“шинҗаң ақ ташлиқ китаби” дики “қанунлуқ диний етиқад қоғдалди” тәшвиқати инкас қозғиди
2017.06.05
1-Июн хитай дөләт кабинети елан қилған “шинҗаң кишилик һоқуқ тәрәққияти” намлиқ ақ ташлиқ китабта, уйғур қатарлиқ ислам диниға етиқад қилидиған милләтләрниң аталмиш “қанунлуқ диний етиқад” паалийәтлири капаләткә игә қилинғанлиқи, “қанунсиз диний етиқад паалийәтлиригә зәрбә берилгәнлики” тәкитләнгән.
Хәлқара таратқуларда, хитай һөкүмитиниң ислам диниға етиқад қилидиған уйғурларниң диний етиқад паалийәтлирини “қанунсиз диний етиқадни чәкләш” намида бастуруватқанлиқи тәнқидлиниватқанда, хитай һөкүмитиниң “кишилик һоқуқ ақ ташлиқ китаби” ни елан қилип, уйғурларға қаритилған диний сияситини ақлиши хитай вәзийәт анализчилири вә уйғур паалийәтчилириниң инкасини қозғиди.
Хитай дөләт кабинети тәрипидин елан қилинған “шинҗаң кишилик һоқуқ тәрәққияти” намлиқ ақ ташлиқ китабниң 7-маддисида уйғур диярида “диний етиқад әркинлики капаләткә игә қилинған” лиқи тәкитлинип, “дөлитимиз шинҗаңда қанунлуқ диний етиқад паалийәтлирини қоғдиди, қанунсиз, ашқунлуқ идийини тәрғиб қилидиған диний паалийәтләргә қәтий зәрбә берип, диний етиқад әркинлики сияситини әмәлийләштүрүп, нормал диний етиқад паалийәтлири қануний җәһәттин қоғдашқа еришти, пуқраларниң диний етиқад әркинлики қануний капаләткә игә қилинди” дегән баянлар берилгән.
Хитай һөкүмити мәзкур ақ ташлиқ китабта, хитайда пуқраларниң диний етиқад паалийәтлири капаләткә игә қилинғанлиқиниң мисали сүпитидә, “хитайда ислам дини, будда дини вә христиан диниға аит китаб-журналларниң һөкүмәт тәрипидин нәшр қилиниватқанлиқи, һөкүмәт тәрипидин нәшр қилинған мусулманларниң муқәддәс китаби қуран кәримниңла нәччә қетимлиқ нәшр нусхисиниң барлиқи, “шинҗаң мусулманлири” намлиқ журналниң уйғур,хитай, қазақ тиллирида нәшр қилинидиғанлиқи, һөкүмәт тәрипидин тәстиқлинип ечилған уйғур,қазақ тиллиридики мусулманлар торида ислам диний әқидилири тәшвиқ қилинидиғанлиқи, нөвәттә уйғур диярида диний гуруппилардин 112-синиң барлиқи, шундақла 2001-йилдин буян райондики ислам диний институтиниң оқутқучи-оқуғучилиридин 70 тин артуқ кишини мисир, пакистан қатарлиқ дөләтләргә әвәтип, ислам диний тәтқиқати саһәсидә бирқанчә қетимлиқ хәлқаралиқ муһакимә йиғинлири ечилғанлиқи қатарлиқларни нәқил елип, райондики диний етиқад паалийәтлириниң капаләткә игә қилинғанлиқини тәкитлигән.
Хитай һөкүмитиниң ақ ташлиқ китабида хитайдики диний етиқад әркинликиниң ипадиси сүпитидә тилға елинған юқириқи нуқтилар чәтәлләрдики хитай вәзийәт анализчилири вә уйғур паалийәтчилириниң җиддий инкасини қозғиди.
Чәтәлләрдики уйғур паалийәтчилиридин америка уйғур бирликниң рәиси, сиясий вәзийәт анализчиси елшат һәсән әпәнди хитай һөкүмитиниң бундин илгириму бу хил ақ ташлиқ китабларни елан қилип кәлгәнлики вә бу хил аталмиш ақ ташлиқ китабларни елан қилиштики мәқсити һәққидә тохтилип, хитай һөкүмитиниң мәзкур ақ ташлиқ китабида уйғур диярида йүргүзүватқан диний етиқад паалийәтлирини бастуруш қилмишини ақлап қолланған аталмиш“қанунсиз диний паалийәтләргә зәрбә бериш” дегән аталғуни қоллиништики мәқсәт һәққидә тохтилип, хитай һөкүмитиниң бу хил ақ ташлиқ китабларни елан қилиш арқилиқ, өзиниң уйғурлар үстидин йүргүзүватқан диний бастуруш сияситини хәлқарада қануний асасқа игә қилишқа урунуватқанлиқини тәкитлиди.
Дуня уйғур қурултийиниң диний ишлар комитет мудири турғунҗан әпәндиниң қаришичә, хитай һөкүмити елан қилған аталмиш ақ ташлиқ китабта тәкитләнгән “мусулманларниң қанунлуқ диний етиқад паалийәтлири капаләткә игә қилинди, қанунсиз диний етиқад қилмишлириға зәрбә берилди” дегән ибариниң өзила хитай һөкүмитиниң уйғурларниң ислам диний етиқад паалийәтлирини бастурғанлиқини етирап қилиши болуп һесаблиниду.
