Доха шәһиридә өткүзүлгән хәлқаралиқ чоң йиғинда уйғур қирғинчилиқи мәсилилири тонуштурулған
2024.12.09
7-8-Декабир күнлири қатар пайтәхти дохада йилда бир қетим ечилидиған “доха мунбири” ниң 22-нөвәтлик хәлқара йиғини өткүзүлгән. Мәзкур йиғинда дуня уйғур қурултийиниң иҗраийә рәиси, мәркизи америкидики уйғур һәрикити тәшкилатиниң мудири рошән аббас ханим, америкадики уйғур тәтқиқат мәркизи мудири абдулһаким идрис әпәндиләр, хитайниң уйғурларға қарита елип бериватқан ирқий қирғинчилиқиниң давамлишиватқанлиқини оттуриға қойған.
Бу йиғинға доха мунбириниң тәклипигә бинаән қатнашқан рошән аббас ханимниң ейтишичә, йиғинға нурғун дөләтниң ташқи ишлар министирлири, парламент әзалири, хәлқаралиқ аммиви тәшкилат мәсуллири, мутәхәссисләр вә сәнәтчиләр иштирак қилған.
Бу һәқтә телефон зияритимизни қобул қилған рошән аббас ханим мундақ деди: “бу доха мунбириниң мәқсити демократийәни, дипломатийәни вә муқимлиқни илгири сүрүштин ибарәт икән. Бу қетимқи йиғинниң темиси йеңилиқ яритиш икән. Биз бу қетимқи йиғинға меһман сүпитидә тәклип қилиндуқ. Әмма йиғин җәрянида барлиқ дөләтләрниң дипломатлири, мутәхәссислири, америка, явропа дөләтлири вә шәрқий асия вә оттура шәрқ дөләтлириниң ақиллар гуруппилириниң мәсуллири вә нурғун дөләтләрниң парламент әзалири, америка ташқи ишлар министирлиқиниң вә ақсарайниң хадимлири билән параңлишиш пурсити болди.”
Рошән аббас ханим йиғин җәрянида кишиләргә уйғурларниң вәзийитини аңлатқанлиқини баян қилди. У, мундақ деди: “биз көрүшкәнла кишиләргә өзимизниң уйғур икәнликимизни тонуштуруп, биз уйғурларниң бешиға келиватқан әһвалларни аңлаттуқ. Уларниң арисида уйғурлар тоғрисида йезиливатқанлар, дейиливатқанлар растму? дәп сориғанларму болди. Улар һазир хитай уйғур райониниң ишикини ечивәттуқ, уйғурлар бәхтлик яшаватиду? дәватиду, бу растму? дәп сориди. Биз уларға буларниң һәммисиниң хитай дөлитиниң ялған тәшвиқати икәнликини, өзлириниң уйғур ирқий қирғинчилиқини йепиш үчүн көрситиливатқан тиришчанлиқи икәнликини, буларниң һәммисиниң ялған икәнликини, уйғур хәлқиниң йәнила бир дәһшәт ичидә яшаватқанлиқини чүшәндүрүп аңлатқан болдуқ.”
Рошән аббас ханимниң билдүрүшичә доха мунбири йиғини җәрянида нурғун университетларниң иш пилани мәсуллири, болупму әнглийәдин кәлгән парламент әзалири билән учришип 2025-йилида уйғур ирқий қирғинчилиқи, мәҗбурий әмгәк вә инсанийәткә қарши җинайәтни дуняға тонутуш, шундақла өз дөлитидә күн тәртиптә тутуп туруш үчүн немиләрни қилиш тоғрисида пикир бирлики һасил қилған. У, бу һәқтә бизгә мәлумат бәрди.
Абдулһаким идрис әпәнди бу йиғин җәрянида көп сандики ақиллар гуруппилирини мәсуллири билән учришип, бундин кейин һәмкарлишип немиләрни қилиш тоғрисида музакирә елип барғанлиқини билдүрди.
Абдулһаким идрис әпәнди учришиш җәрянида нуқтилиқ һалда тохталған темилар тоғрисида мәлумат бәрди. У, мундақ деди: “мән учришишлиримда әң көп гәвдиләндүргән нәрсә, шәһәрләштүрүш сәвәблири түпәйлидин уйғур мәдәнийәт мираслириниң қандақ еғир бузғунчилиққа учраватқанлиқи дегән нуқта болди. Мәсилән һазир уйғурлар дучар болуватқан миллий қирғинчилиқ мәсилиси, җүмлидин уйғурларниң мәҗбурий қуллуқ әмгикигә селиниши, һазирқи електерлик машиниларниң батарейәсини ясашта уйғурларниң мәҗбурий әмгәккә селиниватқан мәсилиләрни наһайити ениқ мисаллар билән шәрһләп бәрдим. Булардин сирт қандақ қилип миллий мәдәнийәт, тил вә динимизни сақлап қелиш мумкин? бу мәсилиләрни һәл қилиш үчүн сиясәтчиләр немиләрни қилиши керәк? аммиви тәшкилатлар немиләрни қилиши керәк? шәхсләр немә қилиши керәк? дегәндәк мушундақ назук мәсилиләр тоғрисида улар билән пикир алмаштурдум.”
2023-Йили чақирилған 21-нөвәтлик доха мунбири йиғиниға 120 дөләттин 3 миң 500 нәпәр меһман, 270 нәпәр сөз қилғучи қатнашқаникән.