Сәмәт абла: “уйғур яшлирини сақлап қеливатқан мустәһкәм қорған дәл диний әқидә”

Мухбиримиз гүлчеһрә
2014.09.15
beytulmemur-meschit-namaz.jpg Бәйтулмәмур мәсчитидики җүмә намиз көрүнүши. 2009-Йили 17-июл, үрүмчи.
AFP China Xtra

Хитай һөкүмитиниң уйғур елида аталмиш диний әсәбийликниң сиңип киришиниң алдини елиш намидики сиясий һәрикити нөвәттә алий билим юртлирида әвҗ елишқа башлиди.

Шинҗаң хәлқ радио истансисиниң хәвиригә қариғанда, мушу айниң 11-күнидин 12-күнигичә, шинҗаң университети оқуғучилар вә ата-анилар вәкиллирини йиғип, “динниң сиңип киришигә қарши туруш вә мудапиәлиниш” темисида сөһбәт йиғини ачқан. Шундақла башқа алий мәктәпләрдиму давам қиливатқан бу хилдики кәң көләмлик сиясий паалийәтләрдә даириләр асасән, оқутқучи, оқуғучилардин хитай һөкүмитиниң “шинҗаңда диний әсәбий идийиниң мәктәпләргә сиңип киришигә пүтүн күчимиз билән қарши туруш керәк” дегән йолйоруқиниң роһини өгиниш һәмдә бу һәқтики тәдбир, орунлаштурулмилирини әстайидил изчиллаштуруш, әмәлийләштүрүшни тәләп қилған.

Тәҗрибилик маарипчи, норвегийәдики актип сиясий паалийәтчи сәмәт абла хитай һөкүмитиниң аталмиш “диний әсәбийликниң сиңип киришиниң алдини елиш” һәрикитиниң нөвәттә нуқтилиқ һалда алий билим юртлирида күчәйтилишиниң сәвәблири вә буниң тәсирлири һәққидә өзиниң көз- қарашлирини оттуриға қоюп өтти.

Тәпсилатини юқиридики аваз улинишидин аңлиғайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.