Хитай ислам җәмийитиниң бир һәйити түркийәни зиярәт қилди
2013.12.17
Түркийә дини ишлар идарисиниң тәклипи билән 2013-йили 12-айниң 12-күни хитай ислам җәмийитиниң муавин башлиқи адилҗан башчилиқидики уйғур вә туңганлардин тәркиб тапқан бир һәйәт рәсмий зиярәт үчүн түркийәгә кәлди вә түркийә дини ишлар идарисиниң рәиси профессор мәһмәт гөрмәз әпәнди билән учрашти.
Һәйәтни ишханисида қобул қилған түркийә дини ишлар идарисиниң башлиқи мәһмәт гөрмәз бу зиярәттин хушал болғанлиқини ипадиләп, түркийә дини ишлар идариси билән хитай дини ишлири министирлиқи, хитай ислам җәмийити билән давам қиливатқан мунасивәтләрниң һәр икки тәрәпкә нисбәтән әһмийәткә игә икәнликини билдүрди.
Профессор мәһмәт гөрмәз, түркийә дини ишлар идариси билән хитай ислам җәмийитиниң оттурисидики тәрәққий қиливатқан мунасивәтләргә әһмийәт бериватқанлиқини ипадиләп мундақ деди:
“түркийә дини ишлар идариси билән хитай ислам җәмийити оттурисида йеқиндин буянқи тәрәққий қилған мунасивәтләр икки дөләттә чоң изларни қалдурди. Хитайға елип барған зиярәтләрдә һәр икки дөләтниң дини идарилири оттурисида тунҗи қетим ишиклири бир-биригә ечилди. Ишикләр ечилиши биләнла көңүлләрниң бир-биригә очуқ икәнлики көрситилди. Қисқа муддәт ичидә икки тәрәп оттурисидики келишимләргә имза қилиниши вә у келишимләргә уйғун һалда хизмәтләрниң башлиниши интайин хушаллиқ бир иштур. Өткән қетимқи зияритимиз һәм уйғур аптоном районидики үрүмчидә, һәм бейҗиңда һәм йиң чүәндә унтулғусиз излар қалдурди. Икки дөләт оттурисида өткүзүлгән дини вә мәдәнийәт паалийәтлири хитайдиму муһим излар қалдурғанлиқиға ишинимән.”
Хитайда вә уйғур диярида 13 әсирдин буян ислам мәдәнийити қоғдалди
Түркийә дини ишлар идарисиниң башлиқи профессор мәһмәт гөрмәз, хитайда ислам мәдәнийити вә етиқадиниң 13 әсирдин буян йоқап кәтмәй давам қилишида һәм хитайдики мусулманлар һәм хитай дөлитиниң өз-ара һөрмәтлишиш сайисида бүгүнки күнгичә давам қилип кәлгәнликини ипадилиди вә хитай ислам җәмийитидин кәлгән һәйәткә хитаб қилип мундақ деди:
“әҗдадлириңлар билән пәхирлиниңлар, 13 әсирдин буян хитай дөлитидә өз салаһийитиңларни, етиқадиңларни, мәдәнийәт-қиммәтлик ядикарлиқлириңларни бүгүнки күнгичә қоғдашта мувәппәқийәт қазандиңлар. явропада испанийә мусулманлиридин һеч бир әсәр қалмиди, хитайдики мусулманларниң мәвҗутлуқини қоғдап қелиши хитай дөлитигә нисбәтән иҗабий қарашқа сәвәб болуватиду.”
Өзлирини дунядин йирақ тутқан хәлқләрниң мәдәнийәт тарихида алға илгирилиши мумкин әмәс
Профессор мәһмәт гөрмәз йәнә мундақ деди: “бәк узақ арилиқта болсиму түркийәдики дини ишлар идариси билән хитай ислам җәмийити оттурисидики мусапирларниң йеқинлишип ортақ хизмәт қилишиниң башлиниши икки дөләтниң, бәлки дуняниң тинчлиқиға һәссә қошидиғанлиқини ойлаватимән. Өзлирини дунядин узақ тутқан хәлқләрниң мәдәнийәт тарихи ичидә алға илгирилиши мумкин әмәс. Шуниң үчүн бүгүнки дуняда пүтүн инсанларниң қәлблирини бир-биригә ечиши, һәмкарлиқни тәрәққий қилдуруши пәқәт өзлиригә мунасивәтлик әмәс, бәлки пүтүн дуня мусулманлири вә пүтүн инсанийәт билән мунасивәтлик пайдилиқ ишларни қилиш интайин муһим. Силәрниң бу зияритиңларму мушуниңға васитә болидиғанлиқиға вә техиму юқири көтүридиғанлиқиға ишинидиғанлиқимни ипадиләшни халаймән.”
