Америка дөләт мәҗлисидә диний зиянкәшликкә хатимә бериш темисида гуваһлиқ бериш йиғини ечилди

Мухбиримиз әзиз
2020.01.29
rushen-guwahliq.jpg Америка дөләт мәҗлисидә ечилған “диний зиянкәшликкә хатимә бериш” темисидики гуваһлиқ бериш йиғинида америкадики “уйғур һәрикити” тәшкилатиниң рәиси рошән аббас ханим(алдинқи рәт солдин үчинчи) гуваһлиқ бәрмәктә. 2020-Йили 28-январ, вашингтон.
RFA/Eziz

Америка авам палатаси қармиқидики ташқи ишлар комитети нөвәттә дуня миқясида әвҗ еливатқан шундақла һөкүмәтләрниң биваситә арқа тирәк болуши билән барғансери юқири пәллигә чиқиватқан диний етиқад зиянкәшликиниң әң йеңи әһвалиға қарап чиқиш үчүн 28-январ күни мәхсус гуваһлиқ бериш йиғини өткүзди.

Алди билән ташқи ишлар комитетиниң рәиси карен бас ханим сөз елип, диний етиқад зиянкәшликиниң һазир пуқраларни җинайи җаза өлчими бойичә җазалашқа айлинип қеливатқанлиқини сөзләп өтти. Карен ханим сөзидә хитай һөкүмитиниң уйғурларға қиливатқанлирини алаһидә мисал қатарида тилға елип “хитай һазир уйғурларни лагерларға қамаш арқилиқ уларни һарақ ичишкә вә чошқа гөши йейишкә мәҗбурлаватиду. Мушуниң өзила уйғурларниң кишилик һоқуқта қайси әһвалда икәнликини көрүвалғили болиду” деди.

Комитет әзалиридин палата әзаси кристофер симисму сөз алди. У нуқтилиқ қилип нөвәттә бу хилдики диний етиқад зиянкәшлики қилмишиниң хитай вә униң қоллиғучилири көпләп садир қиливатқан қилмишлар икәнликини тәкитләп “коммунистлар худаға ишәнмәйду, һәтта өчмәнлик қилиду. Коммунистик хитай ши җинпиңниң рәһбәрликидә уйғур вә қазақларни лагерға қамаватиду. Улар һазир ялғуз шәхсләрнила қамап қалмастин, бәлки йәнә кишиләрни пүтүн аилә бойичә қамаққа еливатиду. Милләтләр һазир диний етиқад сәвәблик асаслиқ һуҗум нишани болуватиду. Бу һал дунядики көплигән дөләтләргә кеңийиватиду,” дәп көрсәтти.

Йиғинға иштирак қилған пуқралар һоқуқи вә әркинлики комитетиниң рәиси җәмий раскин әпәндимму сөзидә уйғурларниң һазир диний етиқад зиянкәшликиниң әң чоң қурбанлири болуватқанлиқини әскәртип өтти. У йәнә һазир америка диний зиянкәшлик қилмишлирини чәкләштә дуняға үлгә болуши керәкликини, чүнки американиң шериклири болуватқан бир қисим дөләтләрниң американиң ярдимини еливатқан әһвалдиму диний етиқад сәвәблик пуқраларға зиянкәшлик қиливатқанлиқини, җүмлидин хитай һөкүмитиниң һазир милйонлиған уйғурни лагерға қамивалғанлиқини баян қилип, бу хил зиянкәшликниң һазир пүтүн дунядики инсанларни биарам қиливатқан зор мәсилә икәнликини, буниң йәнә демократийә вә қанун арқилиқ идарә қилиш системисиниң бәрпа болушиғиму еғир тәсир йәткүзүватқанлиқини йәнә бир қетим тәкитлиди.

Йиғинда гуваһлиқ бәргүчиләрниң бири “хәлқара кәчүрүм тәшкилати” асия бөлүминиң хадими франсиско бенкосмо иди. У сөзидә нуқтилиқ қилип һазир хитай вә һиндистанниң асиядики диний етиқад һәқлирини аяқ-асти қиливатқан икки асасий дөләт икәнликини, йәнә келип уларниң бирдәк ислам динини дөләтниң бихәтәрлики үчүн тәһдит, дәп қараштәк ортақ қарашта икәнликини, һазир болса уйғурларниң дәл мушу категорийә бойичә милйонлап лагерға қамиливатқанлиқини һәмдә бу хил лагерларниң барғансери кеңийиватқанлиқини, уйғур паалийәтчиләрдин җәвһәр илһам америка президенти доналд трампқа уйғурларниң лагерға қамилиши һәққидә биваситә мәлумат бәргән болса, йеқинда рабийә қадир ханимниң уруқ-туғқанлириниң видийоға чиқирилип уни әйиблигәнликини, мушу йосунда һазир уйғурлардики диний етиқадниң хитай дөлити үчүн уйғурларни кәмситиштики бир муһим сәвәб болуп қалғанлиқини сөзләп өтти.

