Дуня уйғур қурултийиниң өтмүши, бүгүни вә кәлгүси (2)
2024.10.23
Дуня уйғур қурултийи (д у қ) дуняға кәлгән дәсләпки вақитлардин тартип хитай һөкүмитиниң нәзиридә “әң чоң ташқи апәтләрниң бири” дәп қаралғанлиқи мәлум. Шу сәвәбтинму хитай һөкүмити охшаш болмиған хәлқаралиқ сорунларда изчил д у қ ниң “бөлгүнчи” тәшкилат икәнликини дава қилиш билән биргә, түрлүк йоллар арқилиқ д у қ ни парчилаш, ички қисимда зиддийәткә селиш вә униң шан-шөһритигә дағ чүшүрүшниң койида болуп кәлмәктә. Әмма д у қ ниң кейинки йиллардики тәрәққияти уйғурлардики “ит һүрәр, карван йүрәр” дегән тәмсилниң тоғрилиқини йәнә бир қетим испатлиди.
Д У қ ниң зорийиши вә тәсириниң кеңийиши
Д у қ рәсмий иш башлиған мәзгилләрдә уйғур елидики сиясий вәзийәт изчил яманлишиш һалитидә туруватқанлиқи мәлум. Шуниң билән биргә бу хитай һөкүмитиниң хәлқара системиға сиғдилип кириш урунушиму ешип бериватқан бир мәзгил болуп, ғәрб дунясидики йетәкчи күчләрниң хитайға бәлгилик дәриҗидә тәсир көрситиш қудритигә игә икәнликиму көп тәрәплимә йоллардин мәлум болған иди. Әнә шу хил тәсирләрниң бири хитай һөкүмити 1999-йили сиясий бәтнамлар билән қолға алған рабийә қадир ханим һәққидә америка вә әнглийә һөкүмәтлириниң хитайға көп қетимлиқ бесим қилишида ипадиләнди. Нәтиҗидә 2005-йили мартта рабийә ханим хитай түрмисидин қоюп берилип “теббий давалиниш” намида америкиға йолға селинди.
Бу җәрянда рабийә ханимниң хәлқарадики әң қизиқ хәвәр темилириниң биригә айлиниши, бирнәччә чоң хәлқаралиқ мукапатларға, җүмлидин икки қетим нобел тинчлиқ мукапатиниң намзатлиқиға көрситилиши өз нөвитидә уйғур миллий давасиниң хәлқарада техиму яхши билинишигә йол ачти. Буниң бир ипадиси 2006-йили 24-ноябирда чақирилған д у қ ниң 2-нөвәтлик вәкилләр қурултийиға германийә һөкүмити, шу қатарда хәлқарадики көплигән кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң вәкил әвәтип қатнашқанлиқида әкс әтти. Бу қетимқи қурултайда рабийә қадир ханимға “уйғур мукапати” тәқдим қилинди. Бу қурултайда рәис әркин алип текин өз вәзиписидин истепа бәрди һәмдә орниға рабийә қадир ханим рәис болуп сайланди. Дәрвәқә хитай һөкүмитиниң буниңға қайтурған бир қатар һуҗумлири уларниң бу қетимлиқ қурултайниң нәтиҗисидин қанчилик пәришан болғанлиқини васитилик һалда көрситип бәргән иди. Бу һәқтә сөз болғанда д у қ ниң муавин рәиси пәрһат йоруңқаш әпәнди буниңдики бәзи нуқтиларни алаһидә тилға алиду.
Рабийә қадир ханим д у қ ниң рәисликигә сайланғандин кейин уйғур давасини хәлқарада техиму яхши аңлитиш үчүн бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) мунбиридә көп қетимлиқ паалийәтләрни вуҗудқа чиқарди. Шуниңдәк америка, австралийә вә явропа һөкүмәтлири билән болған алақини күчәйтишкә алаһидә әһмийәт бәрди. Буниң бир ярқин мисали, америка пирезиденти җорҗ буш (George W. Bush) Ниң 2007-йили вә 2008-йили рабийә қадир ханим билән чех җумһурийитиниң пирага шәһиридә вә ақ сарайда сөһбәттә болушида әкс әтти. Шуниңдин кейин канада баш министири стефен харпер (Stephen Harper) , б д т баш катипи кофи аннан (Kofi Annan), японийә баш министири шензо аби (Shinzo Abe) қатарлиқларму ашкара һалда д у қ ниң рәиси рабийә қадир ханим билән көрүшти. Бу маһийәттә хитай һөкүмитиниң уйғур миллий давасини “террорлуқ” қа бағлаш урунушиға қайтурулған күчлүк җаваб болди. Муһаҗирәттики уйғур давасида тунҗи қетим ишқа ашқан бу тарихий һадисә шу вақитлардики һәрқайси ахбарат васитилиридә, җүмлидин хитай ахбаратлирида зор ғулғула қозғиғаниди. Әнә шу вақитлардин тартип вуҗудқа чиқишқа башлиған һәмдә кишини хушалландуридиған ишларниң бири шу болдики, америка демократийәни илгири сүрүш фонди (NED) муһаҗирәттики уйғур тәшкилатлириға маддий җәһәттин ярдәм беришкә башлиди. Буниң билән дава ишлириниң техиму яхши меңишиға шараит һазирланди.
