Көзәткүчиләр: “пакитлар уйғур елида диний әркинликиниң давамлиқ чәклиниватқанлиқини көрсәтмәктә”
2016.07.19

Уйғурларниң диний һоқуқлириниң чәклиниватқанлиқи, уларниң әң асаслиқ диний бурчлирини ада қилишиниңму хитай һөкүмитиниң тосқунлуқиға учраватқанлиқи хәлқарадики кишилик һоқуқ органлири тәрипидин бирдәк тилға елинип кәлгән. Бирақ бу йил хитай һөкүмити мана бу әйибләшләрниң әксичә, уйғурларниң диний һоқуқлириниң капаләткә игә икәнликини илгири сүридиған тәшвиқатлирини күчәйтти. Улар, бу йил рамизан кириштин аввал “шинҗаңниң диний әркинлик ақташлиқ китаби” ни елан қилип, һөкүмәтниң мусулманларниң диний ибадәт, диний мәдәнийәт, өрп-адәт, һәҗ, диний һессияти, диний қурулуш, һалал йемәк-ичмәккә капаләтлик қилиш қатарлиқ һәр хил диний һәқ-һоқуқлирини қоғдиғанлиқини билдүрди.
Арқидин, йәнә хитай һөкүмити пакистандики нопузлуқ дини затлардин тәркиб тапқан 4 кишилик һәйәтни уйғур елигә тәклип қилип, уларниң уйғур елида рози тутушниң чәкләнгән-чәкләнмигәнликини тәкшүридиғанлиқини билдүрди. Пакистан диний ишлар тәкшүрүш өмики 26-июндин 28 -июнға қәдәр уйғур районида тәкшүрүш елип берип, пакистанға қайтип барғандин кейин уйғур елида розиниң чәкләнгәнликини дәлилләйдиған бир әһвални байқимиғанлиқини билдүрди вә “шинҗаңдики мусулманларниң диний әркинлики толуқ капаләткә игә икән” дәп хуласә чиқарди.
Америкидики уйғур кишилик һоқуқ программиси болса бу мәсилигә қарита йеқинда бир баянат елан қилип, хитай һөкүмитиниң уйғурларниң диний әркинлики һәққидики тәшвиқатини күчәйтишиниң диққәт тартишқа тегишлик икәнликини, хитай һөкүмитиниң қоллиши астида елип берилған бу тәкшүрүш нәтиҗисиниңму ишәнчлик әмәсликини билдүрди. Мәзкур органниң тәтқиқатчиси һенрий шаҗафиски бүгүн радиомизға қилған сөзидә мана бу нуқтини тәкитлиди.
У мундақ деди: “әгәр хитай һөкүмити һәқиқәтән дуняға өзлириниң уйғурларниң диний әркинликигә һөрмәт қиливатқанлиқини испатлаймән дәйдикән, у һалда бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң дин вә етиқад алаһидә доклатчисини у йәргә тәклип қилиши керәк шундақла һәрқайси дөләтләр дипломатлири, мухбирларниң шәртсиз һалда уйғур елигә беришиға рухсәт қилиши һәм уйғурларму улар билән қорқмай туруп сөзлишәлиши керәк.”
Хитай һөкүмити чәтәлләргә қаратқан тәшвиқатини күчәйтиш билән охшаш вақитта, чәтәл ахбаратлириниң мухбирлири уйғурларниң диний әркинликлириниң дәпсәндә қилиниватқанлиқини дәлиллири арқилиқ хәвәр қилмақта. “оттура шәрқ хәвәр һәптилики” йеқинда “хитайдики мусулманлар-әҗдиһа вә һилал ай” дәп мавзу қоюлған хәвәр мақалисидә уйғурларниң диний һоқуқлириниң хитай һөкүмитиниң дәпсәндә қилишиға учраватқанлиқини билдүрди. Мәзкур мақалидә ейтилишичә, бу гезит хитай ташқи ишлар министирлиқидин уйғурларниң диний сәвәбидин қолға елиниватқанлиқи, уйғур ашханилириниң рамзанда очуқ турушқа мәҗбурлинидиғанлиқиниң раст-ялғанлиқини сориған.