Уйғурларға вакалитән йиғинда гуваһлиқ бәргән паалийәтчиләрниң йәнә бири “уйғур һәрикити” тәшкилати ниң рәиси рошән аббас иди. У нөвәттики уйғур җәмийитидә мәвҗут болуватқан асаслиқ сиясий мәсилиләрни сөзләп келип, уйғурларниң ғайәт зор санда лагерға қамилиши, аилиләрдики җудалиқ, уйғур аяллириниң хитайлар билән тойлишишқа мәҗбурлиниши, хитай кадирлириниң “туғқан болуш” намида уйғурларниң шәхсийәт бошлуқини игиливелиши, ислам дининиң ашкара һалда қанунсиз қилмишқа мәнсуп қилип қоюлуши, ислам динини хитайчилаштуруш вә коммунистик идийә билән бир гәвдиләштүрүш һәрикитиниң юқири пәллигә чиқиши қатарлиқ мәсилиләрни ихчам вә меғизлиқ қилип сөзләп өтти. Шуниңдәк хитай һөкүмитиниң һазир изчил лагерларни “кәспий тәрбийәләш мәктипи” дейиш арқилиқ хәлқарани алдаватқанлиқини, һәдиси гүлшән аббасқа охшаш лагерға қамилип болған милйонлиған кишиләрниң әмәлийәттә һечқандақ “тәрбийәләш” кә еһтияҗи йоқ кишиләр икәнликини алаһидә тәкитлиди. Шуниңдәк америка һөкүмитиниң бу җәһәттә әмәлий вә үнүмлүк болған бирәр һәрикәткә өтидиған пәйти йетип кәлгәнликини, тарихта көрүлгән “зор қирғинчилиқ” паҗиәсиниң 21-әсирдә йәнә бир қетим көрүлүшигә баһанә болғудәк һечнәрсиниң йоқлуқини билдүрди.

Гуваһлиқ йиғининиң ахиридики соал-җаваб бөликидә палата әзалири гуваһлиқ бәргүчиләрдин түрлүк соалларни сориди. Гуваһчилар бирдәк уйғурларниң қандақ бастурушқа учраватқанлиқини өзлириниң баянлириға мисал алди. Шуниңдәк бу җәрянда уйғурлар вә башқа хәлқләрдики диний етиқадниң әслидә инсанийәткә хас бибаһа байлиқ икәнлики, һалбуки һазир нурғунлиған инсанларниң дәл мушу байлиққа игә болғанлиқи үчүн зиянкәшликкә учраватқанлиқи оттуриға қоюлди.

Йиғин ахирида биз “хәлқара кәчүрүм тәшкилати” ниң хадими франсиско бенкосме билән сөзләштуқ. Биз униңдин уйғурлар һазирқидәк еғир бастурушларға учраватқанда “хәлқара кәчүрүм тәшкилати” ниң бу һәқтә қандақ хизмәтләрни қиливатқанлиқини сориғинимизда у бу һәқтә мәлумат бәрди. Шуниңдәк өзлириниң һечқачан диктатор һакимийәтләрниң тәһдитлири сәвәбидин өз йолидин қайтмайдиғанлиқини билдүрди. :

“хәлқара кәчүрүм тәшкилати уйғурларниң тутқун қилиниш әһвалиға мунасивәтлик пәвқуладдә әһвалларни һөҗҗәтләштүрүшни давам қиливатиду. Йәнә алсақ биз 2017-йилиғу дәймән, (2018-йили болушиму мумкин ) уйғурлар һәққидә мәхсус бир доклат тәйярлидуқ. Бу йилму уйғурлар вә башқа түркий тиллиқ мусулманларниң хитайдики тутқун қилиниш әһвали һәққидә йәнә бирнәччә доклат тәйярлаватимиз. Биз йәнә бир қатар җиддий тәдбир қоллиниш мураҗиәтлирини тарқаттуқ. Мәсилән алсақ, йеқинда рабийә қадир ханимниң уруқ-туғқанлириниң йолсизларчә тутқун қилинишиға қарши мураҗиәтнамә чиқардуқ. Униңдин башқа биз йәнә уйғурларниң кишилик һоқуқ мәсилиси бойичә бир қисим шәхсләрниң қоюп берилишини қолға кәлтүрүш үчүн паал һәрикәтләрдә болуватимиз. Мәсилән, бу һәқтики бу йиллиқ доклатимизда алаһидә орун берилгән вәкиллик шәхсләрниң бири дәл бир уйғур аилиси. Бу аилә әслидә мисирда туруватқан болуп, ашу киши мисир даирилири қолға алғандин буян из-дерәксиз ғайиб болған. Униң аяли вә икки пәрзәнти болуп, балиларниң бири һазирғичә атисини көрүп бақмиған. Биз дуня миқясида мушу аилигә охшаш паҗиәгә йолуққан уйғурлар үчүн һәрқайси һөкүмәтләргә тохтимастин чақириқ йоллаватимиз һәмдә ярдәм сораватимиз. Демәкчимәнки, биз давамлиқ паалийәттә болуватимиз, әмма биз қилидиған вә қилалайдиған ишлар бәкму җиқ. Мәйли хитай һөкүмити болсун яки башқа һөкүмәтләрдин болсун бизгә түрлүк тәһдитләрниң келишидин қәтийнәзәр хәлқара кәчүрүм тәшкилати хитайдики уйғурлар вә башқа мусулманларниң һәқлири тоғрисида сөз қилиштин тохтап қалмайду.”

