Абдуғени сабит: “уйғурлар хәлқара террорлуққа қарши күрәшниң қурбанлири болмақта!”
2017.07.20

Йеқиндин буян бир қисим ахбарат органлири мисирдики уйғур оқуғучиларниң әһвалидин хәвәрдар уйғур паалийәтчилирини зиярәт қилип, сөһбәт хатириси асасида мақалиләр елан қилди. Әнә шуларниң бири, голландийәдики уйғур паалийәтчи абдуғени сабит болуп, у йеқинда бирнәччә ахбарат васитисиниң зияритини қобул қилип, уйғурлар мәсилисигә даир бир қатар һадисиләр һәққидә тегишлик чүшәнчә бәрди.
Мисирда қолға елинған уйғур оқуғучиларниң бир қисми хитайға қайтурулғандин буян, бу һәқтики хәвәрләр хәлқара мәтбуатта давамлиқ қизиқ нуқта болушқа башлиди. Нөвәттә мисир сақчилири қолға алған уйғур оқуғучиларни мисир истихбарат органлириниң өткүзүвалғанлиқи һәмдә уларниң мисирдики сесиқ нами пур кәткән “тора” түрмисигә йиғилғанлиқи, бу уйғур оқуғучиларни маддий җәһәттики шараити интайин начар болған түрмә камерлирида хитайдин кәлгән сақчиларниң сорақ қиливатқанлиқи һәққидики хәвәрләр оттуриға чиқмақта. Буниңға мас һалда хитай һөкүмитиниң рәсмий ахбарат васитилиридин болған “мәркизий хәлқ телевизийә истансиси”ниң тездин бу һәқтики хәвәрләр еқимиға сиқилип кириватқанлиқиму мәлум болмақта. Улар ишлигән түнүгүнки син хәвириниң биридә, хитайниң мисирдики баш әлчиханисиниң мисирда оқуватқан “вәтәнпәрвәр” уйғур оқуғучилар һәмдә уйғур муһаҗирлар билән сөһбәт йиғини ачқанлиқи, йиғин қатнашқучилириниң бу җәрянда уйғурларниң диний етиқад әркинликидин қандақ бәһримән болуватқанлиқи, хитай һөкүмити уйғур оқуғучиларниң мисирда оқушиға қандақ көңүл бөлүватқанлиқи һәққидә сөз қилғанлиқи тәкитләнгән.
Һалбуки, ғәрб дунясидики оқурмәнләргә бу һәқтә мәлуматлар бериватқан бәзи ахбарат васитилириниң баянлири болса хитай һөкүмити ейтиватқан әһвалниң дәл әксини тәсвирләватқанлиқини мәлум. “оттура шәрқ көзәткүчиси” агентлиқиниң голландийәдики уйғур паалийәтчи абдуғени сабит билән өткүзгән сөһбити әнә шу хил баянларниң биридур.
2007- Йилидин буян голландийәдә яшаватқан абдуғени сабит мисирдики уйғур оқуғучилар вәқәси башланғандин буян тунҗи болуп чәтәл ахбаратлириға бу һәқтә мәлумат бәргән аз сандики уйғур паалийәтчилириниң бири. У дәсләп “әл-җәзирә” телевизийәси мисирдики уйғур оқуғучиларниң мисир сақчилириниң тутқун обйектиға айланғанлиқи һәққидә ишлигән тәпсилий син хәвиридә, уларниң зияритини қобул қилған һәмдә уйғур мәсилиси билән мисирдики уйғур оқуғучиларниң қолға елиниши оттурисида қандақ бағлиниш һәққидә уларға чүшәнчә бәргән иди.
Униңдин кейин болса, абдуғени “оттура шәрқ көзәткүчиси” агентлиқиниң мухбири амелия симисниң зияритини қобул қилип, техиму илгирилигән һалда уйғур мәсилисигә даир бәзи әһваллар һәққидә өзиниң ойлиғанлирини баян қилди. Униң бу қетимқи сөһбәт асасида ишлигән тәпсилий хәвири 19-июл күни елан қилинип, ғәрб дунясидики оқурмәнләр арисида бәлгилик тәсир қозғиди.
