Манаста бала оқутқан диний муәллимә хасийәт әхмәт ханимниң тутқунда икәнлики дәлилләнди
2021.12.29
Мәлум болошичә, манас наһийә базири ичидә олтурушлуқ хасийәт әхмәт ханим 2017 -йили 5 -айда йерим кечидә өйидин тутуп кетилгән вә та һазирғичә һечқандақ из-дерики болмиған. Вәзийәттин хәвәрдар кишиниң радийомизға инкас қилишичә, хасийәт ханим тутулуштин 9 йил аввал, униң йолдиши “бөлгүнчилик” билән әйиблинип, муддәтсиз кесилип кәткән. Униң өзиниң тутулушиға мәһәллидики өсмүр балиларға диний дәрс бәргәнлики сәвәб болған икән. Мухбиримизниң телефонини қобул қилған манастики сақчи хадимлири диний муәллимә хасийәт әхмәт ханимниң тутқунда икәнликини дәлиллиди.
Вәзийәттин хәвәрдар кишиниң радийомизға инкас қилишичә, манас наһийә базирида олтурушлуқ хасийәт әхмәт ханим йолдиши2009 -йили мудддәтсиз кесилип кәткәндин кейин, бала оқутуш ишлири билән мәнивий дунясидики бошлуқни толдуруп кәлгән. Униң оқутуш ишлири өсмүр балиларниң қуран савадини чиқириш вә миллий өрп-адәтләр бойичә яшашни өгитиштин ибарәт болған. У бу қилғанлири сәвәблик2017 -йили 5-айда тутқун қилинған вә та һазирғичә из-дерики ғайиб болған.
Биз алди билән манас наһийәлик сақчи идарисиға телефон қилип, хасийәт әхмәтниң әһвали һәққидә мәлумат соридуқ. Хадимлар манаста уйғурларниң саниниң аз икәнлики, уйғур сақчи хадимлириниңму йоқ дейәрлик икәнликини билдүрүп, соаллиримизға җавап беришни рәт қилди.
Вәзийәттин хәвәрдар кишиниң билдүришичә, сақчилар хасийәт әхмәтни елип маңған күни уларниң өйигә ишикини чеқип бесип киргән вә униң миллий өрп-адәтләр бойичә кейинип меңишиғиму йол қоймай, бешиға қара халта кийдүрүп елип маңған. Инкаста дейилишичә, хасийәт әхмәт ханим манас базар ичидики үчинҗи сақчи понкити хадимлири тәрипидин тутқун қилинған. Хадимлар3 -понкитниң алақә учури һәққидики соаллиримизғиму җавап бәрмиди.
Мәлум болушичә, хасийәт әхмәт1964 -йили туғулған, йолдиши муддәтсиз кесилип кәткәндин кейин, аилисидә бир қизи билән ялғуз қалған. Ата-аниси түгәп кәткән вә қериндашлири йенида болмиғачқа, униң өстигә у йеқин өткән, йәни балилирини униңда оқутқан кишиләрниң һәммиси тутқун қилинған болғачқа, у тутуп кетилгәндин кейин, униң из-дерикини қилидиған кишиләр қалмиған. Йеқинда җәмийәттә униң 14 йиллиқ кесилгәнлики һәққидә гәп-сөзләр тарқалған болсиму, әмма бу учурниң кимләр тәрипидин кимләргә йәткүзүлгәнлики мәлум әмәс икән.
Телефонимизни қобул қилған сақчилардин бири, хасийәт әхмәтниң қанчә йил кесилгәнлики һәққидики соалимизға җавабән, бу ишниң “дөләт мәхпийәтилики” икәнликини тәкитлиди, әмма униң тутқунда икәнликини рәт қилмиди.
Инкас қилинишичә, хасийәт әхмәт тутқун қилиништин икки йилчә аввал саламәтликидә мәсилә көрүлүп, өйидә халисанә бала оқутушниму тохтатқан вә иҗтимаий паалийәт соунлиридинму узақ туруватқан икән. Дейилишичә, хасийәт әхмәт өйидин елип меңилған күни, сақчилар униң адәттә йенидин айримайдиған дорилирини еливелишиға рухсәт қилмиған. Хасийәт әхмәтниң тутулуштин аввал дохтурханида тәкшүрүлгән яки тәкшүрүлмигәнлики, тутқундики мәзгилидә саламәтликидә қандақ өзгиришләрниң болғанлиқи мәлум әмәс.
Телефонимизни қобул қилған манас базарлиқ сақчи хадими бизниң хасийәт әхмәтниң дело архипиға қарап беқиш тәлипимизгә җавабән, алди билән биздин хасийәт әхмәтниң кимлик номурини сориди. Бу сақчи хадими биз дәп бәргән кимлик номуриға асасән архип ахтуруп, хасийәт әхмәтниң делосини ашкарилашқа болмайдиғанлиқини баян қилиш арқилиқ, униң нөвәттә тутқунда икәнликини дәлиллиди.
Хасийәт әхмәт олтурушлуқ аһалиләр кометитиниң бир аманлиқ хадими, өз тәвәликидин бир түркүм кишиләрни2017 -йилиниң оттурилирида сақчиханиға тапшуруп бәргәнлики, буларниң ичидики хасийәт әхмәт қатарлиқ 4 кишиниң соал-сорақтин кейин тутуп қелинғанлиқи вә шундин бери аилисигә қайтмиғанлиқини ашкарилиди.
Инкаста йәнә әскәртилишичә, хасийәт әхмәт тутулған вақитта 13 яшлиқ қизи билән биргә яшаватқан болуп, аввал дадиси, андин анисидин айрилип қалған бу қизниң нөвәттики тәқдири мәлум әмәс икән.