Икки тәрәпниң сөһбәт җәрянида сөз қилған хитай ислам җәмийитиниң муавин башлиқи адилҗан түркийә зияритиниң мәқситини ипадиләп мундақ деди: “бу йәрни зиярәт қилишимизниң сәвәблириниң муһим бири болса, түркийәдики дини башқуруш вә дини ишлар идариси тоғрисида уларниң тәҗрибилиридин пайдилиниш, дини ишлар идарисиниң дуняниң охшимиған районлирида намрат, еһтияҗлиқ инсанларға ярдәм қилиши, филиппиндики тәбиий апәттин кейин ярдәм бериши, африқиниң булуң-пучқақлиридики намрат инсанларға ярдәм қолини узитиши вә еһтияҗи болған районларға мәсчит-җами қурулуш ясиғанлиқи биз үчүн интайин муһим вә бизни һаяҗанландуридиған хизмәтләрдин биридур. Униңдин башқа йәнә дини ишлар идарисиниң дини нәшриятчилиқи биз үчүн үлгә һасил қилиду. Бизниң өз-ара бир-биримиздин өгинидиған көп нәрсә бар. Хитайдики мусулманларға пайдиси болуши үчүн силәрниң бу тәҗрибилириңлардин пайдилинишни халаймиз, хитайдики дини муһиттики һаятни сақлап қелиш үчүн қолимиздин келишичә тиришиватимиз.”
Игилинишичә, хитай ислам җәмийитиниң муавин башлиқи адилҗанниң башчилиқидики һәйәт хитайниң охшимиған районлиридики ислам җәмийәтлириниң вәкиллиридин тәркиб тапқан болуп, бу һәйәт әнқәрәни зиярәт қилғандин кейин конияни зиярәт қилип коня муфтиси билән учрашқандин кейин кониядики мәвланә җалалидин руминиң қәбрисини зиярәт қилған.
Түркийә дини ишлар идарисиниң башлиқи мәһмәт гөрмәз 9-айда үрүмчини зиярәт қилип, нур бәкри билән учрашқан вә кейин үрүмчидики ислам институтини зиярәт қилип оқутқучи вә оқуғучилар билән сөһбәт өткүзгән иди.
Өткән йили хитай диний ишлар министирлиқи билән түркийә диний ишлар идариси оттурисида диний тәлим тәрбийә вә дин хизмәтлири саһәләрдә ортақ хизмәт-паалийәтләр қилиш мунасивәтни тәрәққий қилдуруш тоғрисида келишим түзүп имзаланған. Бу мунасивәт билән мәһмәт гөрмәз мухбирларға бәргән баянатида, уйғур диярида қуран кәрим қатарлиқ дини китабларни нәшр қилип тарқитиш, уйғур оқуғучиларни диний тәлим тәрбийә бериш, диний хизмәт-паалийәтләр елип бериш тоғрисида хитай тәрәп билән һәмкарлиқ қилишқа тәйяр икәнликини билдүргән иди.
Бу икки дөләт дини ишлар идарилириниң мунасивәтлири тоғрисида пикир-қарашлирини елиш үчүн истанбул мармара университет учур-алақә бөлүминиң оқутқучиси доктор абдулһәмит авшар әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.
Абдулһәмит авшар, бу мунасивәтләрниң уйғурларға зиян елип кәлмәйдиғанлиқини ипадилиди вә шуниң билән биргә түркийә дини ишлар идарисиниң бу мунасивәтләрдә туңган мусулманлири билән уйғур мусулманлириниң дини әркинлик җәһәттә охшашмайдиған пәрқлириниң мәвҗутлуқини билиши керәклики вә хитай дини ишлар министирлиқи билән мунасивәт қилғанда, уйғурларниң дини әркинлики бесим астида икәнликини көз алдиға қоюп мунасивәт қилиш керәклики, шинҗаң дегән аталғуниң орниға уйғур яки шәрқий түркистан аталғусини тилға елиш керәкликини оттуриға қойди.