Дуня уйғур қурултийи 3-нөвәтлик шәрқий түркистан миллий кеңиши вә уйғур яшлири кеңиши өткүзмәкчи

Берндин ихтиярий мухбиримиз һәбибулла изчи тәйярлиди
2025.03.13
duq-milliy-kengesh-2018 1-Қетимлиқ шәрқий түркистан миллий кеңишидин көрүнүш. 2018-Йили, мюнхен.
RFA/Hebibulla Izchi

Дуня уйғур қурултийи бу йил 5-айниң 23-күнидин 25-күнигичә германийәниң мюнхен шәһиридә “үчинчи нөвәтлик шәрқий түркистан миллий кеңиши” һәмдә буниңға яндаш һалда “уйғур яшлири кеңиши” өткүзидикән. Бу қетимқи кеңәштә, уйғур миллий һәрикити дуч келиватқан хирислар, тәшкилий җәһәттә сақлиниватқан мәсилиләр музакирә қилинғандин башқа, миллий дәваниң келәчики болған яшларниң роли вә актипчанлиқини җари қилдуруш, ички зиддийәт, тоқунушларға толуқ хатимә берип, бирлик-иттипақлиқни һәқиқий әмәлгә ашуруш, түп йетәкчи идийә вә йөнилишни бәлгиләш мәқсәт қилинидикән.

Дуня уйғур қурултийи рәиси турғунҗан алавудун әпәндиниң билдүрүшичә, бу қетимқи кеңәшниң асаслиқ темиси “давалғуш ичидики сиясий вәзийәттә қандақ қилип уйғурларниң һөрлүки вә вәтәнниң азадлиқиға еришишниң йол хәритисини түзүп чиқалаймиз” дегәндин ибарәт болидикән.

2-Нөвәтлик шәрқий түркистан миллий кеңишидин көрүнүш. 2022-Йили, мюнхен.
2-Нөвәтлик шәрқий түркистан миллий кеңишидин көрүнүш. 2022-Йили, мюнхен.
RFA/Hebibulla Izchi

Д у қ ниң баянатида билдүрүлүшичә, хитайниң ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәт садир қиливатқанлиқи америка һөкүмити тәрипидин қобул қилинған, дунядики 11 парламент тәрипидин етирап қилинған, лондонда қурулған уйғур соти тәрипидин хәлқаралиқ қанун-тәртип бойичә рәсмий дәлилләнгән вә б д т кишилик һоқуқ алий комиссарлиқи тәрипидин елан қилинған болсиму, б д т ға әза мутләқ көп сандики дөләтләр уйғур ирқий қирғинчилиқини тосуп қелиш үчүн һәрикәткә өтүш мәсулийитидин өзини қачурди; бәзи дөләтләр очуқ-ашкара һалда хитайни қоллиди. Бу нөвәттики әң еғир мәсилә болуп, уйғур сәрхиллириниң бир йәргә җәм болуп, дуня вәзийитигә мас қәдәмдә, йеңи истратегийә вә йеңи йол хәритиси бекитип чиқиши зөрүр болди. Шу сәвәбтин “шәрқий түркистан миллий кеңиши” чақирилмақчи, бу нөвәттики вәзийәтниң җиддий тәқәззасидур.

Дуня уйғур қурултийи сабиқ муавин рәиси пәрһат муһәммиди бу һәқтә тохтилип, бу қетимқи миллий кеңәшниң тәртипи һәққидә бәзи мәлуматларни ортақлашти.

Бу қетимқи кеңәшкә дуняниң һәр қайси җайлирида паалийәт елип бериватқан уйғур тәшкилатлириниң асаслиқ рәһбәрлири, сиясий паалийәтчиләр, җамаәт әрбаблири, зиялийлар вә диний затлар, сода-санаәт саһәсидики сәрхиллар, яш паалийәтчиләр, тәтқиқатчилар қатнишидикән; шундақла шәрқий түркистан хәлқиниң тәқдиригә вә вәзийитигә йеқиндин көңүл бөлүватқан һәр қайси әлләрниң юқири дәриҗилик сиясий әрбаблири, кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң мәсуллири, мутәхәссисләр, тибәт, җәнубий моңғулийә, тәйвән вә хоңкоң вәкиллири тәклип қилинидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.