Онсу чағрақтики уйғур әр-аял диний етиқади уштумтут күчийип кәткәнлики үчүн қамаққа елинған
2016.05.06

Мәлум болушичә, онсу чағрақтики йәрлик даириләр чағрақниң 2-кәнтидики турди туняз вә аяли гүлмирә иминниң диний етиқадида уштумтут күчийиш болғанлиқини байқиғанлиқи үчүн, диний әсәбийлик гумани билән уларниң пейиға чүшкән вә назарәт астиға алған.
Мәзкур әр-аял аваричиликтин қутулуш үчүн гуаңдуң өлкисигә кетип тирикчилик қилған. Буниңдинму хатирҗәм болалмиған даириләр гүлмирә нур вә турди тунязни бултур майда гуаңдуңдин тутуп әкелип қамаққа ташлиған. Чағрақтики бир аманлиқ мудириниң ашкарилишичә, нөвәттә бу әр-аял ақсуниң онсу қамақханисида әнә шу аталмиш җинайитигә қарита җаза һөкүмини күтмәктә.
Йеқинда уйғур районидики бир адвокатлар торида даириләр тәрипидин түзүлгән диний әсәбийликниң 101 хил аламити намлиқ бир қолланма елан қилинған.
Бу қолланмида турмуш шәклидә уштумтут өзгириш болуш, йәни уштумтут һарақ ташлашму диний әсәбийликниң аламити қилип бекитилгән. Биз әйни чағда бу һәқтә хитай һөкүмәт орунлириға телефон қилғинимизда, даириләр бундақ бир һөҗҗәт яки қолланминиң барлиқи һәққидә гәп қилиштин өзлирини қачурушқан иди.
Онсу чағрақтики гүлмирә нур вә турди тунязларниң юқириқи әһвали мәзкур қолланминиң уйғур районида яки районниң бәзи җайлирида рәсмий шәкилдә иҗра қилиниватқанлиқини ашкарилимақта.
Юқиридики аваз улинишидин тәпсилатини аңлиғайсиләр.