Японийәдә мусулманлар әркин ибадәт қилмақта

Ихтиярий мухбиримиз қутлуқ
2014.08.20
yaponiye-islam-dini-1-305.jpg Японийәдә мусулман болған аял
RFA/Qutluq


Японийә қанунида япон пуқралириниң шундақла чәтәлликләрниң тинчлиқ асасида диний паалийәтләрни елип бериш вә өз әркинлики билән һәр қандақ динға етиқад қилиш әркинлики бәлгиләнгән болуп, японийәдики мусулманларниң күчлүк исламий тәшвиқларни елип бериш нәтиҗисидә японийә җәмийитидә һазир ялғузла японлар әмәс, бәлки көплигән чәтәлликләрму өзликидин ислам динини қобул қилмақта.

Мана шуларниң бири, японийәдә яшаватқан чәтәлликләрдин канадалиқ христиан динидики қиз лен хәдичә, 15 - авғуст кагошима мәсчитидә иман ейтип мусулман болди.

Японийәгә ислам дини биринчи дуня урушидин кейин рәсмий тарқалған болуп, илгири көплигән қазан татарлири, кейин уйғурлар японийәгә келип ислам динини тарқатқан. Шундин итибарән ислам дини японийәдә гүллинишкә башлап, коби, токйо қатарлиқ шәһәрләрдә мәсчит вә мәдирсләр бина қилинған.

Токйоға селинған тунҗи мәсчиттә 1939 - йилидин башлап шәрқий түркистан ислам җумһурийитиниң һәрбий қомандани мәһмут муһити билән бирликтә, японийәгә кәлгән диний алим муһәммәд имин қәшқәри узун вақит имамлиқ қилған.

Муһәммәд имин қәшқәри токйода тәсис қилинған түркистанлиқларниң “йешил өй” намлиқ ислам мәркизидә японларға қуран өгитиш билән биргә, уйғур тилидин дәрс бәргән. Униң тунҗи қиз оқуғучилиридин сузуки сумико аминә ислам динини қобул қилип уйғур тилини пишиқ үгәнгән вә әң ахири шәрқий түркистан ислам җумһурийитиниң рәиси хоҗа нияз һаҗимниң иниси осман билән той қилған.

Һазирқи вақиттиму японийәдә бир қисим япон қизлири мусулманлар билән никаһлинип, ислам динини қобул қилғанлиқтин япон мусулманлири ичидә ханим - қизларниң сани һәммидин көп һесаблиниду.

Йеқиндин буян японийә һөкүмити японийә җәмийитидики мусулманларниң көпийишигә әгишип, японийәдики асаслиқ айродромларда намаз оқуш үчүн мәхсус өйләрни тәсис қилип мусулманларниң сәпәр үстидиму ибадәт қилишиға әвзәллик яритип бәрмәктә.

Японийәдә пуқраларниң диний паалийәт елип бериш вә һәр қандақ динға етиқад қилиши әркинлики болғачқа, һазир японларла әмәс, бәлки көплигән чәтәлликләрму өзликидин ислам динини қобул қилмақта. 15 - Авғуст кагошима мәсчитидә иман ейтип мусулман болған канадалиқ қиз лен хәдичә әнә шуларниң бири.

Шу күнки шаһадәт ейтиш мурасимида алди билән сөз қилған японийә сатсума ислам мәркизиниң рәиси, кагошима университетиниң профессор доктор һишам, хиристиян динидики бир канадалиқ қизниң уйғур қатарлиқ мусулманларниң ярдими билән өзликидин ислам динини қобул қилип иман ейтиш нийитигә кәлгәнликини вә һазир шаһадәт ейтиш мурасиминиң рәсмий башланғанлиқини җакарлиди.

Исламий кийимләр билән кийингән, бешиға уйғурчә әтләс ромал артқан, хәдичә профессор һишамға әгишип пәс авазда шаһадәт ейтишқа башлиди. Хәдичә иман ейтип болғандин кейин җамаәт үнлүк авазда тәкбир товлап униң мусулман болғанлиқини мубарәклиди. Хәдичәгә сатсума ислам мәркизи намидин мусулман болғанлиқ гуванамиси берилди.

Зияритимизни қобул қилған хәдичә мусулман болғандин кейин өзиниң наһайити яхши һессиятта болуватқанлиқини, иман ейтқанлиқидин толиму мәнмунлиқини вә буниңдин кейин қуран кәримни техиму қетиқинип өгинидиғанлиқини билдүрди.

Зияритимизни қобул қилған пидагок хәйириниса ханим хәдичәниң ислам динини қобул қилиши сәвәблири һәққидә тохтилип өтти.

Хәдичәниң ейтишичә, униң әсли исми лен болуп, канадада бир франсуз аилисидә дуняға кәлгән. Ата - аниси күчлүк христиан дини муритлиридин болуп, уму тәқвадар христиан мухлислиридин болуп йетилгән.

Хәдичә балилиқ вә осмурлук дәвридин тартипла көп милләт вә һәр - хил мәдәнийәтләр ичидә чоң болған. Алий мәктәптики чеғида африқидики көплигән ислам әллиригә берип шу йәрдики християн муритлириниң халисанә хизмәтлиридә болған.

Хәдичә кейин хизмәт мунасивити билән японийәдә келип туруп қалған. У, әтрапидики уйғур, урду, әрәб қатарлиқ мусулманларниң турмуш өрп - адәтлирини инчилик билән көзитип диққәт қилип кәлгән.

Хәдичә исламға болған күчлүк қизиқиши шундақла қуран кәрим билән инҗилни селиштурма тәриқисидә тәтқиқ қилип өгиниши нәтиҗисидә, өзиниң һаят нишанидики әқидисидә бурулуш һасил қилип, әң ахири ислам динини қобул қилишни лайиқ көргән.

Канадалиқ қизниң ислам динини қобул қилғанлиқидин хәвәрдар болған, уйғур сиясий актиплиридин гүлистан ханим нөвәттә уйғур елида хитай һакимийити тәрипидин “мутәәссиплик кийимлири” дәп қариливатқан уйғур ханим - қизлириниң исламий кийимлири һәққидә тохтилип өтти.

Ахирида зияритимизни қобул қилған доктор турмуһәммәт һашим хитай һөкүмити тәрипидин хурапатлиқ дәп бастурулуватқан ислами паалийәтләр вә уйғур ханим - қизлириниң исламий әхлақ билән кийинишигә қоюлуватқан чәклимиләр тоғрисида өз қарашлирини баян қилип өтти.

Юқиридики аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.