2009-Йили 21-май вашингтон шәһиридики америка дөләт мәҗлисидә чақирилған 3-қурултайға америка һөкүмитиниң көплигән хадимлири, җүмлидин франк волф (Frank Wolf) , киристофер симис (Chris Smith) , җәймис мәкговерн (James McGovern) , карл грешмән (Carl Gershman) қатарлиқларниң биваситә иштирак қилиши бу нуқтини техиму рошән испатлиди.
Д у қ ниң яшлаштуруш басқучи вә кейинки нәтиҗиләр
Д у қ ниң өткән он йилдин артуқ мусаписидә дәсләпки қәдәмдә бир қисим нәтиҗиләр қолға кәлгәндин кейин, қурултайниң рәһбәрлик коллектипини яшлаштуруш һәққидә тәклипләр оттуриға чиқти. Ички вә ташқи җәһәтләрдә көрүлүватқан түрлүк мәсилиләрму қурултайни бир қетимлиқ ислаһатқа җиддий үндәшкә башлиди. Униң үстигә уйғур давасиниң узақлиқи вә мүшкүллүкини нәзәрдә тутқан һалда техиму көп яшларни бу сәпкә җәлп қилишниң зөрүрлүки мәлум болушқа башлиди. Йәнә бир яқтин д у қ йиллардин буян тәшкилләп келиватқан уйғур яшлирини демократийә вә сиясий җәһәттә тәрбийәләш курслириниң нәтиҗисидә бир түркүм яшлар йетишип чиққан болуп, уларғиму тегишлик рәвиштә өз талантини җари қилдуруш соруни һазирлап бериш лазим болди. Техиму муһими уйғур елидики ирқий қирғинчилиқниң төмүр пәрдиси әнә шу вақитларда толуқи билән ечиливтқанлиқи, уйғур җәмийити тарихта көрүлмигән мислисиз йоқитишқа дуч келиватқанлиқидәк көп қирлиқ реаллиқни ойлашқан һалда 2017-йили 12-ноябирда германийәниң мюнхен шәһиридә чақирилған 6-қурултайда бу җәһәттә бәзи ислаһатлар вуҗудқа чиқти.
Бу қетимқи қурултайда йиллардин буян уйғур давасида һармай-талмай күрәш қиливатқанлардин долқун әйса демократик сайлам арқилиқ қурултайниң йеңи рәиси болуп сайланди. У қурултайда қилған сөзидә муһаҗирәттики уйғур давасида көрүлүватқан әң чоң киризисниң бирлик мәсилисидә әкс етидиғанлиқини алаһидә әскәртти. Шуниңдәк “шәрқий түркистан миллий азадлиқ һәрикитиниң вәкиллик оргини болған д у қ ниң һаятий күч мәнбәси, тәрәққият вә тәсир йөлики йәнила бирлик-иттипақлиқтур” дәп көрсәтти. Шуниңдәк д у қ ниң “ғәрб қиммәт қариши асасида иш көридиған, пүткүл шәрқий түркистан хәлқиниң назаритини қобул қилидиған, охшимиған пикирләргә һөрмәт қилидиған” тәшкилат икәнликини алаһидә тилға алди. Бу һәқтә сөз болғанда долқун әйса шу вақиттики пәвқуладдә вәзийәтни алаһидә әсләп өтти.
Уйғур елидики қирғинчилиқ әнә шу йосунда дунядики һөкүмәтләр вә парламентларниң диққитини қозғиғандин кейин хитай бу һәқтики охшимиған сүрүштә қилишлар, әйибләшләр вә түрлүк җаза тәдбирлиригә дуч кәлди. Гәрчә бу йүзлиниш хитайни үзүл-кесил пәйлидин яндуралмиған болсиму уларға васитилик һалда “хитайниң халиғанни қилишиға дуня қарап турмайду” дегәнни йетәрлик дәриҗидә һес қилдурғанлиқи мәлум. Йәнә бир яқтин хитайға уйғурларни “террорлуқ вә ашқунлуқ” қа четип йоқитиш урунушиниң маһийитини дуняниң аллиқачан көрүп йәткәнликиниму һес қилдурди. Шу сәвәбтинму “уйғур қирғинчилиқи” һәққидә қарар алған һөкүмәт вә парламентларниң сани көпийишкә башлиди. Техиму муһими уйғурлар дуч келиватқан қирғинчилиқниң баш җавабкари ши җинпиң икәнлики, ши җинпиңни сотлаш вә қолға елиш чуқанлири оттуриға чиқишқа башлиди.
