Д у қ һәйити австралийә ташқи ишлар министирлиқи вә парламент әзалириниң қоллишиға еришкән
2022.11.24

Дуня уйғур қурултийи вә австралийәдики уйғур җәмийәтлириниң мәсуллиридин тәркиб тапқан бир һәйәт, 11-айниң 24-күни австралийә парламентида 12 нәпәр парламент әзаси, ташқи ишлар министирлиқи рәһбәрлири билән учришип австралийә һөкүмитини ғәрб әллири билән бир сәптә туруп хитайни җазалашни тәләп қилған.
Д у қ рәиси долқун әйса әпәнди башчилиқидики һәйәт икки гуруппиға айрилип, австралийә пайтәхти камбера шәһиридики парламентта муһим учришишлар елип барған. Һәмдә австралийә парламентида мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзгән болуп, буниңға көп санда мухбир иштирак қилған.
Долқун әйса башчилиқидики д у қ рәһбәрлири, лагер шаһитлири вә австралийәдә паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлириниң рәһбәрлиридин тәркиб тапқан һәйәт австралийә парламентидики мустәқил парламент әзаси сопийә скампс ханим (Sophiye Scamps), йешиллар партийәсидин болған парламент әзаси барбара пококк (Barbara Pocock) ханим, либераллар партийәсиниң парламент әзаси майкол мккормакк (Michael McCormack) ) әпәнди вә ишчилар партийәсидин болған парламент әзаси петәр халил (Peter khalil) қатарлиқ 12нәпәр парламент әзаси билән көрүшкәндә уйғурларниң нөвәттики җиддий әһвалини аңлитип, тәләплирини оттуриға қойған. Австралийә уйғур җәмийитиниң баянатчиси мәһмәт җәләпчи әпәнди бу учришишларда парламент әзалириниң күчлүк қоллишиға еришкәнликини оттуриға қойди.
Мәһмәт җәләпчи әпәнди австралийә ташқи ишлар министирлиқи билән көчмәнләр идарисиниң мәсуллири биләнму учришип нөвәттә җиддий һәл қилишқа тегишлик болған мәсилиләр һәққидики тәләплириниму йәткүзгәнликини баян қилди.
Австралийә “тәңритағ уйғур ханим-қизлар уюшмиси” ниң баш катипи һәлимә ханим зияритимизни қобул қилип, д у қ һәйитиниң уйғурлар тоғрисида доклат тәйярлиған австралийә истратегийә вә сиясәт институтиниң мәсуллири билән учришип, бундин кейин елип бармақчи болған һәмкарлиқлар тоғрисида музакирә елип барғанлиқини тәкитлиди.
Д у қ рәиси долқун әйса башчилиқидики һәйәт австралийәдики 10 күнлүк зияритиниң биринчи күнила, йәни 23-ноябир бәзи көрүшүшләрни башлиған болуп, улар австралийә парламентидики өктичи партийәләрниң рәһбәрлиридин петер дуттон (Peter Dutton),либерал партийәсиниң парламент әзаси җәймис патерсон (James Paterson) вә йәнә андрев хастеHastie) Andrew), кайлея тинк (Kyle’a Tink) қатарлиқ парламент әзалири билән көрүшкән һәмдә уйғурларниң нөвәттики җиддий әһвалини аңлатқаниди.