Абдуғениниң мухбирларға билдүрүшичә, хитай һөкүмити изчил һалда чәтәл дөләтлирини хитай компартийәсиниң мәнпәәти һесабиға иш қилишқа қизиқтуруп келиватқан болуп, уларниң бу хил тактикиси америка яки явропа әллиридә карға кәлмәйдиғанлиқи көп қетим испатланған. Әмма, мисирға охшаш иқтисадий җәһәттә толиму аҗиз орунда туридиған мәмликәтләр болса һәрқачан бу хил қизиқтурушлар алдида баш егип кәлмәктә икән. У мисир һөкүмитиниң бир ислам дөлити туруп, ислам дунясида толиму шөһрәтлик санилидиған әл әзһәр университетида оқуватқан уйғур оқуғучиларни қолға елип хитайға өткүзүп беришидә дәл мушу амилниң муһим рол ойниғанлиқини алаһидә тәкитләйду.
Мақалидә көрситилишичә, мисир һөкүмитиниң уйғур оқуғучиларни қолға елиши хитайниң шималий африқа мәмликәтлиригә милйонлап мәбләғ селиши билән мас қәдәмдә оттуриға чиққан. Мисир банкисиниң муавин башлиқи абдулетиф мәғрәбий бу йил май ейида мисир һөкүмитиниң хитай һөкүмити билән зич һәмкарлишип “хитай мәбләғ салғучилири дуч кәлгүси һәрқандақ тосалғуларни қомуруп ташлайдиғанлиқи” ни билдүргән. Мәлум болушичә, хитайниң мисирға салмақчи болған мәблиғи барғансери ешип бериватқан болуп, икки тәрәп оттурисидики сода мунасивити тез сүрәттә илгириләватқанда уйғурлар әң зор бәдәл төләшкә мәҗбур болған.
Бу һәқтә пикир қилған абдуғени хитай һөкүмитиниң бу уйғурларни қайтуруп кәтмәкчи болушида улардин әндишә қилиш әмәс, бәлки башқичә нийәт асаслиқ орунда туриду, дәп қарайду. Униң пикричә “уйғурлар террорчи” дегән уқумни түркләр дунясида вә шәрқий җәнубий асия районида йетәрлик тарқитип болған хитай һөкүмити әмдиликтә мушу усул арқилиқ оттура шәрқтә һәмдә мусулманлар дунясида бу чүшәнчини бир қетим намаян қилмақчи болған.
Мақалидә көрситилишичә, һазирқи дуня миқясида “террорлуқ вә әсәбийликкә қарши туруш” ниң бир түрлүк омумий еқимға айлиниватқанлиқи, хитай һөкүмитиниң мушу долқунға әгишиватқанлиқи һәққидә сөз болғанда, абдуғени бу һалниң хитайда башқичә шәкил еливатқанлиқини, техиму муһими илгирики вақитларда мустәқил “шәрқий түркистан җумһурийити” қурған уйғурларни хитай һөкүмитиниң өзлиригә тәһдит, дәп қарап кәлгәнликини алаһидә тәкитлигән. Шуниң үчүн у бу нуқтини “уйғурлар хитайдин айрилип чиқишни әмәс, бәлки өзлиригә мәнсуп болған миллий дөләтни хитай ишғалийитидин қайтурувелишни истәйду” дәп шәрһлигән. Униң пикричә, мушу сәвәбтин хитай һөкүмитиниң қиливатқанлирини ноқул мәнидики “ислам дүшмәнлики” дәп чүшинишкә болмайдикән. Чүнки, охшаш ислам диниға етиқад қилидиған башқа милләтләр билән уйғурлар пүтүнләй башқичә муамилигә дуч кәлмәктә икән.
