Д у қ рәиси германийә парламентида зиярәттә болди

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2019.03.19
Markus-Grubel-Germaniye-diniy-erkinlik-dolqun-eysa.jpg Д у қ рәиси долқун әйса әпәнди германийә парламентида федератип җумһурийәтниң диний етиқад әркинлики бойичә алаһидә комиссари маркус рүбәл әпәнди билән көрүшти. 2019-Йили 19-март, берлин.
RFA/Ekrem

Д у қ рәиси долқун әйса әпәнди 18-март күни германийә пайтәхти берлинға берип, германийә парламентида федератип җумһурийәтниң диний етиқад әркинлики бойичә алаһидә комиссари маркус рүбәл әпәнди билән сөһбәт елип барған.

Берлиндин зияритимизни қобул қилған долқун әйса әпәндиниң билдүрүшичә, маркус грүбәл әпәнди баш министир анҗела меркил ханим биваситә вәзипигә тәйинлигән федератип җумһурийәтниң алаһидә хадими болуп һесаблинидикән.

Бу қетимқи учришишта уйғур дияридики диний етиқад әркинликиниң хитай һакимийити тәрипидин еғир дәриҗидә дәпсәндә қилиниш мәсилиси музакирә қилинған. Сөһбәттә йәнә нуқтилиқ һалда хитайниң исламға қиливатқан түрлүк шәкилләрдики дүшмәнлики асасий тема сүпитидә тилға елинған.

Д у қ рәиси бу учришишта, германийә һөкүмитиниң уйғурлар мәсилисигә көңүл бөлүватқанлиқиға миннәтдарлиқини билдүрүш билән биргә, һөкүмәтниң хитайға тәсир көрситәләйдиған техиму үнүмлүк чариләргә мураҗиәт қилишини тәләп қилған.

Д у қ ниң берлиндики вакаләтчиси ситефан әпәндиниң билдүрүшичә, узунға созулған бу сөһбәттә уйғур дияриниң омумий вәзийити тоғрисида өзара әтраплиқ пикир алмаштурушлар болған. У мундақ дәйду: “шәрқий түркистандики еғир зулумларниң әң бешида уйғурларниң диний етиқадиға болған қаттиқ бастуруш орун тутмақта. Биз маркус грүбәл әпәндидин федератип җумһурийәтниң диний етиқад әркинлики ишлириға мәсул алаһидә хадими болуш сүпити билән, уйғурларниң диний етиқад мәсилисини парламентта оттуриға қоюшини, германийә һөкүмитиниң бу саһәдә җиддий қарарлар қобул қилип, хитайға нисбәтән тәсир көрситәләйдиған күчлүк бесим шәкилләндүрүшини тәләп қилдуқ”.

Соал-җаваб шәклидә давамлашқан бу қетимқи сөһбәттә көплигән мәсилиләр музакирә темиси болған. Д у қ рәисиниң әскәртишичә, маркус грүбәл әпәнди уйғурларниң диний етиқад әркинлики мәсилиси бойичә бир қисим ғәрб демократик дөләтлириниң мунасивәтлик хадимлири билән алақиләрдә болмақта икән.

Д у қ рәиси бу қетимқи зиярити әснасида йәнә парламентниң бир қисим әзалири билән учришишлар өткүзгән вә тәләп-истәклирини оттуриға қоюп өткән.

Мәлум болушичә, германийә һөкүмити уйғур дияридики җаза лагерлири мәсилисигә җиддий көңүл бөлүватқан дөләтләрниң бири болуп, җаза лагерлири мәсилисиниң б д т да күнтәртипкә келишигә төһпә қошқан һәмдә 2018-йили 10-айниң 4-күни фирансийәниң шитрасбург шәһиридә өткүзүлгән явропа иттипақиниң омумий йиғинида җаза лагерлириға мунасивәтлик 15 маддилиқ қарарниң қобул қилинишиға түрткә болған дөләтләрниң бири һесаблинидикән. Германийә парламенти йеқинқи мәзгилләрдин буян д у қ рәһбәрлири билән учришишни көпәйтип, җаза лагерлири мәсилиси тоғрисидики музакирилирини давамлаштуруп кәлмәктә икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.