Достлириға айәт өгәткән вә һарақ ташлиған абдулмиҗит абләт 7 йиллиқ кесилгән
2016.12.26

Уйғур райони даирилири түзүп чиққан диний әсәбийликниң 75 хил аламити намлиқ қолланмида уштумтут һарақ ташлашниңму диний әсәбийликтин бешарәт икәнлики баян қилинған иди. Уйғур районида 2014-йили башланған “бир йил қаттиқ зәрбә бериш” вә “әсәбийликни тазилаш” һәрикити давамида уйғур райони бойичә нәччә миңлиған кишиниң кесилгәнлики ашкариланған болсиму, уларниң немә үчүн кесилгәнлики, йәни аталмиш җинайәтлири хитайниң дөләт мәхпийәтликлири категорийәсидә сир тутуп келиниватқан иди. Мухбиримизниң әһвал ениқлашлири давамида, әнә шу қаттиқ зәрбә бериш һәрикитидә 7 йиллиқ кесилгән мәһбус абдулмиҗит мәмәтниң икки хил гунаһи барлиқи, бири уштумтут һарақ ташлаш, йәнә бири болса бәш нәпәр достиға 10 намаз айитини өгитиш икәнлики ашкариланди.
Уйғур районидики бир адвокатлар торида елан қилинған диний әсәбийликниң 75 хил конкрет аламити намлиқ қолланмида, йәни униң 10-маддисида диний әсәбийликниң йәнә бир аламити көрситилип мундақ дейилгән: “һарақ ичидиған, тамака чекидиғанлар туюқсиз һарақ-тамакини ташлаш, һарақ ичидиған, тамака чекидиған дост-бурадәрлири һәтта ата-аниси билән барди-кәлди қилмаслиқ.”
Муһаҗирәттики уйғур көзәткүчилири тәрипидин ғәйрий, аҗайип вә күлкилик дәп қаралған бу мадда елан қилинғиниға 2 йилчә болған болсиму, униң иҗраатиға даир һазирға қәдәр учур болмиған, һәтта бәзи көзәткүчиләр, мәзкур қолланмидики бу маддиниң пәқәт тәшвиқат үчүн, кишиләрни агаһландуруш вә қорқутуш үчүн түзүлгәнликини, бундақ бир маддини иҗра қилишниң һәм мәнтиқий, һәм әхлақий җәһәттин мумкинсизликини баян қилишқан. Әмма биз өткән һәптә йеңисарниң лоп йезисидин игилигән учурлиримиздин қариғанда, бултур тутқун қилинған вә икки айниң алдида 7 йиллиқ кесилгән мәһбус абдулмиҗит мәмәтниң әң дәсләптә тутулушиға униң уштумтут һарақ ташливәткәнлики сәвәб болған. Мәһбус абдумиҗитниң тутулушида сақчиларға һәмкарлашқан вә униң сотиға баштин ахир қатнашқан кәнт аманлиқ мудириниң баян қилишичә, абдулмиҗит һарақ ташливәткәнлики үчүн тутуп әкелип соралғандин кейин, униң йәнә бир аталмиш гунаһи- бәш нәпәр достиға намаз айәтлирини өгәткәнлики “паш” болған. Йәнә бу аманлиқ мудириниң баянлиридин, униң бир мәсчит имаминиң пәрзәнти болуши, дадисиниң диний илимлирини өгәнгәнликиму, униң әсәбийликни тазилашта тәкшүрүш обйекти болуп қелишиға сәвәб болған.
Йәнә радиомизға кәлгән инкаслардин мәлум болушичә, һарақ ташлиғанлиқи, кәйпи-сапа йолидин қол үзгәнлики үчүн гуманий көздә қарилиш, тутқун қилиниш ялғуз йеңисарниң лоп йезисидила болған иш әмәс. Нөвәттә түркийәдә яшаватқан, уйғур районидин айрилғиниға бир йилчә болған арзугүл нурмәмәтниң билдүрүшичә, охшаш вәқә хотән вә ақсулардиму йүз бәргән.
Юқирида уйғур районида диний әсәбийлик билән әйиблинип нөвәттә түрмиләрдә йетиватқан нәччә миңлиған мәһбустин пәқәт бир нәпириниңла җазалиниш сәвәби һәққидә йәни аталмиш җинайитиниң һарақ ташлаш икәнлики һәққидә аңлитиш бәрдуқ.