Йиғинда гуваһлиқ бәргән йәнә бир киши “америка инсанпәрвәрлик җәмийити” ниң хадими рәйчел дейш иди. Биз униң билән һазирқидәк уйғурлар зулумға учраватқан һәмдә ислам дуняси буниңға қарита сүкүт қиливатқанда ислам дунясидики аддий пуқраларниң немиләрни қилалиши тоғрисида соридуқ. У бу һәқтә тохтилип, бу һәқтики чуқанларниң тохтап қалмаслиқи әң муһим, дәп қарайдиғанлиқини билдүрди.

“худди бүгүнки йиғинда комитет әзалири көрситип өткәндәк бу тоғрисида сөз қилиштин тохтимаслиқимиз лазим. Һазирқи бу зулумларни тонуп йетишимиз һәмдә башқа бир җайдики яки мәмликәттики мусулманлар җамаити қарап туруватқан әһвалда мәлум бир җайдики уларға қериндаш болған мусулманлар җамаитиниң зиянкәшликкә учришиға йол қоймаслиқимиз зөрүр иди. Буниң үчүн мусулманлар җамаити һошярлиқини йоқитип қоймаслиқи һәмдә бу тоғрисида сөз қилиштин тохтап қалмаслиқи бәк муһим. Бу хил сөз қилиш дуня бойичә һәммила җайға аңлинидиған дәриҗидә болуши лазим. Буни йәнә диний җамаәт, атизимчилар, христианлар, кишилик һоқуқни тәшәббус қилғучилар дегәндәк һәммила саһәгә аңлитиш керәк. Чүнки бу җамаәтниң қайсисила болсун бу хил диний етиқад зиянкәшликини қобул қилалмайду. Инсанпәрвәрликни тәтқиқ қилғучилар инсанларниң һәр бириниң бу дуняда өзигә чушлуқ рол ойнаш мәҗбурийити барлиқини тәкитләйду. Бу кишиләрниң диний җамаәткә мәнсуп яки атиизимчи болушидин қәтийнәзәр бу әһвал шундақ болиду. Шуниң үчүн һәр бир инсанниң һаятлиқ шараитини яхшилашқа тиришиш-инсанийлиқни тәшәббус қилғучи һәр бир кишиниң баш тартип болмайдиған мәҗбурийити. Немишқа дегәндә һәр бир инсанниң өзигә чушлуқ иззәт туйғуси болиду. Бу дунядики инсанларға четишлиқ мәсилиләрни биз инсанлар өзимиз пәйда қилған. Шуниң үчүн биз өзимиз яшаватқан мушу зор җәмийәтниң мәсилилирини биз өзимиз һәл қилишқа тиришишимиз лазим.”

Уйғур паалийәтчи рошән аббасму айрим зияритимизни қобул қилип, һазирқи әһвалда хитай һөкүмитиниң лагерлар һәққидики ялған-явдақлириниң бир қисим уйғурларни гаңгирашқа муптила қиливатқанлиқини, һазирқи реаллиқтин қариғанда хитай һөкүмитиниң лагерларни тақиветишидин үмидвар болуп кетишниң бәкму саддилиқ болидиғанлиқини тәкитлиди.

Мәлум болушичә, бу қетимлиқ гуваһлиқ бериш йиғинида оттуриға чүшкән баянлар ақсарай вә америка дөләт мәҗлисигә әвәтилидиған болуп, америка һөкүмитиниң ташқи сиясәт ишлирини бәлгилишидә муһим пайдилиниш материяли болидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.