “сиясий җинайәт” билән әйиблинип қолға елинған вә 6 йиллиқ қамаққа һөкүм қилинған иди. Һалбуки, җаза муддитини қара шәһәрдики бир түрмидә өтәватқан ғоҗа әхмәтниң тезрәк түрмидин чиқишини тәқәззалиқ билән күтүп турған айшәм һәдә вә мәрһум нияз акини 2012- йили йәнә пешкәллик басти. Бу қетим даириләр уларниң 2- оғли турсун мәмәтни “қанунсиз диний тәблиғ” қа қатнашқанлиқ билән қолға елип қамаққа мәһкум қилған.
Айшәм һәдә: түрмидики турсун мәмәт вә ғоҗа әхмәт, дегән оғуллирим. Бири, қарашәһәр байинғолин түрмисидә 6 йил болди, мушу 6-айда тошиду.
Мухбир: қарашәһәр түрмисидики 6 йил болған қайси оғлиңиз?
Айшәм һәдә: ғоҗа әхмәт дегән оғлум. Йәнә бири тоққузтарада түрмидә. Икки йил 2 ай болди, көрсәтмәйду.
Мухбир: ғоҗа әхмәткә 6 йил бопту, немә сәвәбтин кәсти? диний мәсилигә бағлидиму яки сиясий мәсилигә?
Айшәм һәдә: сиясий, сиясий мәсилигә бағлиди.
Мухбир: немә дәп әйиблиди уни, сотлидиму?
Айшәм һәдә: һәә, сотлап 6 йил кәсти.
Мухбир: сотқа қатнаштиңизму сиз?
Айшәм һәдә: 6 йил кәскән баламниң сотиға барған. Сотқа барғанда ишқилип немә дедикин таң, калламму 70 нәччигә кирип қалғанда тутувалалмайдикән. Бу балиларниң идийисигә қарисиңиз ундақ ишлар қилидиғандәк әмәс. Лекин һөкүмәт ашундақ дәйдикәнғу-таңәй!
Мухбир: бу йил тошидикән-дә 6 йил кәскән болса?
Айшәм һәдә: бу йил 6-айда 6 йил тошиду.
Мухбир: вақти тошқандин кейин қоюп берәр?
Айшәм һәдә 6: йиллиқ дегән. Мушу 6- айда тошидиғу, әмди.
Мухбир 6: йилдин буян берип йоқлап бақтиңизму түрмигә?
Айшәм һәдә: шу һәр йили 9-ай, 8-айда бир қетим баралаймән.
Мухбир: өзиниң у йәрдики әһвали қандақ?
Айшәм һәдә: саламәтлики дәсләптә барсам бәк начар иди. Кейинчә кичиккинә оңшилип қаптикән. Өзи өгинип қалдиму яки кичиккинә немә қилдиму, әмди. Лекин шундақ болсиму өйдин айрилғандин кейин, өйдикидәк болмайдикәнғу. Мухбир: нәрсә-керәк апарсаңлар аламду?
Айшәм һәдә: икки йилниң алдида майка, чухәй қатарлиқ нәрсиләрни апарсақ еливататти. Икки йилдин буян өзимизниң дукинидин елип берисиләр, дәп апарған нәрсиләрни алмайдиған болди. Өзиниң дукинидин кусар, чухәй, кийимләрни, һәсәл қатарлиқ бир нәрсиләрни елип берип кәлгән.
Мухбир: ахирқи қетим қачан берип көрүштүңлар?
Айшәм һәдә 8: -айниң 28, 29-күни (2013) оғлум мени апарғаниди, апарса, 9-айниң 15-күни келиңлар, деди. Бизниң у йәрдә уруқ-туғқинимиз болмиса, 9- айниң 15-күнигичә сақлап туридиған. Шуниң билән көрмәй йенип кәлдим, йиғлап. Кейин оғлумни әвәткәнидим, әнсирәп қалмисун, дәп. Һәр йили келивататти бу апамлар, немә болдики демисун, сән берип көрүп кәлгин, дәп оғлумни әвәткән, көрүп кәлди. Көрүп келип, дадамдин әнсиримәймән, қан бесими йоқ, апамдин әнсирәймән, еғир қан бесими бар, дәп апа сениңдин бәк әнсирәп кәтти, дәп кәптикән. У әнсиримәйдиған адәм түгәп кетип, худайим мән әмди алланиң) шәпқити( билән йүрүватимән.
Мухбир: ғоҗа әхмәт турсун мәмәтниң ишидин хәвәр таптиму? аңлидиму түрсун мәмәтниң түрмидә икәнликини?
Айшәм һәдә: аңлимиди.
Мухбир: турсун мәмәткә 2 йил болди, дедиңиз-һә?!
Айшәм һәдә: икки йил 2 ай болди.
Мухбир: уни немә сәвәбтин қолға алди?
Айшәм һәдә: вай уқмаймән! шу тәблиғқа берипсән дәп, баққалчилиқ қиливатқан йеридин әкириптикән.
Мухбир: тәблиғқа қатнашқанлиқи үчүн.
