Хәлқара диний әркинлик бирләшмиси министирлар йиғинида уйғурлар мәсилисиму оттуриға қоюлди
2020.11.18
3-Нөвәтлик хәлқара диний әркинлик бирләшмиси министирлар йиғини полша һөкүмитиниң орунлаштуруши билән 16-, 17-ноябир күнлири торда өткүзүлгән болуп, америка ташқи ишлар министири майк помпейо бу йиғинниң муһакимә мунбиригә риясәтчилик қилған. Мәзкур муһакимә мунбиридә дин вә етиқад әркинликини илгири сүрүшкә даир мәсилиләр муһакимә қилинған вә келәр йиллиқ пиланлар оттуриға қоюлған. 17-Ноябир күни, америка хәлқара диний әркинлик әлчиси бровнбәк ахбарат елан қилиш йиғини ечип, диний әркинлик министирлар йиғини вә сөһбәт мунбиридә оттуриға қоюлған мәсилиләр тоғрулуқ пикир баян қилди һәмдә мухбирларниң соаллириға җаваб бәрди.
Бровнбәк әпәнди бу ахбарат елан қилиш йиғинида хәлқара диний әркинлик бирләшмисигә қетилған дөләтләрниң корона вируси мәзгилидиму өз бурчини вә вәзиписини ада қилип кәлгәнликини, америка ташқи ишлар министири майк помпейониң һәр қетимлиқ йиғинда муһим баянат берип келиватқанлиқини, америкадики һәр икки партийәниң хәлқарадики диний әркинлик мәсилилиригә йеқиндин көңүл бөлидиғанлиқини, америка авам палатасиниң башлиқи нәнси пилоси ханимниң хитайдики диний бастурушни изчил әйибләп келиватқанлиқини, келәр қетим сайлинип чиқидиған америка президентиниңму бу мәсилини муһим орунға қоюп диний әркинликни қоғдаш үчүн күрәш қилидиғанлиқини билдүрди. Шуниң билән биргә у, дуняниң бәзи җайлирида миллити вә етиқади сәвәбидин йәклиниватқан, чәклиниватқан, зиянкәшликкә учраватқан аҗиз хәлқләрни қоғдашниң наһайити муһимлиқини тәкитлиди.
Бровнбәк хитайдики диний зиянкәшлик һәққидә тохтилип мундақ деди: “биз бүгүн, юқири техникилиқ назарәт системисини қоллинип етиқадчи аммини бастуруш қилмишини чәкләйдиғанлиқимизни җакарлаймиз. Хитай һөкүмити мусулманлар көп санлиқни игиләйдиған уйғур районида чирай тонуш техникисидин пайдилинип етиқадчи аммини бастурди, тәкшүрүшкә маслашмиғанлирини лагерларға солиди. Милйондин артуқ уйғур һазир лагерларда тутуп турулуватиду, биз хитайниң бундақ техниклардин пайдилинип, аз санлиқ етиқадчи хәлқни бастурушиға йол қоймаймиз.”
У йәнә башқа күчләр тәрипидин ишғал қилинған җайларда динниң муқәддәс ядикарлиқлириниң бузғунчилиққа учраватқанлиқини, бу қилмишниң дунядики көплигән дөләтләрниң қаршилиқиға учраватқанлиқини, диний мирасларға һуҗум қилишниң әмәлийәттә шу милләтниң мәдәнийитигә, тарихий әнәнисигә һуҗум қилиш икәнликини, хәлқара диний әркинлик бирләшмисиниң буниңға қәтий қарши туридиғанлиқини билдүрди. Хитай һөкүмитиниң уйғур диярида 15миңдин артуқ мәсчит вә мазарлиқларни чеқип түзливәткәнлики радийомиз тәрипидин хәвәр қилинғаниди.
Бу йиғинда мухбиримиз америка һөкүмитиниң йеқинда шәрқий түркистан ислам һәрикити тәшкилатини террорлуқ тәшкилати тизимликидин чиқиривәткәнликини тилға елип, хитайниң бу тәшкилатни тутувелип, террорлуққа қарши турушни баһанә қилип нәччә милйон уйғурни лагерға солап, уларға еғир зиянкәшлик қиливатқанлиқи һәққидә немә дәйдиғанлиқини сориғанда, брвонбәк әпәнди мундақ деди: “мениңчә хитай бу ишта пүтүнләй хата қиливатиду. Хитай бүгүн дуня бойичә диний әркинлик әһвали әң начар дөләт һесаблиниду. Бундақ яман әһвал хитайниң терроризмға қарши турушиға ярдәм берәлмәйду. Хитай дуняға өзини террорлуққа қарши туруватқандәк көрситип келиватиду, әмма хитайниң бу қилмиши террорлуқниң алдини елиш у яқта турсун, бәлки техиму көп террористларни пәйда қилиду. Хитай өз ичидә уруш қилмаслиқи, бәлки өз җәмийитини әркин қоюветип хәлқини рази қилиши, уларни өз етиқади бойичә тинч яшиғили қоюши лазим. Биз хитайни кишиләрниң һәммисини бирла етиқадқа, йәни коммунизм етиқадиға мәҗбурлашни тохтитишқа давамлиқ чақиримиз, улар бундақ қилип һәргиз мувәппәқийәткә еришәлмәйду. Хитай һөкүмити уйғур мусулманлири, тибәт буддистлири, хирстиян вә католик дини мухлислири яки фалунгуң муритлири болсун һәммисигә дүшмәнлик қиливатиду, барлиқ дин вә етиқадларни бастуруватиду. Биз бүгүн, хитайниң юқири техникилиқ назарәт қилиш системисини ишлитип, һәммә яқни көзитидиған сақчи дөлити қуруп, барлиқ етиқадчи аммини бастурушиға қарши туридиғанлиқимизни җакарлидуқ. Биз йәнә хитайниң бу қилмишиниң дуняниң башқа җайлириға ямришиниң алдини елишимиз керәк.”
Мәлуматларға қариғанда, хәлқара диний әркинлик бирләшмиси дуняниң һәр қайси җайлиридики диний әркинлик әһвалиға көңүл бөлүш, диний әркинлик әң муһим кишилик һоқуқи дегән тонушни өстүрүш, бу һоқуққа зиянкәшлик қилғучиларни тосуш һәмдә хәлқара диний әркинликни илгири сүрүшни нишан қилған хәлқаралиқ иттипақ икән; нөвәттә бу бирләшмигә 31 дөләт әза болған болуп, буниң ичидә хитай йоқ икән. Мәзкур бирләшминиң тунҗи министирлар йиғини 2020-йил 2-айда америка ташқи ишлар министири майк помпейониң саһибханилиқида өткүзүлгән болуп, бу йиғинда майк помпейо диний әркинликниң ғәрбниң қиммәт қариши вә ғайиси болупла қалмай, инсанлар җәмийитиниң тинчлиқ асаси икәнликини оттуриға қойған һәмдә коммунист хитайниң барлиқ динларға дүшмәнлик қиливатқанлиқини, бу бирләшминиң муһим вәзипилиридин бириниң униңға қарши туруш икәнликини оттуриға қойған.