Хитайниң йеңи тәтқиқат доклати: “мис вә төмүр қораллар дәвридики нупус көчүши уйғур ели нупус тарихиниң асасини тәшкил қилиду”

Мухбиримиз әркин
2022.04.12
Уйғур археолог: тарим мумиялириға аит тәтқиқат нәтиҗиси уларниң уйғур әҗдади икәнликини дәлиллигән 2003-Йили тарим ойманлиқиниң лопнур районидики қәдимий қәбристанлиқтин қезивелинған 3800 йиллиқ тарихқа игә гүзәл аялниң қуруған җәсити американиң тексас штатиниң хюстон шәһиридики музейда көргәзмигә қоюлған. 2010-Йили 17-авғуст.
REUTERS

Хитай һөкүмити илгири уйғур елидин тепилған қәдимки җәсәтләрни DNA тәтқиқати бойичә анализ қилишни сәзгүр сияси тема дәп қарап, бу хил тәтқиқатларға һәр хил чәклимиләрни қоюп кәлгән иди. Һалбуки, йеқинқи бир қанчә йилдин бери хитай бу җәһәттики тәтқиқатни күчәйтишкә башлиған. Йеқинда хитай пәнләр академийәси омуртқулуқ һайванлар палеонтологийәси вә қәдимки инсанлар тәтқиқат иниститути уйғур елидики 39 археологийәлик орундин тепилған 201 қәдимиқи инсанлар гени үстидин тәтқиқат елип берип, бу инсанларниң келиш тарихиға аит бәзи қарашларни оттуриға қойған. Буниң алдида, йәни өткән йили 11-айда хитай вә чәт әллик тәтқиқатчилардин тәшкил тәпқан бир тәтқиқат гурупписи кичик мирән дәряси вадиси вә җуңғарийә ойманлиқидин қезивелинған бәзи қәдимки җәсәтләрниң DNA тәтқиқат доклатини елан қилған иди.

Хитай тәтқиқат гурупписиниң 1-апрел күни “илим-пән” жорнилида елан қилинған тәтқиқат доклатида, мис вә төмүр қораллар дәвридики уйғур елида яшиған қәдимқи аһалиларниң ген тәркиби, генетик алақиси, көчүш вә шәкиллиниш җәряни анализ қилинған. Доклатта көрситилишичә, уйғур елиниң мис қораллар дәвридә яшиған инсанлар бу районниң кейинки нупус һәркитини чүшәиништики ачқучлиқ амил болуп, районниң мис қораллар дәрврики аһалилириниң әҗдати мәркизи вә шәрқий явро-асия бозқирлири, мәркизи асия вә тарим ойманлиқини асас қилған төт мәдәнийәткә бағлинидикән.

Доклатта, уйғур елиниң мис қораллар дәвридики аһалиларниң ерсийити әтрапидики бу мәдинийәтләрниң көчүши билән мунасивәтлик икәнлики, ғәрбий-шималда афанасейиво, чемурчек, окунево вә ботай бозқир мәдәнийити, җәнубта оттура асияниң бактерийә-марғияна (BMAC) мәдәнийити, шәрққә хеши каридори әтрапидики сиба мәдәнийитигә бағлинидиғанлиқи тәкитләнгән. Доклатта ейтилишичә, “археологийәлик вә хондириосомлуқ тәтқиқатлар уйғур елидики мис қораллар дәври аһалиси вә мәдәнийитиниң һечқачан йәрлик йеңи таш қораллар дәвридин кәлгән әмәс, бәлки ғәрб вә шәрқий явро-асия хәлқлириниң арлашмисидин кәлгән болуп, шималий явро-асия яйлақ мәдәнийити вә оттура асияниң бактерийә-марғияна мәдәнийитигә тутушидиғанлини испатлимақта,” икән.

Америкадики бәзи мутәхәссисләрниң ейтишичә, хитай тәтқиқат гурупписиниң доклати хәлқара тәтқиқат гурупписиниң буниңдин бир қанчә ай аввал елан қилған мис қораллар дәвридики аһалиларға аит тәтқиқат нәтиҗиси билән анчә бәк пәрқләнмәйдикән.