Хитай ташқи ишлар министирлиқи бу гезиткә қайтурған рәсмий җавабида хитайда диний әркинликниң қанун арқилиқ қоғдилидиғанлиқини, шинҗаңда һечкимниң диний етиқади сәвәблик җазалинип бақмиғанлиқини, рамизан мәзгилидә ашханини ечиш яки ачмаслиқниңму ресторан хоҗайинлириниң ихтиярлиқида икәнликини билдүргән. Бирақ, бу гезитниң исмини ашкарилашни халимиған бир мухбири уйғур елини зиярәт қилип юқиридики баянға зит әһвалларни көргән. Мәсилән, қәшқәрдики бир ашханида күткүчилик қилидиған бири мухбирға даириләрниң өзлирини ашханини ечишқа мәҗбурлиғанлиқини, һечқандақ херидар кирмисиму ашханини пүтүн күн очуқ тутушниң толиму бимәниликини ейтип бәргән.
Нәнҗиңдики мәлум бир университетта оқуватқан хотәнлик бир уйғур қизиму мухбирға мәктәп даирилириниң уйғур оқуғучиларни яғлиқ чигип, намаз оқуштин чәкләйдиғанлиқини, оқутқучиларниң ятақдашларни уларни көзитишкә қойидиғанлиқини, өзлириниң немә қиливатқан, немә дәватқанлиқини, һәммини даириләрниң билип туридиғанлиқини, шуңа һәммәйләнниң бир-биридин еһтият қилидиғанлиқини ейтип “уларниң оқутқучи яки сақчилиқи ениқ әмәс” дегән.
У шундақла юрти хотәндиму сақчиларниң гуманлиқ көрүнгән кишиләрни болупму уйғур яшларни халиғанчә тохтитип, уларниң қол телефонлирини тәкшүрәләйдиғанлиқини, у йәрдики вәзийәт һәққидә сөз қилишниң интайин хәтәрликликини ейтип бәргән.
Һенрий шаҗафиски әпәнди болса уйғурларниң диний һоқуқлириниң чәклиниш мәсилисидә бу йил рамизандиму өзгириш болмиғанлиқини ейтти. У сөзидә, “уйғур дөләт кадирлири, оқутқучи, оқуғучилар охшашла рози тутуштин чәкләнди. Һөкүмәт йәниму көп һөҗҗәтләрни елан қилиш арқилиқ диний паалийәтләрни чәкләшни қанунлаштурди” деди. У шундақла сөзидә, хитайда пәқәт аз қисим кишиләрниңла әмәс, һәммә кишиниң динға ешиниш әркинликигә капаләтлик қилиниши керәкликини әскәртти.
Оттура шәрқ хәвәр һәптиликиниң бу һәқтики хәвиридин мәлум болушичә, хитай ташқи ишлар министирлиқи мәзкур гезиткә язған хетидә диний радикаллиқниң уйғур елида болупму уйғур яшлири арисида кәң ямраватқанлиқини, шәрқий түркистан ислам тәшкилати билән болған күрәшниң хитайниң террорлуққа қарши күрәштики асаслиқ нишани икәнликини ейтқан.
Бирақ, хәлқара кәчүрүм тәшкилати вашингтон ишханиси директори ти кумар әпәнди радиомизға қилған сөзидә, хитай һөкүмитиниң диний радикаллиқни баһанә қилип, уйғурларни бастурушини қобул қилғили болмайдиғанлиқини әскәртти вә “динға ишиниш һәр бир кишиниң әң асасий һоқуқи. Рози тутуш тинчлиқпәрвәр бир иш. Әгәр бир һөкүмәт буниңғиму рухсәт қилмиса, у һалда у радикаллишишни кәлтүрүп чиқириду вә техиму зор мәсилә яритиду. Биз хитай һөкүмитиниң диний радикаллиқни баһанә қилип туруп уйғурларни бастурушиға қарши туримиз” деди.