Хитай дуняниң диққитини тартқан 8-қурултайни тосуп қелиш мәқситигә йетәлмиди

Мюнхендин ихтиярий мухбиримиз әкрәм тәйярлиди
2024.10.24
duq-8-echilish-03 Дуня уйғур қурултийиниң 8-нөвәтлик вәкилләр қурултийи боснийә-гертсеговенаниң пайтәхти сарайевода башланди. 2024-Йили 24-өктәбир, сарайево
RFA/Ekrem

Д у қ ниң 8-нөвәтлик вәкилләр қурултийи бүгүн боснийә-гертсеговенаниң пайтәхти сарайевода башланди. Әмма қурултай һарписида хитайниң бу қурултайни тосуп қелиш үчүн пәйда қилған паракәндичиликлири аз болмиғаниди.

Дуня уйғур қурултийиниң билдүрүшичә, хитайниң д у қ ниң сабиқ рәиси долқун әйсани сарайеводин тутуп кетиш, машина һадисисигә учритиш тәһдитлири, йиғинни бузуш, ялған елхәтләр арқилиқ вәкилләрни қаймуқтуруш вә вәкилләргә тәһдит селиш қатарлиқ қилмишлири дуня җамаитиниң 8-қурултайға болған диққитини техиму өзигә тартқаниди.

Дуня уйғур қурултийиниң 8-нөвәтлик вәкилләр қурултийи боснийә-гертсеговенаниң пайтәхти сарайевода башланди. 2024-Йили 24-өктәбир, сарайево
Дуня уйғур қурултийиниң 8-нөвәтлик вәкилләр қурултийи боснийә-гертсеговенаниң пайтәхти сарайевода башланди. 2024-Йили 24-өктәбир, сарайево
RFA/Ekrem

 “германийә долқунлири” радийоси 23-өктәбир елан қилған “д у қ сарайеводики йиғинини башлаш һарписида мисли көрүлмигән тәһдиткә дуч кәлди” намлиқ зор һәҗимлик хәвәрдә баян қилишичә, хитай әлчиханиси боснийә һөкүмитини уйғурларниң бу қурултийини әмәлдин қалдурушқа чақирған. Хитай хадимлири йәнә уйғурлар орунлашқан меһманхана билән алақилишип, уйғурлар алдин заказ қилған ятақларни бикар қилиш үчүн меһманхана хадимлириға пара бәргән.

Хәвәрдә тилға елинишичә, 10-айниң 9-күни хитайниң боснийәдики әлчиханисиниң вақитлиқ вәкили мяв даке боснийә-гертсеговинаниң хәвпсизлик министири ненад нәшик билән бу йиғин һәққидә көрүшүп, икки тәрәп оттурисидики сөһбәтниң мәзмунини вә сүрәтләрни өзлириниң тор бәтлиридә елан қилған. Униңда: “ненад нәшик хитай һөкүмитиниң тәйвән, шинҗаң вә кишилик һоқуқ җәһәттики мәйданини қәтий қоллайдиғанлиқини, хитай билән һәмкарлишип икки дөләт оттурисидики алмаштуруш вә һәмкарлиқни йәниму бир балдақ юқири көтүрүшни халайдиғанлиқи билдүрди” дегән. Бу арқилиқ д у қ үчүн тәһдит шәкилләндүргән.

Дуня уйғур қурултийиниң 8-нөвәтлик вәкилләр қурултийи боснийә-гертсеговенаниң пайтәхти сарайевода башланди. 2024-Йили 24-өктәбир, сарайево
Дуня уйғур қурултийиниң 8-нөвәтлик вәкилләр қурултийи боснийә-гертсеговенаниң пайтәхти сарайевода башланди. 2024-Йили 24-өктәбир, сарайево
RFA/Ekrem

Һалбуки, бүгүн 24-өктәбир сарайеводин зияритимизни қобул қилған д у қ баянатчиси дилшат ришитниң билдүрүшичә, хитайниң 8-қурултайни тосуп қелиш урунушлири карға кәлмигән. 8-Нөвәтлик д у қ ниң рәис намзати турғунҗан алавуден әпәндиму қурултайниң бүгүн дуняниң һәр йәрлиридин кәлгән вәкилләрниң иштиракида хатирҗәмлик ичидә оңушлуқ башланғанлиқини тилға алди. Д у қ тор телевизийәсиниң риясәтчиси иптихар тәңриқутниң 23-өктәбир баян қилишичә, уйғур вәкиллири хитайлар тәһдит салғандәк тосалғулар яки зиянкәшликләргә учримиған.

Хитайниң д у қ ниң йиғинлириға паракәндичилик селиш қилмишлири бурунму йүз бәргәниди. Д у қ тәрипидин уюштурулған тунҗи нөвәтлик “шәрқий түркистанлиқларниң истратегийәлик муһакимә йиғини” 2017-йили 2-айниң 25-күнидин 27-күнигичә шималий сипрус (қибрис) түрк җумһурийитиниң гирнә шәһиридә чақирилған вақтидиму, хитай тәрәп сипрус хәвпсизлик күчлирини ишқа селип, уйғурларға “террористлар” дегән төһмәтни артип бу йиғинни әмәлдин қалдурушқа урунған болсиму, мәқситигә йетәлмигәниди.

Дуня уйғур қурултийиниң 8-нөвәтлик вәкилләр қурултийи боснийә-гертсеговенаниң пайтәхти сарайевода башланди. 2024-Йили 24-өктәбир, сарайево
Дуня уйғур қурултийиниң 8-нөвәтлик вәкилләр қурултийи боснийә-гертсеговенаниң пайтәхти сарайевода башланди. 2024-Йили 24-өктәбир, сарайево
RFA/Ekrem

 “д у қ сарайеводики йиғинини башлаш һарписида мисли көрүлмигән тәһдиткә дуч кәлди” намлиқ хәвәрдә баян қилинишичә, хитайниң д у қ ниң намида қурултай вәкиллиригә әвәткән ялған хәтлири вә тәһдитлири сәвәбидин 10 нәпәр киши сарайевоға келиштин ваз кәчкән. Өзбекистан вәкиллири коллектип һалда йиғинға кәлмигән. Шундақтиму, 200 гә йеқин вәкилниң қатнишиши билән 8-нөвәтлик қурултай оңушлуқ башланған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.