Америкадики тексас университетиниң мәркизи асия қәдимки хәлқләр ген тәтқиқатчиси, дотсент вагеш нарасимхан Nagheesh Narasimhan зияритимизни қобул қилип, мундақ диди: “маһийәт җәһәттин бу тәтқиқатларниң нәтиҗиси асасән охшап кетиду. Буниңдин бир қанчә ай аввал тарим ‍ойманлиқидин тепилған мис қораллар дәвридики қисмән мумяларниң DNA си тоғрисида доклат елан қилинған. Бу доклаттиму униңға шинҗаңниң һәр қайси җайлиридин тепилған охшимиған дәврләргә аит 201 DNA қошулди. Бу доклатта бурунқи доклаттики санлиқ мәлуматлар қошумчә анализ қилинип, хәлқар тәтқиқат гурруписиниң анализи билән бу анализ бирләштүрүлгән.

Вагеш нарасимхан, һәр икки тәтқиқат гуруппсиниң бу райондики аһалиларниң мис қораллар дәвридики әҗдати тоғрисида чиқарған йәкүни ‍охшап кетидикән. Вагеш нерасимхан мундақ деди: “уларниң чиқарған хуласиси әмәлийәттә бир қәдәр охшишип кетиду. Бу районниң мис қораллар дәвридин тартипла узун тарихқа игә бир ирсийәт әҗдати бар. Бу дуняниң бу парчисидики хәлқләрниң әҗдатиниң шәкиллинишидә чоң рол ойниған. Шуниң билән бир вақитта мис қораллар дәвриниң ахирлири вә төмүр қораллар тарихи дәвридиму бу дуняниң бу райониға көчүш вә өз ара қошулуш болған. Бу дуняниң башқа һәрқандақ җайидиму охшаш йүз бәргән һадисә.”

Хитай тәтқиқат гурупписиниң доклатида уйғур елиниң мис қораллар дәвридики аһалилирини ерсийәт алаһидиликигә даир йәкүни хәлқара тәтқиқатчиларниң пикири билән охшап кәтсиму, бирақ доклатниң алаһидә диққәт қозғайдиған нуқтиси униң төмүр қораллар дәвридики аһалисиға аит анализидур. Доклатта, бу дәврдики төмүр материяллириниң сакларға четишлиқ икәнлики, уйғур елиниң или дәряси вадиси һәм тарим ойманлиқида уларға аит нурғун археологийәлик изларниң тепилғанлиқи, бу дәврдә сак, һун, пазириқ, тағар қатарлиқ қатарлиқ көчмән қәбилиләр иттипақлириниң уйғур ели әтрапида пәйда болуп, бу қәбилиләрниң уйғур елида көп хиллиқни шәкилләндүргәнлики тәкитләнгән.

Доклатта йәнә уларниң ичидики саклар мис қораллар дәвриниң ахириқи мәзгиллиридики андронова, срубная, синташтаға ‍охшаш падичи хәлқләрниң әвлади икәнлики, сакларниң қошумчә әҗдати байқал шаманка вә бактирийә-марғияна аһалилириғиму тутушидиғанлиқи вә һинди-явропа тил системисидики хотән тили билән мунасивәтлик икәнлики, лекин буниңдин 2200 йил бурун бу район явчи (йүрчи), һун, хән вә түркләрниң тоқунуш нуқтисиға айланғанлиқи тәкитләнгән. Доклатта “шуңа бу район һәрикәтчан мәдәнийәт, тил вә ирсийәт алаһидиликигә игә аһалиларниң өтмүштики бағлиниши вә тәң мәвҗут болуп турушини тәтқиқ қилидиған ачқучлуқ саһәгә вәкиллик қилиду,” дейилгән.