Д у қ ниң 8-нөвәтлик қурултийи ечилиш һарписида өткән мусапиләргә нәзәр салған долқун әйса қурултайниң кәлгүси хизмәтлиридин толиму үмидвар икәнликини алаһидә тәкитләйду. Униң қаришичә, 20 йиллиқ мусапә қурултай үчүн хизмәт қилишни халайдиған һәмдә буниң һөддисидин чиқалайдиған бир түркүм җәңгивар кишиләрни тавлап чиққан. Шуңа у қурултайни бундин кейинки хизмәтләрни техиму яхши вә мукәммәл елип маңалайду, дәп ишиниду.
Долқун әйса вә башқа бир түркүм кишиләр бу қетим рәһбәрлик коллектипидин чекинип чиқидиған болсиму, бу һәргизму уларниң миллий муҗадилә күришидин чекинип чиқидиғанлиқидин дерәк бәрмәйду. Долқун әйсаға охшаш өзини бу күрәш сепидики бир аддий җәңчи, дәп қарайдиған бу кишиләр өзлири ейтқандәк “әмәл тутқанда күрәш қилип, әмәлдин чүшкәндә күрәштин тохтайдиған” кишиләр әмәс.
Д у қ ниң әнә шу тәриқидә тарқақ тәшкилатлардин бирликкә кәлгән системилиқ гәвдигә айлиниши, дунядики охшимиған тәшкилатлар вә һөкүмәтләрниң уни муһаҗирәттики уйғур давасида вәкиллик характергә игә тәшкилат, дәп етирап қилиши, д у қ ниң болса йиллардин буян өзлириниң ғәрб демократийәси системиси асасида мукәммәл иш йүргүзәләйдиғанлиқини намаян қилиши һәмдә уйғурларниң өзигә хас мустәқил дөлити болғандиму буни бималал елип кетәләйдиғанлиқини әмәлий һәрикәтлири арқилиқ көрситиши, техиму муһими д у қ ниң хитай һөкүмити иҗра қиливатқан уйғурларни милләт бойичә йоқитиш сияситигә қарши бәлгилик паалийәтләрни вә нәтиҗиләрни вуҗудқа чиқиралиғанлиқи ахирқи һесабта уни хитай һөкүмити үчүн “көзгә қадалған мих” қа айландуруп қойғанлиқи мәлум. Д у қ ниң 8-қурултийи ечилиш һарписида йәни 18-өктәбир күни улар елан қилған баянатта көрситилишичә, хитай һөкүмити қурултайниң оңушлуқ ечилишиға тосқунлуқ қилиш үчүн тездин һәрикәткә өткән.
Д у қ ниң баянатида ейтилишичә, боснийә-гретсиговина (Bosnia and Herzegovina) да 8-қурултайни ечишқа тәйярлиқ қиливатқан д у қ рәһбәрлики йеқинқи бирнәччә күндә сарайево (Sarajevo) шәһиридики хитай әлчиханисиниң қурултай йиғилишини бикар қилиш тәлипини тапшурувалған. Хитай әлчиханиси йәнә долқун әйса қолға елип хитайға өткүзүп беридиғанлиқи, мунасивәтлик кишиләрниң машина вәқәсигә дуч келидиғанлиқи, қурултайниң ток вә тор саһәлиридә чатақ чиқидиғанлиқи, йиғин вәкиллириниң вәтәндики уруқ-туғқанлириниң қаттиқ аваричиликкә учрайдиғанлиқини пәш қилип қорқақ салған. Баянатта хитай һөкүмитиниң бу хил тәһдитлириниң маһийәттә уйғурларниң авазини өчүрүш урунушидин башқа нәрсә әмәслики алаһидә әскәртилиш билән биргә “хитайниң бу хил чегра һалқиған зулумлири кәскин әйиблиниши керәк. Хитайниң бундақ қорқақ селишлири қурултайниң өз вақтида ечилишиға дәхли қилалмайду. Биз қериндашларниң бихәтәрликигә кепиллик қилишниң чарилирини толуқ ишқа салимиз” дейилиду. Нөвәттә хитайниң бу хилдики тәһдитлири һәрқайси ахбарат васитилириниң баш бәтлиридин орун алмақта.