Долқун әйса билән ризванай ханим хитайниң уйғур районидики ирқий қирғинчилиқини ақлиған мақалиға қарши рәддийә обзори елан қилди

Берндин ихтиярий мухбиримиз һәбибулла изчи тәйярлиди
2023.09.18
tutqun-balilar-saqchi-hojjetliri “шинҗаң сақчи һөҗҗәтлири” дики тутқун балилар
Yettesu

“хитайниң уйғурларға қарши төмүр пәрдә арқисидики сиясий тәқиблириниң мәқсити ‛террорлуққа қарши туруш‚ әмәс, бәлки уйғур хәлқини йоқитиштур! ”

Мана бу шиветсарийәниң әң чоң гезитлиридин бири болған “йеңи зүрихлиқлар гезити” дә 15-сентәбир елан қилинған уйғурлар тоғрисидики бир чоң обзорниң мавзусидур.

Бу обзор, дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйса билән шиветсарийә уйғур җәмийитиниң рәиси ризванай ханимниң һәмкарлиқида йезилған. Буниңдин бирқанчә күн бурун, йәни 11-сентәбир томас хебир билән һелвег шимит дегән икки апторниң имзасида “йеңи зүрихлиқләр гезити” дә бир парчә мақалә елан қилинған болуп, униңда хитайниң уйғурларға қаритиватқан қирғинчилиқ сияситини “ғәлибилик бир өзгәртиш сиясити” дәп махтиған. Долқун әйса билән ризванай ханимниң бу обзори дәл юқириқи апторларниң мақалисидики бимәнә сәпсәтәләргә рәддийә қайтуруш йүзисидин йезилған.

Томас хебир вә һелвег шимит иккийлән елан қилған бу мақалида “қаттиқ башқурулидиған тәрбийәләш лагерлири, уйғурларниң мәҗбурий әмгәккә селинғанлиқи вә мәдәнийәт җәһәттә елип барған қирғинчилиқлири тоғрисидики сәзгүр доклатлар, бүгүнгә қәдәр хитайниң дунядики начар образини шәкилләндүрди. Әмма қандақла болмисун, бу районниң 2010-йилдин 2016-йилғичә болған арилиқта кәң көләмлик ‛исламий террорлуқ‚ ниң зәрбисигә дуч кәлгәнлики ениқ. Әгәр бу хил әсәбийлик дөләт тәрипидин контрол қилинмиса, хитай мәркизий һөкүмитиниң бу райондики башқурушиниң контроллуқтин чиқидиғанлиқини һечким мулаһизә қилип бақмиди” дәп йезилған һәмдә хитайниң уйғурларға қаратқан ирқий қирғинчилиқ сияситини ақлиған.

Долқун әйса билән ризванай ханимниң обзорида юқириқи апторларниң қарашлириға рәддийә берилип, мундақ дейилгән: “хитай һөкүмитиниң уйғурлар вә башқа түркий хәлқләргә қаратқан ирқий қирғинчилиқ сиясити һазир йәттә йилдин ашти. Биз қанчилик кишиниң җаза лагерида рәһимсизләрчә ‛қайта тәрбийәләнгән‚ ликини билмәймиз. Әмма хәлқара җәмийәтниң мөлчиригә асасланғанда, бу сан бир милйондин ашиду. Нурғунлиған зиялийлар, диний затлар, университетларниң мудирлири, мәсилән доктор халмурат ғопур, сиясий паалийәтчи рошән аббасниң һәдиси доктор гүлшән аббасларни өз ичигә алған юқири қатлам зиялийлар бу ирқий қирғинчилиқниң қурбани болди. Буларниң ичидә йәнә ‛сахароф мукапати‚ ниң саһиби илһам тохти, шинҗаң университетиниң сабиқ мудири ташполат тейип қатарлиқларму бар” .