Лекин уйғур мутәхәссислириниң ейтишичә, хитайниң бу саһәдики тәтқиқатни күчәйтишидики мәқситиниң чиқиш нуқтиси гуман қозғайдикән. Түркийәдики һаҗитәпә университетиниң тарих пәнләр дотсенти, доктор әркин әкрәм 11-апрел бу һәқтики зияритимизни қобул қилип, хитайниң шәрқий түркистанни һәр хил ирқлар қошулуп кәткән бир райондәк көрситиш арқилиқ бу районниң өзигә хас болған алаһидиликлирини йоқутушқа тиришиватқандәк қилмақта икән. Әркин әкрәм йәнә хитай тәтқиқатчилириниң хәнләрни һун вә түркләр билән бир биргә бу райондики қәдимқи аһалиларниң ерсийитигә тәсир қилған хәлқләр қатарида тилға елишиниң тарихий реаллиққа чүшмәйдиғанлиқини көрсәтти. Әркин әкрәмниң ейтишичә, хитайниң хән вә униңдин кейинки дәврлиридики ханданлиқлириниң бу районда йәрлик аһалиларға тәсир қилғудәк бир нупуси болуп бақмиған икән.

Американиң тексас университетидики дотсент вагеш нарасимханниң ейтишичә, ‍охшимиған икки гурупа ерсийәт җәһәттин ортақ әҗдатқа игә болғанлиқи үчүнла, бу икки гуруппини бир-биригә бағлаш тоғра әмәс икән. У, әгәр ‍ундақ болидиған болса, дунядики һәммә адәмниң африқада ортақ әҗдати бар икән. Вагеш нарасимиан мундақ дәйду: “‍охшимиған икки гуруппиниң ортақ әҗдати болғанлиқи үчүнла, уларниң бир бирсигә бағливалсиңиз болмайду. Ундақ болидиған болса, дунядики һәммә адәмниң ортақ әҗдати африқадин кәлгән. Әлвәттә, сиз бу әһвални инсанниң ортақ әҗдати дейәләйсиз. Биз қайси аһалилар топини пайдилиниш обйеикти қилип ишләткәндә диққәт қилишимиз керәк. Буни һазирқи заман аһалилириниң ортақ мәнбәси қилип ишлитиш тоғра болмаслиқи мумкин.”

Доклатта көрситилишичә, тәтқиқат гурупписи 39 археологийәлик орундин тепилған 201 қәдимки кишиниң генидин DNA бир санлиқ мәлумат амбери һасил қилған болуп, бу кишиләрниң 104 нәпириниң яшиған йили радийо-карбон арқилиқ бекитилгән, қалған 97 кишиниң яшиған вақти археологийәлик учурлардин пайдилинип бекитилгән. Җәсәтләрниң DNA әвришкиси җәсәтләрниң сөңикидин елинған икән.

Хитай пәнләр акадимийәсиниң бу тәтқиқат түри хитай һөкүмити уйғурларға қарита ассимилатсийәни күчәйтип, уларға “җоңхуа миллити ортақ еңи” ни мәҗбурий сиңдүрүшкә тиришиватқан, уларниң тарихи, мәдәнийити, тили, өрп-адәтлирини бирдәк инкар қиливатқан бир вақитта елан қилинған.

Хитайниң уйғур елидики археологийә вә инсаншунаслиқ тәтқиқати 2017-йили 3-айда башланған чоң тутқун билән тәң йеңи басқучқа киргән. Уйғур аптоном районлуқ партком чоң тутқун башлиниш билән бир вақитта, археологийә тәтқиқатиниң сиясий нишанини бекитип, археологийә хизмитиниң “бөлгүнчилик” кә қарши күрәшни нишан қилиши, мәдәнийәт ядикарлиқлириниң кәң хәлқ аммисиға “шинҗаң әзәлдин җоңгониң бир қисми” дегән уқумни сиңдүрүшкә хизмәт қилишини тәләп қилған. Уйғур аптоном районлуқ парткомниң 2017-йили 22-март күни ечилған археологийә хизмәт йиғинида сабиқ партком секритари чен чуәнго соз қилип: “шинҗаң сотсиялистик қиммәт қарашни турғузуш вә алға сүрүш, вәтәнпәрвәрлик тәрбийәсини чоңқурлаштуруп, бөлгүнчилик идийәсигә қарши туруш күришидә археологийә хизмитигә еһтияҗлиқ” дегән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.