Айшәм һәдә: шундақ, тәблиғқа қатнашқанлиқи үчүн шу. Балиларму, биздә һечқандақ иш йоқ, яхши болуңлар, яхши йолда меңиңлар, һарақ-шараб ичмәңлар, дегән яхши гәпләрни қилдуқ, дәйду.
Мухбир: силәргә һөкүмәт учур бәрдиму? униң қәйәрдилики, немә сәвәбтин тутулғанлиқи һәққидә?
Айшәм һәдә: бәрди, әкиркитип бир йилдин кейинму худайим, бир парчә қәғәз чиқартиптикән. Қәғәзгә қарисақ адәмниң каллиси йәтмәйдиғанла бир гәпләрни дәватиду. Дөләтни парчилайдиған, дәмду. Шундақ демисә немә, дәп гәп тапиду, әмди.
Мухбир: немә дәйду, кесимиз дедиму яки болмиса?
Айшәм һәдә: қайси вақитта сотлиғанки?, мушу сүйдөңниң түрмисидә сотлиған. Шу вақитта биз чиққантуқ. Чиқип гепигә қарисақ һеч бир тайини йоқ. яман ишқа арилашқан һечқандақ иш йоқ. Ундақ қилған, мундақ қилған, тәблиғқа барған, дегән гәпләрни қилди. Шу вақитта шундақ, дәп сотлиған. Шуниң билән маву боз, дегән йәргә йеңи түрмә салған, оғлум шу йәрдә иди. У йәрдин әмди балилар патмай қалди, дедиму яки немә болди, ишқилип мениң баламни тоққузтараға йөткәп кетиптикән. Униңғиму 2-3 ай болуп қалди.
Мухбир: һазирғичә уқмайсиләр уни кәскән-кәсмигәнликини?
Айшәм һәдә: уқмаймиз. Мениң аңлишимчә, турсун мәмәтни 10 йил кесипту, дәйду. Мән немишқа 10 йил кесилимән, һөкүмәт адилғу, мән я атимән-чапимән демисәм, яман йолда маңмисам, мән бир-икки йәргә тәблиғқа барғанға
10 Йил кесәмсиләр?, дәп балам қол қоймаптиму, ишқилип шундақ қилипту. Шуниң билән мәркәздин адәм келип йеңи баштин сорапту, дегәниди, шуниңяқи җимҗитқу зади!
Мухбир: балаң 10 йил кесилди, мундақ җинайәт сәвәблик, дегән бирәр парчә қәғәзму бәрмиди қолуңларға?
Айшәм һәдә: яқ, ундақ қәғәзму бәрмиди. Әмди, биз баламға шундақ дәптикән, балам қол қоймапту, дәп аңлидуқ.
Мухбир: демәк, сиз һазир балиңизниң қанчә йил кесилгәнлики, немә сәвәбтин кесилгәнликини билмәйсиз, икки йил болди?
Айшәм һәдә: шундақ, билмәймән, 2 йил 2 ай болди.
Мухбир: сиз һөкүмәт органлириға берип бақтиңизму, мәсилән, сот, тәптиш органлириға? мениң балам немә қилди, немә қилғанға бундақ узун йил кесисиләр, дәп?
Айшәм һәдә: ваййәй мән немә, дәп баримән җеним балам, мән немә, дәп баримән, өзүмниң дәрдидин өзүм аранла чиқиватсам. Мениң ундақ йәрләргә беришкә чамим йәтмисә. Аллаһ! немигә буйруса, шу болсун, дәп олтурдум шу.
Мухбир: қанчә балиңиз бар иди һәдә?
Айшәм һәдә: мениң 4 қиз, 4 оғлум бар иди.
Мухбир: акимиз немә сәвәбтин вапат болди? балиларниң сәвәбидинму қандақ?
Айшәм һәдә: бир тәрипи ишлимәйтти, лекин кичиккинә яхши болуп қалған. Анчә-мунчә һарвиға селип, талаға елип чиқип, йөтлисәм меңип хели обдан болуп қалған. Бирақ ашу түрсун мәмәт 10 йил кесилди, дегәнни аңлап, шу күнила гәп қилалмай башқидин еғирлишип кәтти. 3 Ай орун тутуп ятти. Мушу икки қолинила көрситиду. Шундақ қилип гепиниму уқмай бу йил 1-айда түгәп кәтти.
Мухбир: икки бармиқини көрсәткини шу икки оғлини көрситиватамду, қандақ?
Айшәм һәдә: икки оғли билән, балилар билән көрүшәлмидим, дәйду-дә шу. Балилиримни көрүшкә несип қилса, маңа йәнә 5 йил өмүр бәрсә, дәп йиғлайтти.
Мухбир: иншаалла сизгә несип қилар?
Айшәм һәдә: маңа несип қилар көрүшүшни, худайим.
Мухбир: көп рәһмәт сизгә һәдә! сизгә саламәтлик, аманлиқ, есәнлик тиләймән. Саламәт болуң, аварә қилдим, хәйр-хош!
Юқирида уйғур илиниң ғулҗа шәһиридә олтурушлуқ 8 пәрзәнт аниси айшәм һәдә билән, униң түрмидики 2 оғли-ғоҗа әхмәт вә турсун мәмәтниң әһвали һәққидә сөһбәт елип бардуқ. Бу программини мухбиримиз әркин тәйярлиди.