Мәзкур рәддийә обзорида йәнә, хитай һөкүмитиниң мәҗбурий туғмас қиливетиш вә башқа рәзил васитиләрни қоллинип, уйғурларни асас қилған йәрлик милләтләрниң туғулуш нисбитини зор дәриҗидә төвәнлитивәткәнлики, бу қирғинчилиқниң 7 йилдин бери үзлүксиз давамлишиватқанлиқи, шәрқий түркистандики уйғурлар нопусиниң тәбиий көпийиш нисбитиниң 2017-йилидин 2019-йилиғичә болған арилиқта 50 пирсәнткә йеқин азлап кәткәнлики, хитай һөкүмитиниң меңә ююш вә қийин-қистақ арқилиқ кишиләрни җисманий вә психикилиқ бесимларға дучар қилғанлиқи әскәртилгән.

Бу һәқтә зияритимиз қобул қилған ризванай ханим мундақ дәйду: “мән бу мақалини көргәндә һәйран қалдим вә дәрру инкас қайтурушимиз керәк, дәп қаридим. Шу сәвәбтин долқун әйса әпәндим билән алақилишип, шу гезитниң өзидә рәддийә қайтурушимиз керәк, дәп қарар қилдуқ. Чүнки бу гезит шиветсарийәдила әмәс, бәлки явропада вә герман тиллиқ дөләт вә районлардики әң нопузлуқ гезитләрниң биридур. Хитайниң шәрқий түркистанда қиливатқини опочуқ қирғинчилиқ турса, уни ақлимақчи болғанлар, ениқки хитайниң чәт әлдики сетивалған адәмлири, демәктин башқа йәнә немә дейишимиз мумкин? ”

Дуня уйғур қурултийи берлин ишханисиниң мудири, қурултай баянатчиси ғәюр қурбан әпәндиму зияритимизни қобул қилип, буни хитайниң хәлқара җәмийәтни алдаш үчүн йолға қуюватқан йеңи истратегийәси дәп көрсәтти:

“ ‛йеңи зүрихлиқлар гезити‚ дә елан қилинған икки апторниң уйғур ирқий қирғинчилиқини йоққа чиқиридиған мақалисидин кейин келип чиққан бу чоң ғулғула, хитай һакимийитиниң йеқиндин буян пүтүн дуня миқясида уйғур ирқий қирғинчилиқини пәрдазлаш, уни хунүкләштүрүш вә йоққа чиқириш йолида елип бериватқан системилиқ вә истратегийәлик тәшвиқати һәмдә ташқи мунасивәтләрдики һийлә-нәйрәңлириниң муһим бир парчиси, дәп қарашқа болиду. ‛йеңи зүрихлиқлар гезити‚ гә охшаш шиветсарийәдила әмәс, бәлки герман тили дунясидики әң нопузлуқ вә тәсир күчи юқири мәтбуатта чәт әллик апторларниң қәлими арқилиқ бундақ тәшвиқат оюнини елип бериш, хитай һакимийитиниң ташқи дуняға қаратқан тәшвиқат истратегийәсидә бурулушниң болуватқанлиқини көрситип бериду. Хитай һакимийити өзиниң тәшвиқат машинилири вә мәтбуатлири арқилиқ уйғур ирқий қирғинчилиқи пәрдазлаш үчүн нурғун чариләрни қилған болсиму, лекин дуняда җиқ утуқ қазиналмиди. Шуниң үчүн хитай йеқинқи вақитлардин буян, хитайда яшайдиған, хитайға майил кишиләрниң еғизи арқилиқ иҗтимаий таратқуларда ирқий қирғинчилиқни пәрдазлашқа урунған болса; чәтәлләрдә мана мушундақ хитай һакимийитини яқилайдиған хитайшунасларниң тили арқилиқ уйғур ирқий қирғинчилиқини йошурушқа урунуп кәлмәктә. Һалбуки, долқун әйса билән шиветсарийә уйғур җәмийитиниң рәиси ризванай ханим буниңға дәл вақтида, әң қисқа вақит ичидә рәддийә қайтурди. Буларниң әпти-бәширисини ечип ташлиди. Бу һәқтики муназирә һелиму давам қиливатиду”

