Кәлпинниң көл кәнтидики диний бастурушта бир аилидин 3 киши қамақ җазасиға һөкүм қилинған
2016.12.21
Ақсу кәлпин наһийәсиниң ачал йезисиға қарашлиқ көл кәнтидә олтурушлуқ яқуп барат вә униң аилә тавабиатидин аяли гүлнисахан вә оғли абдулла яқуп үчәйлән буниңдин бир йерим йил аввал қамақ җазасиға һөкүм қилинған.
Йәрлик аһалиләрниң ашкарилишичә, даириләр бу үчәйләнни диний сәвәблик билән қолға елип, “қанунсиз диний паалийәт” вә “диний әсәбийлик” билән әйиблигән. Ақсудики яқуп баратларниң әһвалидин хәвәрдар бир йәрлик аһалә, яқуп баратниң 10 йиллиқ, аялиниң 7 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинғанлиқини билдүрди.
Уйғур аһалә: яқуп барат йоқ һазир. Аву балиси, ишқилип бир балиси бар, аяли, яқуп барат өзи түрмидә әмәсму. Униңға бир йерим йил болай, дәп қалди. Бир йерим йил, икки йил болмиди, аз қалди икки йилға. Бир йерим йил болди.
Мухбир: нәдә һазир, қайси түрмидә? қәшқәрдиму, йәркәндиму яки үрүмчидиму?
Уйғур аһалә: уни билмәйдикәнмән җуму.
Мухбир:з немә сәвәблик түрмидә болуп қалди булар?
Уйғур аһалә: униму билмидим. Ишқилип буниң немә сәвәбликини билмидим. Һазир мушу һелиқи өзини мәлум қилиш, очуқ сот ечип, ачал йезида уқтуруп, хәлқниң ичидә ашундақ, дәп уқтурдиғу. Һәә шундақ, (әсәбийлик) шу сәвәблик, (қанунсиз диний паалийәт) дәп. Ашундақ, елан қилған чағда шундақ, дәп елан қилдиғу. Дадүйдә әмәс, йезида елан қилди. Һәә тоғра, (үчини бирақ елан қилди).
Мухбир: қанчә йиллиқ кетип қалди улар? елан қилғанда қанчә йиллиқ, дәп елан қилди?
Уйғур аһалә 10: йил, 7 йил ашундақ кәстиғу, дәймән. Һәә, (яқуп баратни 10) йил, аялини 7 йил. (Оғли абдулла) уни уқмайдикәнмән.
Яқуп баратниң мәсилисидин хәвәрдар ақсу җ х системисидики бир аманлиқ хадими, униң һазир қәйәрдә икәнликидин хәвири йоқлуқини, әмма “көлдә хели җиқ адәм түрмигә кирип кәткәнлики” ни билдүрди.
Мухбир: яқуп барат барғу, ачалниң көл кәнтидики, шу адәм қәйәрдә һазир? аңлисақ түрмидә, аяли билән тәң түрмидә дәйду, нәдә һазир?
Сақчи: яқуп барат...Һә, һәә, у яқуп барат, нәдики таң у адәм. Уни уқмайдикәнмән җуму мән. Түрмидә болуши мумкин, көлдә хели җиқ адәм түрмигә кирипкәткән. У ишларни таза бәк уқуп кәтмәйдикәнмән, җуму.
Яқуп барат илгири бир мәзгил көл кәнтиниң кәнт башлиқлиқ вәзиписини атқурған икән. яқуп баратниң аилисини тонуйдиған ақсудики бир уйғур аял, яқуп баратниң интайин күч чиқирип ишлигән актип кәнт башлиқи икәнликини, униң “балисини тосмиған” дәп түрмигә кирип кәткәнликини билдүрди.
Уйғур аял: көлдики яқуп барат дегән адәмгә шу, узундин буян дадүйҗаң болуп, көл дадүйниң ишлириға интайин күч чиқирип, қалтис актип дадүйҗаң болуп ишлигән адәм иди у. Әмма һелиқи балиси домитика(радийо) тиңшап қоюп, униңдин кейин балилар билән йиғилип мундақ бир немә көрүп қойғанмитики, шу тоғрилиқ мушундақ болуп чүшүп кәтти. У балисиму үрүмчи, шеходимикин.
Мухбир: яқуп баратни елип кәткән болса, шу балиси тоғрилиқ елип кәттима яқуп баратни?
Уйғур аял: яқуп барат шу балиси тоғрилиқ болди, һәә. Өзи ичәрмән, чекәрмән болуп, ашу һөкүмәткә актип хизмәт қилған, өзи ундақ намаз, дәп ундақ ишларни қилған адәм әмәс. Пәқәт балиси тоғрилиқла, шу балини оқуттуңсән, шуни өйүңдә оқутқан, дәп, шу 7-8 күн бир йәрдә оқуптимики у бала мәктәпни, әмди чәт йәр болғандинкин, шу 8 -синипқичилик оқутқатмики, балиниң кечики шу болғачқа оқумай йенип чиқиптимикин 8 ни пүттүрүп.
Мухбир: һазир яқуп баратниң қанчә балиси түрмигә кирип кәткән? бир балисиму яки қалған балилириму түрмидиму?
Уйғур аял: бир балиси бар. Андин яқуп барат өзи вә аяли бар. Аяли қәшқәрдә, өзи пәйло, дәп қоямдикән, шу йәрдә. Аялиниң исми гүлнисахан. Бир қизи оқуш пүттүрүп кәлгән. Уму гуңшиниң бир йеридә шәһәрчиси, дәп қойимиз, шу йәрдә дукан ечип, йәрлирини тәрдүрүп, асасән җәһәттин пахта терийду у яқларда. Ашундақ қилип қиливатиду. Бир акиси бар, униңму 4-5 балиси бар. Икки ачиси бар, уларму мушу кәлпиндә. Ашу өйдә шу қиз бала бар. Уруқ-туғқанниң балилири ишлирини қилишип берип, хәвәр елип туриду.
2014-Йили хитай аманлиқ күчлириниң кәлпин наһийисидә коча чарлаватқан бир қораллиқ әтрити кечиси қизил чирағдин өтүп кәткән бир мотсиклитлиқ уйғур балини етивәткән. Етилип кәткән уйғур бала абдубасит дәл мушу ачал йезиси көл кәнтиниң турғуни иди.
Шу вәқәдә көл хәлқи абдубаситниң җәситини көтүрүп, наразилиқ намайиши қилған. Лекин даириләр, абдубаситниң аилисигә бесим ишлитип, уларни давадин ваз кечишкә мәҗбурлиған һәм намайишниң бир қисим тәшкиллигүчилирини җазалиған иди.
Әмма, биз яқуп барат аилисидикиләрниң қолға елиниши вә қамақ җазасиға һөкүм қилинишиниң 2014-йилдики наразилиқ намайиши билән четишлиқ яки әмәсликини дәлилләлмидуқ.