Туңганларниң “җуңго мусулманлар тори” бир сиясий мақалә сәвәблик тақиветилгән

Мухбиримиз әркин
2016.12.15
beyjing-mesjit-namaz-uyghur.jpg Бейҗиңдики мәлум мәсчиттә намаз өтүватқанлар. 2013-Йили 1-ноябир.
AFP

“җуңго мусулманлар тори” өткән шәнбә күндин башлап тақилип қелип, ахбарат васитилириниң алаһидә диққитини қозғиған. Униң тақилип қелиш сәвәби һәр хил пәрәз вә гуманларни қозғиған иди.

Мәзкур торниң бир башқуруш хадими пәйшәнбә күни мухбиримизға униң тақиветилип қелиш сәвәбини ашкарилиди. Униң билдүрүшичә, мәзкур торниң тақилип қелишиға чәтәлдики бир оқуғучиниң мәзкур торда хитай рәһбәрлирини тәнқид қилип язған бир сиясий мақалиси сәвәб болған.
Мәзкур торниң ма фамилилик бир башқурғучиси, тор бетини гәнсу өлкилик тор учурлирини башқуруш ишханисиниң тақивәткәнлики, униң әслигә келиш -кәлмәслики һазир мәлум әмәсликини билдүрди.

Ма әпәнди мундақ дәйду: “мақалә елан қилиш сәвәблик тақалди. Йәни мунбәрдә елан қилинған мақалиниң мәзмуни тақилишқа сәвәб болди. Униң мәзмуни дөләт рәһбәрлиригә четишлиқ икән. Шундақ гәпләр болди. Униң ечилиш-ечилмаслиқи мәлум әмәс. Әмма һазир пүтүн тор тақап қоюлди. Буни гәнсу тәшвиқат бөлүми, йәни гәнсу өлкилик тор учурлирини башқуруш ишханиси тақайду. Бу тор әсли бир мунбәр. Дөләтниң алақидар сиясәтлиридә мунбәргә елан қилинған нәрсә тәкшүрүлүп елан қилиниду. Лекин торға чиққучилар бир қәдәр көп болғачқа тордашлар уни торға қоювәткән. Тор башқурғучиниң тәкшүрүшидин өтмәйла елан қилинип кетипту. Униң конкрет мәзмуни маңиму мәлум әмәс. Униң дин билән алақиси йоқ, бәлки униңда дөләт рәһбәрлирини тиллиған болса керәк.”

“җуңго мусулманлар тори” хитайда йеқинқи йиллардин бери мусулманларға қарши кәйпият күчәйгән, хитай иҗтимаий таратқулирида вә бәзи һөкүмәт ахбарат васитилиридә мусулманларни ашкара кәмситидиған, чәткә қақидиған мақалә, пикир вә муназириләр әвҗ алған бир мәзгилдә тақалди.

Ма әпәнди хитай һөкүмитиниң туңган мусулманлириға тутқан диний сияситигә иҗабий баһа бәргән болсиму, иҗтимаий таратқуларда мусулманларға һуҗум қилиш әһвали еғир икәнликини билдүрди.

Ма әпәнди: “дини мәсилидә бизниң дөләт нисбәтән әркинрәк. Омумий вәзийәттин алғанда дөләт йәнила һәр тәрәптин қоллайду вә әркин. Һөкүмәтниң нуқтиинәзиридин қариғанда һечқандақ бир чәклимә йоқ. Бирақ ғәйрий мусулманларниң мусулманларни мазақ қилидиған хаһиш бар. Мәсилән, биз торда исламниң бәзи иҗабий тәрәплирини елан қилсақ, улар буни бурмилайдиған қараш вә баһаларни елан қилиду яки һақарәтләйдиған нәрсиләрни язиду. Мәсилән, мусулманларниң чошқа гөши йемәслик мәсилисидә, силәр мусулманлар йемигән билән башқилар йәйду, дегәндәк нәрсиләр көп йезилиду. Улар бу арқилиқ мусулманларниң пикригә өктә қопиду” деди.

Америка мариланд университетиниң профессори ма хәййүнниң қаришичә, бу торниң тақилиши хитайниң уйғур районида елип барған диний бастуруш сияситини гәнсу, ниңшя, чиңхәй қатарлиқ туңган районлириға кеңәйтиватқанлиқиниң ипадиси.

Ма хәйййүн мундақ дәйду: “алаһазәл 2 йил аввал шинҗаңдики бастуруш сиясий чиңхәй, гәнсу, ниңшяни өз ичигә алған ичкиридики районларға кеңийишкә башлиди. Мән бәзи хитай тәтқиқатчилиридин сорудум, туңганларда 3' хил күчләр' йоқ, шундақ туруп немишқа бундақ сиясәт йүргүзүлиду, дәп. Уларниң җаваби, шинҗаңниң күчи, йәни қаттиқ қол күчләр мәркәздә үстүнлүкни игилиди. Шуңа, улар шинҗаңдики сиясәтни ичкиригә теңиватиду. Улар, биз шинҗаңда диний радикаллиққа қарши туруватсақ, силәр чиңхәй, гәнсуда һалал йемәклик мәсилисини көтүрүп чиқиватисиләр, дегәнни баһанә қилди.”

Профессор ма хәййүн, ичкиридики туңганларниң һәрикити уйғур районидики һөкүмранларни қаттиқ биарам қилғанлиқини билдүрди. У мундақ дәйду: “ичкиридики туңганларниң бу нәрсиси шинҗаңдики һөкүмранларға бир шапилақ болуп тәгкән. Әслидила улар шинҗаңни қалаймиқан қилип кәлгән. Лекин улар ниңшя, гәнсу, чиңхәй вә башқа районлардики һалал йемәклик вә башқа мәсилиләрдики күчлүк тәләпни көрүп, бу әһвалларниң шинҗаң сияситини инкар қилидиғанлиқини һес қилди. Чүнки, бу шинҗаңдики қалаймиқанчилиқ уйғурлардики мәсилә әмәс, сениң башқурушуңдики, диний сияситиңдики мәсилә, дегәнлик болиду. Улар буниңға чидимиди. Шуниң билән шинҗаң сияситини ичкиригә кеңәйтишкә башлиди.”

Лекин профессор ма хәййүнниң қаришичә, хитайниң уйғур районидики диний сияситини ичкиридики туңганларға әйнән көчүрүп йүргүзүш еһтималлиқи наһайити чәклик икән. У, хитай һөкүмити уйғур районида учурни контрол қилалисиму, әмма униң ичкиридики туңган районлирида контрол қилалмайдиғанлиқини билдүрди.

“җуңго мусулманлар тори” 2003‏-йили қурулған ләнҗудики бир тор бәт. Мусулман туңганлар хитай тилидики бу тор бетиниң асаслиқ абонти болуп, мәзкур тор бекити илгири бәзи туңган вәкиллириниң хитай мәмликәтлик хәлқ қурултийида оттуриға қойған “һалал йемәкликләрни башқуруш қанун лаһийәси” ни қоллиған. Әмма хитай мәмликәтлик хәлқ қурултийи бу тәклип лаһийәни қурултай күнтәртипкә қоймиған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.