Хитай даирилири уйғур диярида кадирлар вә оқуғучиларниң роза тутушиға чәклимә қойди
2014.06.30

Дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси шундақла қәйсәридики шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийитиниң рәиси сейит түмтүрк әпәнди, доған хәвәр агентлиқиға бәргән баянатида, хитай даирилириниң өткән йилдикигә охшаш бу йилму уйғурларниң роза тутушиға чәклимә қойғанлиқини ашкарилиди.
Түркийәниң доған хәвәр агентлиқидин нәқил қилинип, сабаһ вә йеңи акт гезитлириниң 29-июндики санида елан қилинған бу баянатта дуня уйғур қурултийи муавин рәиси сейит тумтүрк, уйғур диярида дөләт кадирлири вә оқуғучиларниң рамзан ейида роза тутуши өткән йилдикигә охшаш бу йилму чәкләнгәнликини, бу һәқтә чүшүрүлгән һөҗҗәтниң районлуқ һөкүмәтниң тор бәтлиридә елан қилинғанлиқини билдүрди вә шәрқий түркистан дуня мусулманларниң әң еғир дәрд тартқан вә әң еғир қийинчилиқта қалған бир райони, деди.
Сейит тумтүрк мундақ деди: шәрқий түркистан мусулманлири түрк дунясиниң әң дәсләптә ислам динини қобул қилған бир хәлқ. Шәрқий түркистан 1949-йили хитай ишғалиға учриған, улар 65 йилдин буян ишғалийәткә вә системилиқ ассимилятсийигә қарши күрәш қиливатиду. Шәрқий түркистанда бүгүн роза тутуш чәкләнди, намаз оқуш чәкләнди, саяһәт әркинлики болмиғанлиқи үчүн паспорт берилмәйду вә һәҗ пәрзини ада қилишқа бериши чәкләнди. Шәрқий түркистанда виҗдан әркинлики чәкләнгән.
Сейит тумтүрк әпәнди сөзиниң ахирида, дуня җамаитини уйғурларниң әһвалиға көңүл бөлүшкә чақириқ қилип мундақ деди: башта б д т, явропа парламенти, ислам һәмкарлиқ тәшкилати вә хәлқаралиқ тәшкилатлар шәрқий түркистандики қәтлиамларға, кишилик һоқуқ дәпсәндичиликләргә, әркинликни боғидиған чәклимиләргә көңүл бөлүши керәк вә хитайни тохта дейиши керәк.
Миллий гезитиниң 29-июндики санида, ислам дуняси рамзанға қан вә көз яшлири билән кирди дегән темида бир мақалә елан қилинди, мақалидә, уйғур ели қатарлиқ дуняниң охшимиған җайлиридики ички қалаймиқанчилиқ вә уруш болуватқан дөләт, районлар тилға елинған болуп, ирақ, сүрийә, ғәззә, ливийә, пакистан, шәрқий түркистан, оттура африқа, мисир, сомалийә, йәмән вә бирма қатарлиқ дөләт вә районларниң дуня хәритисдики орни көрситилип һазирқи вәзийити тилға елинған.
Мақалида мундақ дейилгән: мусулманлар 11 айниң султани болған рамзан ейини техиму гүзәл қарши елишни арзу қилатти, әпсус 1 милярд 600 милйонлуқ ислам дуняси, мусулманлар бир-бирини өлтүрмигән, мәзһәп уруши болмиған йүз милйонларчә мусулманлар чин қәлби, роһи вә җисманий җәһәттин бирлик ичидә болған бир рамзан ейини қарши елиш чоң бир саадәт болатти. Әпсус, дуняниң охшимиған йәрлиридики мусулманлар ачлиқ, намратлиқ, ички уруш оттурисида һаят қелиш үчүн күрәш қиливатиду.
Ислам дуняси рамзан ейиға қан вә көз яшлири билән кирди дегән мақалидә, уйғурлар тоғрисида тохтилип мундақ дейилгән: хитай даирилириниң барғансери чекидин ешиватқан бесимлардин кейин, шәрқий түркистанда шиддәтлик вәқәләрниң йүз беришиму җиддий һалда көпийиватиду. Көп санда кишилик һоқуқни қоғдиғучи паалийәтчиләр түрмигә қамалған у районда, даириләр террорлуққа қарши һәрикәтни баһанә қилип диний әркинликкә биваситә тосқунлуқ қиливатиду.
Уйғур аптоном районида кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлири давам қиливатиду
Мақалидә йәнә, уйғурларниң кишилик һоқуқлириниң дәпсәндә болуватқанлиқи тоғрисида тохтилип мундақ дейилгән: уйғур аптоном районида хитай һакимийитиниң нопус ассимилятсийә қилиш сиясити вә һакимийәтниң хитай көчмәнләрни йөткәп йәрләштүрүши нәтиҗисидә йәрлик хәлқниң нопуси 45% кә чүшүп қалди. 1949-Йилидики хитай коммунист ишғалидин кейин 6,7% ни тәшкил қилидиған хитай нопуси бүгүнки күндә 40% тин ешип кәтти.
Хитай һакимийитиниң вәқәләрни бастуруштики қаттиқ қоллуқ мәйдани сәвәбидин районда шиддәтлик вәқәләрниң мәйданға келишиму көпәйди. Техиму қаттиқ қуллуқ салапитини ашкарилиған хитай даирилири йәрлик хәлқниң һәр түрлүк әркинлик тәләплирини рәт қилмақта. Көп сандики кишилик һоқуқни қоғдиғучи паалийәтчиләр түрмигә қамалған районда, хитай һакимийити террорлуққа қарши туруш баһаниси билән диний әркинликләргә биваситә арилишип тосқунлуқ қилмақта. Хитай даирилири 18 яштин кичикләрниң мәсчитләргә киришини чәклиди, мусулманлар яғлиқ артиш, йүзини етиш, сақал қоюш дегәнгә охшаш диний адәтләр сәвәбидин түрмигә қамилиду.
Хитай даирилириниң уйғурларниң роза тутуш вә диний ибадәтлиригә чәклимә қоюш сиясәтлиригә қарши түркийә өлкү уҗақлири тәшкилати баянат елан қилди.
Өлкү оҗақлири тәшкилатиниң рәсмий тор бетидә елан қилинған баянатта мундақ дейилгән: хитай һәр саһәдикигә охшаш шәрқий түркистандики ассимилятсийә сияситини диний саһәдиму давам қилдуруватиду, ахбаратларда вә шәрқий түркистан җәмийәтлири тәрипидин елан қилинған баянатларға қариғанда, хитай бу йилму шәрқий түркистанда роз а тутушни чәклиди, чәклимә бойичә дөләт кадирлири вә оқуғучиларниң роза тутушини мәни қилинған.
Мусулман уйғур түрклири үстидин йүргүзүватқан бесимни һәр күни дегүдәк күчәйтиватқан хитай, саяһәт әркинликигә чәклимә қоюп, һәҗгә беришини тосумақта. Намаз вә қуран оқушқа охшаш һәр хил диний ибадәтләргә чәклимә қойған хитай һакимийити шәрқий түркистанда нурғунлиған уйғурларни террорчи дегән җинайәт артип узун йиллиқ түрмигә яки өлүм җазасиға һөкүм қилмақта. Хәлқимиз вә дөләт әмәлдарлиримизни шәрқий түркистандики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликләргә җиддий қарашқа чақиримиз.
Биз бу һәқтә пикир-қарашлирини елиш үчүн дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси шундақла қәйсиридики шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийитиниң рәиси сейит тумтүрк әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.