Томас хебир вә һелвег шимит намида елан қилинған мәзкур мақалидә йәнә мундақ дейилгән: “бейҗиң террорлуққа қарши туруш вә вәзийәтни контрол қилиш үчүн һәддидин зиядә қаттиқ тәдбирләр билән инкас қайтурушқа мәҗбур болди. Һазир нормаллиққа қайтишниң ениқ аламәтлири бар. Игилинишичә, террорлуққа қарши турушниң юқири пәллисидә пәйда болған һәр хил лагерлар һазир асасән чеқиветилгән” . Долқун әйса әпәнди уларниң бу баянлириға җиддий инкас қайтуруп, көплигән дәлил-пакитлар арқилиқ хитайниң шәрқий түркистандики ирқий қирғинчилиқиниң һелиһәм давам қиливатқанлиқини билдүрди.

Шиветсарийә уйғур җәмийитиниң сабиқ рәиси әндили әпәндимму бу мақалигә қарита рәддийә қайтурушниң әһмийити һәққидә шундақ дәйду:

“ ‛йеңи зүрихлиқлар гезити‚ дә хитай һөкүмитиниң сияситини пәрдазлайдиған вә ниқаблайдиған бир мақалә елан қилинди. Бу мақалә пүтүнләй хитайниң мәвқәсидә туруп йезилған. Униңда хитай худди шәрқий түркистанда бир ашқунлуққа яки радикализмға қарши һәрикәт елип бериватқандәк, худди һәммә йәр гүл-гүлистанлиққа айланғандәк йезилған. Бу мақалә елан қилинғандин кейин, бизни наһайити ғәзәпләндүрди, бәзән йәрлик шиветсарийәликләрму буниңға қарита қарши инкас билдүрди. Биз шиветсарийә уйғур җәмийити болуш сүпитимиз билән инкас билдүрүшимиз керәк, шу сәвәбтин хитайниң ялған учурлириға қарши дәрһал рәддийә бәрдуқ. Шиветсарийә хитай билән чоң тиҗарий мунасивити бар болған бир дөләт. Бу йәрдә хитай ширкәтлириниңму тәсири наһайити чоң. Бундақ бир әһвалда, йәрликләрни һәқиқий әһвал билән хәвәрләндүрүш бизниң мәҗбурийитимиз. Бундақ бир әһвалда дәрһал рәддийә қайтурушимиз керәк.”

Томас хебир вә һелвегниң мақалисигә қайтурулған рәддийә обзорида йәнә мундақ дейилгән: “уйғурларниң муһаҗирәттики җамаити 2017-йилидин башлап, шәрқий түркистандики уруқ-туғқанлири билән алақә қилалмиди, телефон линийәсиниң йәнә бир тәрипидики сигнал сүкүттә! шәрқий түркистанда ата-анимиз, уруқ-туғқанлиримиз вә достлиримизниң һаят яки әмәсликини биләлмәймиз, үмидсизлик һазир биз уйғурларниң даимлиқ һәмраһимизға айланди. Бәзидә биз хитай һөкүмитиниң вәтәндики аилә әзалиримизға бесим вә тәһдит қилип, бизни җимиқтуруш үчүн қилған тәһдит телефонлирини тапшуруп алимиз. Һәтта чәт әлләрдиму хитай һөкүмитиниң қара қоли тохтап қалғини йоқ! ”

Хәтәр астидики милләтләрни қоғдаш тәшкилати вә хәлқара кәчүрүм тәшкилати қатарлиқ хәлқаралиқ кишилик һоқуқ органлириму бу һәқтә җиддий инкас қайтурушқа башлиған. Хәтәр астидики милләтләрни қоғдаш тәшкилатиниң вәкили селина моррел ханим радийомизниң соаллириға язма җаваб қайтуруп, хитайниң уйғурларға қаратқан ирқий қирғинчилиқини аңлиған юқириқи мақалигә қарши өзлириниң пат йеқинда рәддийә баянати елан қилишқа тәйярлиниватқанлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.