Американиң хәлқара диний әркинликләр бойичә комиссийәсиниң тизимида қазақистанму бар
2020.12.24
Кейинки вақитларда хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң, һоқуқ қоғдиғучиларниң, айрим мәмликәтләр һөкүмәтлириниң, дөләт әрбаблири вә башқиларниң дуняниң һәр қайси мәмликәтлиридә яшаватқан хәлқләрниң миллий, диний вә мәдәний әркинликлири мәсилисигә болған диққити күчәймәктә. Шундақла аммиви ахбарат васитилириниң һәмдә мутәхәссисләрниң буниңға җиддий мәсилә сүпитидә қараватқанлиқиму мәлум болмақта.
Йеқинда америка қошма штатлириниң хәлқара диний әркинликләр бойичә комиссийәси әйни чағларда совет иттипақи тәркибидә болған оттура асияниң икки җумһурийитини диний әркинликләр дәпсәндә қилиниватқан мәмликәтләр қатариға киргүзди.
“настояшейе время” йеңилиқлар агентлиқида елан қилинған “америка қошма штатлириниң хәлқара диний әркинликләр бойичә комиссийәси таҗикистан вә түркмәнистанни диний әркинликләрни бузғучилар тизимиға киргүзди” намлиқ мақалида ейтилишичә, америкиниң ташқи ишлар министири майк помпейо өзиниң елан қилған билдүрүшидә диний етиқад әркинлики үзлүксиз дәпсәндә қилиниватқан таҗикистан вә түркмәнистанни алаһидә тәшвишләндүрүватқан әлләр тизимиға киргүзгәнкән. Шу җүмлидин русийәму диний етиқад әркинликини дәпсәндә қилиш билән шуғуллиниватқан я буниңға йол қойған мәхсус назарәт қилинидиған дөләтләр тизимиға киргүзүлгән.
“қазахбаратбюро” агентлиқида берилгән “а қ ш таҗикистан вә түркмәнистанни диний әркинликни бузғучиларға ятқузди, өзбекистанни болса, үлгилик дәп атиди” намлиқ мақалида көрситилишичә, америкиниң 1998-йили қобул қилған хәлқара диний әркинликләр қануниниң ениқлимиси бойичә диний етиқад әркинлики үзлүксиз дәпсәндә қилиниватқан 10 дөләтниң тизимини елан қилғанкән. Бу тизимға бирма, хитай, иран, нигерийә, шималий корейә, пакистан, сәуди әрәбистан, таҗикистан вә түркмәнистан киргән. Мақалида йәнә бир сабиқ совет оттура асия җумһурийити қазақистанни америка дөләт мәҗлиси тилға алмиғанлиқи оттуриға қоюлған.
Әмма мушу йилниң апрел ейида “азадлиқ” радийоси елан қилған “қазақистан йәнә “диний әркинликләрни бузғучилар” тизимида” намлиқ мақалидин мәлум болушичә, америка қошма штатлириниң хәлқара диний әркинликләр бойичә комиссийәси өзиниң нөвәттики йиллиқ һесабатида қазақистанни диний етиқад әркинлики қаттиқ бузулуватқан мәхсус назарәт қилинидиған дөләтләр тизимиға киргүзүшни дөләт мәҗлисигә тәвсийә қилғаникән.
Мәзкур һесабатта 2019-йили қазақистанда диний етиқад әркинликлири саһәсидә бир қатар иҗабий һадисиләр орун алған болсиму, әмма бәзи муһим мәсилиләрниң йәнила һәл қилинмиғанлиқи, қазақистан һөкүмитиниң динни чоң муқимсизлаштуруш күчи сүпитидә қарап, уни контрол қилиш йоллирини издәватқанлиқи ейтилған. Мәзкур һесабат доклатида шундақла қазақистанниң 2011-йилдин тартип ишләватқан дин тоғрилиқ қануни, шу җүмлидин диний тәшкилатларни һөкүмәт тәстиқидин өткүзүш қаидилири вә тәстиқтин өтмигән диний паалийәтниң мени қилиниши тәнқид астиға елинған.