Турғунҗан әпәнди бу хил аталғуниң пәқәт хитайға охшаш коммунист һөкүмәт тәрипидинла тилға елиниватқанлиқини тәкитләп, хәлқарада һечбир заман һечқандақ бир диний етиқадниң “қанунсиз, қанунлуқ” дәп айрилмайдиғанлиқи, пәқәт хитайдәк коммунист һөкүмәтниңла диний етиқадқа қарита өлчәм бекитип, “динни компартийиниң нәзәрийиси вә хитай дөлитиниң мәнпәитигә хизмәт қилидиған қоралға айландуруш” қа урунуватқанлиқини билдүрди.
Диний өлима турғунҗан алавудун әпәнди йәнә, хәлқара ахбарат васитилиридә ашкариланған хитай һөкүмитиниң уйғурларниң диний етиқадини “қанунсиз диний паалийәтләр” намида бастурғанлиқиға аит мисалларниму нәқил алди.
Турғунҗан әпәнди баянида, хитай һөкүмитиниң қанунсиз диний етиқадниң 75 хил ипадиси намида елан қилған һөҗҗитидә тилға елинған аталмиш қанунсиз диний паалийәтләрниң өрнәклири дәп елан қилинған, яш әвладларға диний етиқад тәлимлири бериш, аяллар мусулманларниң әнәниси бойичә кийиниши, әрләрниң сақал қоюши, һөкүмәт кадирлири вә мәктәп оқуғучилири намаз оқуш, роза тутуш қатарлиқ диний паалийәтләргә қатнашмаслиқ, ата-анилар пәрзәнтлиригә ислами йосундики исимларни қоймаслиқ, роза -рамизан мәзгилидә ресторанларни тақиветишкә рухсәт қилмаслиқ, җамәт сорунлирида намаз оқушни чәкләш, мусулманларниң әқидиси бойичә йемәкликләрни һалал-һарам дәп айришни миллий иттипақлиққа бузғунчилиқ қилмиши дәп бастуруш, мәсчитләрдики имам-хатипларниң хәлқ тәрипидин әмәс, бәлки хитай һөкүмитигә садиқ аталмиш вәтәнпәрвәр диний затлардин тәйинләш, имам-хатипларниң мәсчит җамаитигә қилидиған диний вәзлириниңму һөкүмәтниң тәстиқидин өткүзүш қатарлиқларни нәқил елип, юқириқи әһваллар аллиқачан хәлқара таратқуларда ашкарилинип, қаттиқ әйибләшкә учраватқан болсиму, әмма хитай һөкүмитиниң уйғурларниң диний етиқад әркинликини һәл хил баһанә-сәвәбләр билән әң қаттиқ васитиләрни қоллинип бастуруватқанлиқини тәкитлиди.
Радийомиз қатарлиқ хәлқара таратқуларда ашкариланған әһвалларда, хитай һөкүмити йиллардин буян уйғурларниң диний етиқад паалийәтлирини чәкләп келиватқан болсиму, әмма йеқинқи бирқанчә йилдин буян бу хил чәклимиләрниң даириси барғанчә кеңәйгәнлики ашкариланған иди.
Игилигән әһваллардин, болупму 2014-йили хитай һөкүмитиниң рамизан чәклимилиригә наразилиқ сәвәбидин қәшқәр йәкәнниң елишқу-хаңди йезилирида роза һейт мәзгилидә йүз бәргән 28-июл наразилиқ қозғилиңи, хитай һөкүмитигә садиқ диний өлима қәшқәр һейтгаһ җамисиниң имами җүмә таһирниң 30-июл роза һейтниң 1-күни пичақлинип өлтүрүлүш вәқәси қатарлиқлардин кейин, даириләр “қанунсиз диний паалийәтләргә зәрбә бериш” намида уйғурларниң диний етиқад паалийәтлирини бастурушни һәссиләп күчәйткән. 2015-Йилдин 2016-йили йил бешиғичә қәшқәр қатарлиқ җәнубий уйғур дияридики йезиларда адәм аз мәсчитләрни чеқиш намида 200 дин артуқ йеза мәсчитини чеқиш һәрикити елип барған. 2015-Йили “қанунсиз диний етиқадниң 75 хил ипадиси” намлиқ һөҗҗәтни елан қилған болса, 2017-йили 1-апрелдин башлап “диний ашқунлуқ вә униңға қа зәрбә бериш қанун-бәлгилимилири” ни елан қилип, уйғурларниң диний етиқад паалийәтлирини бастурушни қанунлаштурған. 2017-Йили киргәндин буян уйғурлардики ислами исимларни қоюш адитини “диний әсәбийликни тәшәббус қилидиған исимларни чәкләш” намидики һөҗҗәтни елан қилип, илгири қоюлуп болған диний мәзмундики исимларни өзгәртишни тәшәббус қилип, уйғур диярида 16 яштин төвән яштики өсмүрләрниң әслидики диний исимлирини өзгәртиш һәрикити елип барғанлиқи ашкариланған иди.