Японийәдики уйғурлар роза һейтни күтүвалди
2016.07.06

5-Июл японийәдики уйғурлар һәр қайси өлкә вә шәһәрләрдики мәсчитләргә җәм болуп һейт намизини тамамлап, бу йилқи роза һейт байримини қизғин күтүвалди.
Токйодики мәшһур қәдимий мәсчитләрдин бири болған түрк җамәсидә роза һейт намизини тамамлиған японийә уйғур бирлики тәшкилатиниң рәиси доктор турмуһәммәт һашим зияритимизни қобул қилип японийәдики вә шундақла дуняниң башқа җайлирида һиҗрәттә яшаватқан уйғурларниң роза һейтини чин дилидин тәбрикләйдиғанлиқини билдүрди.
Доктор турмуһәммәт һашим уйғурларниң һейт намазлиридин кейин қәбрә йоқлаштин ибарәт бу әнәниси бойичә токйодики бир қисим уйғурларниң топлишип, тама қәбристанлиқидики 1933-йили қәшқәрдә қурулған шәрқий түркистан ислам җумһурийитиниң һәрбий қомандани генерал мәһмут муһитиниң акиси мусил һаҗи муһити вә мәһмут муһитиниң орду тил тәрҗимани турди бәгзадә қатарлиқ уйғур мөтивәрлириниң қәбрисини йоқлайдиғанлиқини ейтти.
Японийәниң сайтама өлкисидә һиҗрәттә яшаватқан уйғур зиялийлиридин ғалип миҗит зияритимизни қобул қилип барлиқ вәтәндашлириға өзиниң һейтлиқ салимини йоллиди.
Уйғур ханим-қизлиридин гүлистан әзизи бу йилқи роза һейт байриминиң 2009-йили үрүмчидә йүз бәргән 5-июл вәқәси хатирә күнигә тоғра кәлгәнликини билдүрүп роза һейтни тәбрикләш билән биргә 5-июл вәқәсини қайғу билән әсләйдиғанлиқини илгири сүрди.
Уйғур зиялийси ғалип миҗит роза һейтин ибарәт бу диний байрамниң инақлиқни вә иттипақлиқни илгири сүридиған йетиливатқан пәрзәнтләргә қериндашлиқ вә достлуқ меһрини өгитидиған яхши бир дәрс икәнликини билдүрди.
Гүлистан әзизи йәнә роза һейттин ибарәт бу байрамниң аиливи балилар тәрбийисидики роли һәққидиму қисқичә тохталди.
Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.