Д у қ һәйити африқада уйғур қирғинчилиқини аңлитип қоллашқа еришти
2024.10.29
Африқа дөләтлиридин гамбийәгә зиярәт елип барған д у қ ниң сабиқ рәиси долқун әйса әпәндиниң билдүрүшичә, 3 кишидин тәркиб тапқан д у қ ниң бир вәкилләр өмики 10-айниң 13-күнидин 17-күнигичә гамбийәдә муһим учришишларни елип барған. Униң билдүрүшичә, уларниң бу қетимқи африқа зияритиниң асаслиқ мәқсити уйғур ирқий қирғинчилиқини хитайниң тәсири күчлүк болған бу дөләтләрдә аңлитиш арқилиқ, һөкүмәтләр, аммиви тәшкилатлар, ахбарат органлири вә хәлқ аммисиниң диққитини уйғур қирғинчилиқиға тартиш икән.
Долқун әйса әпәнди бу зиярәтниң гамбийәдә ечиливатқан 81-нөвәтлик африқа кишилик һоқуқ йиғиниға тоғра кәлгән болғачқа, көп санда африқа дөлитиниң рәһбәрлири вә аммиви тәшкилат мәсуллири билән көрүшүп уйғур қирғинчилиқини аңлатқанлиқини, африқа кишилик һоқуқ комитетиниң рәһбириниң бу мәсилини оттуриға қойғанлиқини ейтти. У, мундақ деди: “биз бу қитәгә тунҗи қетим зиярәт елип бардуқ. Бу йәрдә хитайниң тәсири наһайити еғир икән. Бу зиярәттә өзара наһайити яхши бир чүшиниш пәйда болди. Африқани чүшәндуқ. Африқада хитайниң тәсириниң қанчилик зор икәнликини чүшәндуқ. Йеңи достлуқларни қурдуқ. Дуня уйғур қурултийи үчүн йеңи бир ишикни ачтуқ дәп ойлаймән.”
Бу қетимқи гамбийә зияритигә иштирак қилған д у қ ниң муавин рәиси зумрәтай әркин вә д у қ фондиниң рәиси ғәюр қурбанму зияритимизни қобул қилди.
Ғәюр қурбан әпәнди бу қетимқи зиярәттә өзлириниң африқа кишилик һоқуқ вә хәлқләрниң һәқ-һоқуқлирини қоғдаш комитети башлиқиға уйғур қирғинчилиқи тоғрисидики қарар вә доклатларни тапшурғанлиқини, уларниң кишилик һоқуқни иқтисадий мәнпәәтниң үстигә қоймайдиғанлиқини билдүргәнликини баян қилди. У, мундақ деди: “африқа кишилик һоқуқи вә хәлқләрниң һәқ-һоқуқлирини қоғдаш комитетиниң баш комиссари билән көрүшүп, әнглийә уйғур сотиниң ирқий қирғинчилиқ тоғрисида чиқарған қарарнамисини вә бу һәқтә тәйярланған доклатларни сундуқ. У, шу күни африқадики телевизийәниң зияритини қобул қилғанда уйғур мәсилисини мәхсус тилға елип, африқаниң гәрчә иқтисадий җәһәттин кәйнидә қалған болсиму, иқтисадий мәнпәәтини кишилик һоқуқидин үстүн көрмәйдиғанлиқини оттуриға қойди.”
Д у қ муавин рәиси зумрәтай әркин африқада нурғун аммиви тәшкилатлар барлиқини, болупму аяллар тәшкилатлириниң наһайити көп икәнликини, бу тәшкилатларниң наһайити күчлүк икәнлики, бәзи африқа дөләтлириниң хитайниң тәсири астида икәнликини, буларниң ичидә гамбийә дөлитиниң хитайниң тәсири астида әмәс икәнликини оттуриға қойди. У, мундақ деди: “бәзи африқа дөләтлири хитайниң күчлүк тәсири астида икән. Буларниң ичидә гамбийә биз ойлиған дәриҗидә әмәс икән. Улар наһайити пиринсиплиқ икән, болупму кишилик һоқуқ мәсилисигә кәлгәндә пиринсипта чиң туридиған дөләт икән. Бирләшкән дөләтләр тәшкилатидиму нурғун езиливатқан дөләтләрниң һәқ-һоқуқини қоғдаватқан дөләт икән. Икки йил бурун б д т да уйғурлар тоғрисида қарар елинған чағда гамбийә һөкүмити бу қарарға қарита битәрәп турғаниди. Әлвәттә битәрәп туруши биз үчүн яхши иш әмәс. Лекин у қарар мақулланғанда нурғун африқа дөләтлири хитайни қоллиғаниди. Бу җәһәттин қариғанда бу дөләтниң позитсийәси мусбәт болди дәп қараймиз. Бу зияритимиздә биз көрүшкән рәһбәрләр бизгә наһайити иҗабий җавабларни бәргән болди.”
Зумрәтай әркин көрүшкән кишиләрниң сәмимий һалда уйғурларға ярдәм қилидиғанлиқини дегәнликини билдүрди. У, мундақ деди: “бу дөләтләрдики хәлқләр тарихта наһайити езилгән, ирқий қирғинчилиққа учриған хәлқләр болғачқа булар бизниң мәсилимизни наһайити яхши чүшәнди вә бизни қоллайдиғанлиқини билдүрүшти. Бундин кейинму биз билән һәмкарлишишни халайдиғанлиқини, мәсилән охшимиған темиларда тор йиғинлири ечиш тоғрисида вәдиләрни бәрди. Демәк африқадикиләр уйғур мәсилисини билмигән билән бу қетим сәмимий һалда ярдәм қилидиғанлиқини билдүрүшти.”
Дуня уйғур қурултийи 7-нөвәтлик вәкилләр қурултийида уйғур мәсилисини дуняниң һәр қайси җайлириға, болупму йәршариниң җәнубидики дөләтләргә йейиш, у дөләтләрдә җамаәт пикри топлаш арқилиқ, һөкүмәтләргә тәсир көрситиш тоғрисида қарар алғаниди. Буниңға асасән дуня уйғур қурултийи һәйити13-17-өктәбир күнлири гамбийә дөлитигә зиярәт елип барған.