Пакистан диний тәкшүрүш өмики уйғур районида һечқандақ диний чәклимә қоюлмиған, дәп хуласә чиқарди
2016.07.04

Төт кишилик пакистан диний ишлар тәкшүрүш өмики уйғур районидики тәкшүрүшини ахирлаштуруп, пакистанға қайтип кәлгәндин кейин, өткән җүмә күни уйғур районида розиниң чәкләнгәнликигә даир һечқандақ дәлил байқимиғанлиқини елан қилған.
Пакистан диний ишлар министирлиқиниң тәтқиқат ишлар баш директори нурул ислам шаһ, исламабад файсал мәсчитиниң баш хатипи мисбаһур рахман, мупти абдусалам вә қари муһәммәт шаһ қатарлиқ нопузлуқ диний затлардин тәшкил тапқан тәкшүрүш өмики 26-июндин 28 июнға қәдәр уйғур районида тәкшүрүш елип барған.
Тәкшүрүш хитай һөкүмитиниң тәклипигә бинаән орунлаштурулған болуп, тәкшүрүш өмики хитай даирилириниң уйғур районида роза тутушни раст чәклигән -чәклимигәнликини тәкшүридиғанлиқини билдүргән.
Әмма уйғур паалийәтчиләр уларниң адил вә реал хуласә чиқириши гуманлиқ, дәп қарайдиғанлиқини илгири сүргән иди.
Пакистан “Express Tribune” гезитиниң хәвәр қилишичә, пакистан диний ишлар министирлиқиниң юқири дәриҗилик бир әмәлдари тәкшүрүш өмикиниң уйғур районида диний затлар вә йәрлик пуқралар билән сөһбәт елип барғанлиқини билдүрүп, “зиярәт җәрянида шинҗаңдики мусулманларниң толуқ диний әркинлики барлиқи, уларниң диний вәзипилирини әркин бәҗа кәлтүрүватқанлиқи ениқланди” дегән.
Әмма пакистан диний ишлар тәкшүрүш өмикиниң бу доклати д у қ диний ишлар мәсуллириниң қаттиқ рәт қилиши вә тәнқидигә учриди. Д у қ диний ишлар комитетиниң мудири турғунҗан алавидин, пакистан диний затлириниң динға уйғун мустәқил хуласә чиқармиғанлиқини вә пәтива бәрмигәнликини илгири сүрди.
У: “ислами нуқтидин алғанда, у динни сиясәткә түптин бойсундурувелиш, йәни у пакистан өлималириниң өзиниң хитай билән болған мунасивитигә маслаштуруп, диний өлималарни пәтива бәргүзүш, сөзлитиш вә уларға тәшвиқат елип барғузуш бу диний нуқтинәзәрдин һечқачан тоғра әмәс. Чүнки, диний нуқтинәзәрдин елип ейтқанда, мусулманлиқ бу йәрдә асаслиқ орунда туриду. Пакистан өлималири әгәр һәқиқий диний нуқтинәзәрдин хуласә чиқармақчи болса, әлвәттә бизниң уйғур мусулманлириниң әмәлий әһвалини, мустәқил һалда, һечқандақ өзиниң вә хитай һөкүмитиниң бесимиға қаримастин мустәқил сөзлиши керәк. Уйғур мусулманлириниң езиливатқанлиқини, ибадәтләрниң чәклиниватқанлиқини, һәқиқәтни сөзлиши керәк. Әмәлийәттә улар ундақ сөзлимигән. Уларниң ундақ сөзлимигәнлики бу динға уйғун бир хуласә чиқармиғанлиқи вә динға уйғун пәтива бәрмигәнликини испатлайду” деди.
Биз пакистан диний ишлар министирлиқи вә файсал мәсчитигә телефон қилип, алақидар диний затлар вә әмәлдарларниң инкасиға елишқа тиришқан болсақму, әмма һечким телефонимизни алмиди.
Бәзи уйғур паалийәтчиләр, илгири пакистанниң һәрбий, сода-иқтисад, дипломатийә, хәлқара ишларда хитайға зич бағланғанлиқини, бу әһвалда пакистан диний тәкшүрүш өмики хитайниң ирадисигә мухалип һечқандақ ғәйрий пикирдә болмайдиғанлиқини илгири сүргән.
Пакистан уйғур өмәр вәхписиниң рәиси өмәр хан әпәнди, тәкшүрүш өмикиниң һазирқиға охшаш хуласә чиқиридиғанлиқини 29-июн радийомизда оттуриға қойған. У, “мавулар қайтип кәлсә ахбарат йиғини чақирип, (уйғурларға) зулум йоқкән, биз көрүп кәлдуқ, дәйду” дегән иди.