Әнә шу сәвәбләрдин уйғурлар дуч келиватқан қисмәтни “хитай хәлқарадики мушу омуми еқимдин пайдилинип уйғурларни ‛дүшмән күч‚ сүпитидә нишан қилмақта” дәп чүшиниш бираз ақиланилик болидикән. У бу һәқтә өзиниң қаришини баян қилип өтти.
Биз абдуғени билән сөһбәтлишип мәхсус темидики мақалини йезип чиққан амелия симисқа микрофонимизни узатқанда, у буниңдин толиму хушаллиқ һес қилидиғанлиқини билдүрди. Биз униңдин мәзкур мақалини йезиш җәрянида уйғурлар һәққидә қандақ чүшәнчигә кәлгәнликини, шуниңдәк мәзкур мақалини оқуған ғәрб дунясидики оқурмәнләрниң буниңдин уйғурлар һәққидә қандақ учурларға игә болуш мумкинчиликини сориғинимизда амелия мундақ деди:
“шундақ. Мән уйғурлар һәққидә мәлум чүшәнчигә егә идим, әмма бу чүшәнчилирим дәрвәқә абдуғени билән сөһбәттә болғандин кейин һасил қилған чүшәнчилиримдәк у қәдәр тәпсилий вә чоңқур әмәс иди. Мәсилән ейтсақ, хитай көчмәнлириниң шәрқий түркистанға зор санда көчүши, уларға хизмәт, олтурақ өй қатарлиқ алаһидә иқтисадий имтиязниң берилиши, шуниңдәк шәрқий түркистанда шунчә көп миқдарда тәбиий байлиқларниң мәвҗут болуши, әмма бу байлиқларға уйғурларниң әмәс, бәлки мәркизий хитай һөкүмитиниң биваситә игидарчилиқ қилиши қатарлиқларни билгинимдә мән һәқиқәтән шүркүнүп кәттим. Шуниң үчүн мән шәхсән шундақ ойлаймән: мән язған мақалини көргәнләр шүбһисизки у районда зади немиләрниң болуватқанлиқини чүшинивалиду. Чүнки улар бу һәқтә бәзи омумий мәзмундики учурлардин хәвәрдар болсиму, әмма у қәдәр тәпсилий әһваллардин хәвәрсиз. Сиз буни чүшинисиз. Йәнә бир яқтин кишиләрниң бу әһвалларға болған қизиқишини қозғайду, дәп ойлаймән. Чүнки мән язған мақалә мисирдики уйғурларниң өй бесип қолға елиниши һәққидики тунҗи хәвәр вә син материяллири елан қилинип хәлқарада биринчи қетимлиқ ғулғула көтүрүлгәндин кейин, һазир оттуриға чиқиватқан иккинчи қетимлиқ ғулғулиниң бир тәркиби қисми сүпитидә елан қилинди. Мақалә елан қилинғандин кейин уни нурғун кишиләр вә органлар оқуди, көчүрүп басти, шундақла һәмбәһирлиди. Мушуниң өзи шүбһисизки кишиләр бу темиға бәкму қизиқти, дегәнликтур.”
Ахирида абдуғени мисирдики оқуғучилар мәсилисидә дуняниң һәрқайси җайлиридики уйғур җамаитиниң ортақ күч чиқиришиниң әһмийити вә зөрүрийити тоғрилиқ тохталди. Шуниң билән биргә, өткән бирнәччә һәптә мабәйнидә мисирдики уйғур оқуғучиларға халис ярдәм қилғучиларниң иш-һәрикәтлиридин йәнә бир қетим уйғурлардики өз-ара һәмдәртлик әнәнисини вә қериндашлиқ туйғусини көрүвелишқа болидиғанлиқини тилға алди.
Мәлум болушичә, һазир мисирда қолға елинған оқуғучилар җиддий сорақ басқучида туруватқан болуп, уларниң кейинки тәқдириниң қандақ болидиғанлиқи техичә намәлум һаләттә турмақта.