Дуня парламент әзалириниң тибәт йиғини учришишида уйғур паалийәтчилири хитайға қарши бирликсәп һасил қилиш ирадисини көрсәткән
2022.06.23
Дуня парламент әзалириниң 8-қетимлиқ тибәт йиғини 22-июн күни вашингтонда өткүзүлгән болуп, бу йиғинға америка авам палатасиниң рәиси нәнси пелоси, авам палата әзаси җим мәкговрин, шундақла 20 нәччә дөләттин кәлгән парламент әзалири қатнашқан.
Дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйса, уйғур һәрикити тәшкилатиниң башлиқи рошән аббас ханим, уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң директори өмәр қанат бу йиғинға тәклип билән қатнашқан һәмдә нәнси пелоси ханим вә һолливодниң кино чолпини ричард герRichard Gere)) қатарлиқ даңлиқ шәхсләр билән көрүшүп, уйғурлар мәсилисини тибәт мәсилисигә охшашла күнтәртиптә тутушқа тиришқан; шундақла бу паалийәткә қатнишиш арқилиқ хитайниң мустәмликә җинайәтлиригә қарши тибәт паалийәтчилири билән бирликсәп һасил қилиш ирадисини көрсәткән.
Нәнси пелоси ханим бу йиғинда сөзлигән ечилиш нутуқида хитайниң диний бастуруш, тәқип-назарәт, саяһәт чәклимиси қатарлиқ кишилик һоқуқ җинайәтлирини әйблигәндин кейин, “әгәр биз сода-мәнпәәтни дәп, хитайниң кишилик һоқуқ җинайәтлиригә қарши чиқмисақ, дуняниң башқа җайлиридики кишилик һоқуқ җинайәтлиригә қарши туридиған әхлақ нопузимизни йоқитип қойимиз,” дегән.
Дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйса әпәнди бу қетимлиқ йиғин арқилиқ тибәт паалийәтчилири билән техиму яхши һәмкарлиқ һасил қилғанлиқини билдүрди.
Уйғур һәрикити тәшкилатиниң башлиқи рошән аббас ханим бу йиғинда уйғур мәсилисигә йеқиндин көңүл бөлгән америка сиясәтчилири билән көрүшүш пурсити болғанлиқини баян қилди. Униң билдүрүшичә, һолливодниң кино чолпини ричард гер рошән аббас ханим билән көрүшкәндә, униңға “һәдәмни издәш” намлиқ һөҗҗәтлик филимни көрүп наһайити тәсирләнгәнликини вә хитайниң зулумиға қарши уйғурлар билән бир сәптә туридиғанлиқини билдүргән.
Игилишимизчә, долқун әйса әпәнди бу паалийәттә 20 нәччә дөләттин кәлгән парламент әзалириға уйғурлар мәсилисини аңлатқан. Бу йиғинда униңға тәсир қилған нуқтиларниң бири, келимат өзгириши мәсилиси болуп, хитайниң уйғур районидики муһит бузғунчилиқиниму хәлқараниң диққитигә сунуш керәкликини һес қилған.
Долқун әйса әпәнди йәнә кәлгүсидә уйғурлар мәсилси тоғрулуқ “дуня парламент әзалири тибәт йиғини” ға охшаш йиғинларни өткүзүшкә тәйярлиқ қиливатқанлиқини билдүрди.
Тәпсилий мәзмунларни программиниң авазлиқ улинишидин аңлиғайсиләр.