Радийомиз зияритини қобул қилған қазақистанниң кишилик һоқуқ вә қанунийлиқни сақлаш бойичә хәлқара бюросиниң директори евгений жовтис әпәнди таҗикистан, түркмәнистан вә қазақистанниң диний әркинликләр мәсилисидә дәриҗисиниң һәр хил икәнликини оттуриға қоюп, мундақ деди: “таҗикистан вә түркмәнистанда, болупму қазақистанда диний қанунниң өзи йетәрлик дәриҗидә тәқибкә учрап кәлгәниди. Йәни дин тоғрилиқ қанун кишилик һоқуқ бойичә бюро тәрипидинму, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң дин вә етиқадлар бойичә мәхсус доклатчиси тәрипидинму тәнқидләнди. явропа бихәтәрлик вә һәмкарлиқ тәшкилатиниң виҗдан вә дин әркинлики мутәхәссислириму өз вақтида мәзкур мәмликәтләрниң вә башқиму мәркизий асия әллириниң дин тоғрилиқ қанун мәсилилирини көтүргән иди. Бәзи дөләтләрдә бу җәһәттә қилиниватқан әмәлий ишлар буниңдинму яман. Қазақистанда кейинки йилларда бу мәлум дәриҗидә юмшақ билингән болсиму, лекин рус православ черковиға ятмайдиған неохристиян диниға вә әнәниви болмиған бәзи мусулман гуруппилириға қаритилған мәлум бир бесимлар орун алди. Мәсилән, сопилар вә башқилар даим бесим астида болмақта, сәвәби улар муқимлиқ хәвпи, һәтта диний әсәбий хәвп сүпитидә қарилиду. Мундақ әһвал башқа әлләрдиму мәвҗут. Қазақистан һәр хил динларниң мәвҗутлуқи билән пәрқлинип, һәтта дуня динлириниң қурултайлирини уюштурған болсиму, әмма җай-җайлардики әмәлий вәзийәткә тәсир қилалмиди. Шуниң үчүн американиң қазақистанни диний етиқад әркинлики бузулуватқан дөләтләр тизимиға киргүзүшигә асаслар болди, дәп ойлаймән.”
Һоқуқ қоғдиғучи журналист андрей гришин әпәндиниң пикричә, қазақистан һәр йили дегүдәк мәзкур тизимға киргүзүлүп кәлмәктикән.
Немә үчүн қазақистан диний әркинликләр чәкләнгән мәмликәтләр қатариға киргүзүлди?
Андрей гришин мундақ деди: “сәвәби диний бирләшмиләр тоғрилиқ қанунни өзгәрткәндин кейин мундақ бирләшмиләр кемийишкә башлиди. Болупму әнәниви әмәс диний бирләшмиләрни һөкүмәт тәстиқидин өткүзүш интайин қийин. Уларниң бир қисми йепилди. Қалғанлири болса, дөләтниң қаттиқ кнтроли астида қалди. Уларниң ичигә һәм мусулман, һәм христиан вә башқиму диний гуруппилар кириду. Шундақла дөләт пуқраларниң ибадәт қилиш я етиқадини билдүрүш үчүн өз алдиға йиғилишиға йол қоймайду. Йәнә башқиму чәкләшләр мәвҗут. Мәсилән диний әсәрләрни сетиш, диний етиқад қилиш үчүн өйләрдә топлиниш мәни қилинған. Буниң барлиқи һәр йили болуп туриду, һеч нәрсә өзгәрмәйватиду. Шуниң үчүн қазақистан һәр йили әнә шу тизим ичигә кириватиду. Шундақла һәр йили мусулманлар дәлилләрсиз террорчилиқни һәм диний бөлгүнчиликни тәрғиб қилишта әйиблинип, онлиған сот ишлири қаралмақта. Буларму қазақистанниң шу тизимға кирип қелишиға асас болди.”
Игилишимизчә, хәлқара диний әркинликләр бойичә комиссийә америка қошма штатлириниң дөләт мәҗлиси тәстиқлиған мустәқил тәшкилат болуп, у чәтәлләрдики диний әркинликләргә туғулуватқан хәвпләрни контрол вә анализ қилиш, һесабат ясаш билән шуғуллинидикән.