Өмәр хан: “мән селигә бир асан гәп қилай, мавулар һәммиси у йәргә берипту. Улар барғандин кейин бир һәптидә йенип келиду. Йенип кәлгәндин кейин ахбаратқа бир хәвәр чиқиду. Ахбаратқа, яқ, биз көрүп кәлдуқ, зулум йоқкән, хәқләр роза тутиватиду, дегән хәвәрни бериду. Башқа гәп қилмайду, мавулар.”деди.
Өмәр хан әпәнди, тәкшүрүш өмики хотән, қәшқәр, йәкәнниң наһийә, йезилириға бармиғанлиқини билдүрүп, “у җайларни айланған болса, һәқиқий әһвални һес қилған болатти” дәп көрсәтти.
Өмәр хан: “биз дедуқ, һазир (диний әркинлик) чәкләнгән йәр нәдә, қәшқәр, хотән, йәкән вә башқа наһийәләрдә. Лекин (хитай һөкүмити) уларни бу наһийәләргә апармайду. Үрүмчигә апирипла шу йәрдин қайтиду. Һәргиз улар юқириқи җайларға бармайду. Әгәр уларни қәшқәр, хотән вә барлиқ наһийәләргә апиримиз дегән болса, биз йәнә бир аз қайил болған болаттуқ” деди.
Лекин пакистан диний ишлар министирлиқи әмәлдариниң “Express Tribune” гезитигә билдүрүшичә, пакистан тәкшүрүш өмикини уйғур аптоном районлуқ диний ишлар идариси күтүвалған болуп, улар үрүмчи вә башқа җайлардики мәсчитләрни зиярәт қилған.
Даириләр пакистан диний ишлар өмикигә уйғур райониниң диний хизмити һәққидә мәлумат берип, үрүмчи шәһиридә 408 мәсчит, пүтүн аптоном районда 24 миң мәсчит барлиқини, бу йил 3000 мусулманниң һәҗгә барғанлиқини билдүргән.
Пакистан диний ишлар әмәлдари “Express Tribune” гезитигә бәргән мәлуматида йәнә, тәкшүрүш өмикиниң тәкшүрүш доклати тәйярлап, пакистан диний ишлар министирлиқиға сунидиғанлиқини, доклатниң йәнә пакистан ташқи ишлар министирлиқиға тапшурулидиғанлиқини қәйт қилған.
Әмма д у қ диний ишлар мудири турғунҗан алавиддин, диний өлиманиң һәқни сөзләш мәҗбурийити барлиқини әскәртип, әмма пакистан диний тәкшүрүш өмикиниң һәқни йошуруп, “гунаһқа киргәнлики” ни илгири сүрди.
Турғунҗан алавиддин мундақ деди: “у пакистан өлималири пәқәтла өзиниң дөлитиниң хитай билән болған иқтисади мәнпәәт мунасивитини нәзәрдә тутқан асастила сөзлигән. Динда һәқни сөзләш, тоғрини сөзләш мәҗбурийити бар һәрқандақ бир диний өлиманиң, бу йәрдә әлвәттә өлиманиң мәзлумлар тәрәптә туруш мәҗбурийити бар, залимлар тәрәптә әмәс. Мәйли у өзиниң мәнпәитигә уйғун келиду, кәлмәйду. Мәйданини ениқ, очуқ шәкилдә оттуриға қоюши керәк. Ундақ болмайдикән, у диний өлима чоң гунаһқа киргән болиду. Йәни өзиниң һакимийитиниң мәнпәәти үчүн динни бурмилап, һәқни йошуруп, мәзлум тәрәптә әмәс, залим тәрәптә турғанлиқ бу диний җәһәттин әң чоң, әң еғир гунаһ.”
Пакистан ахбарати вә уйғур районидики йәрлик ахбарат васитилиридә, пакистан диний тәкшүрүш өмикиниң үрүмчи вә башқа районлардики қайси мәсчитләрни зиярәт қилғанлиқи, кимләр билән сөһбәт елип барғанлиқи һәққидә һечқандақ тәпсилий учур берилмигән.
Бәзи анализчиларниң илгири сүрүшичә, хитай һөкүмити өзиниң уйғур районидики диний әркинлик хатирисини дуня ислам иш бирлики тәшкилати вә б д т кишилик һоқуқ кеңишидә пакистанниң қоли билән ақлашни мәқсәт қилип, пакистан диний тәкшүрүш өмикини тәклип қилған.
Хитай һөкүмити изчил уйғур районида диний әркинлик чәклиниватқанлиқини рәт қилип, мәзкур райондики мусулманлар диний әркинликиниң “тарихтики әң обдан дәври” ни яшаватқанлиқини илгири сүрүп кәлди.