Д у қ ниң уйғурлар дуч кәлгән ирқий қирғинчилиқни тонуштуруш паалийити финландийәдә башланди
2024.05.22

Бүгүн 21-май күни дуня уйғур қурултийиниң финландийәдә хәлқара һәмкарлиқ тәшкилати, хәлқара кәчүрүм тәшкилати, ишчилар һоқуқи тәшкилати вә финландийә кишилик һоқуқ тәшкилати қатарлиқ тәшкилатлар билән бирлишип елип баридиған уйғур ирқий қирғинчилиқи мәсилисини тонуштуруш паалийити башланған.
Белгийәдә чақирилған “миллий гөрүш” тәшкилатиниң 30 миң кишилик чоң йиғинини түгитип, 20-май финландийәгә йетип кәлгән дуня уйғур қурултийи рәиси долқун әйса, қурултайниң хәлқара мунасивәтләр комитети директори зумрәтай әркин, д у қ ниң явропа иттипақидики вәкили шәйла вә голландийәдики лагер шаһити қәлбинур сидиқ қатарлиқлар 21-май әтигән финландийәдики паалийитиниң тунҗи күнидә, хәлқара һәмкарлиқ тәшкилати, хәлқара кәчүрүм тәшкилати, финландийә кишилик һоқуқ тәшкилати, финландийә ишчилар һоқуқи тәшкилати вә финландийәдики ахбарат васитилириниң қатнишишида мәҗбурий әмгәкни өз ичигә алған уйғур ирқий қирғинчилиқи һәққидә доклат бәргән. Қурултай рәиси долқун әйса бу зиярәт һәққидики бәзи мәлуматларни вә мәқситини радийо аңлиғучилар билән ортақлашти.
Бу қетимқи паалийәткә қатнашқан, хәлқара һәмкарлиқ тәшкилатиниң уйғур мәҗбурий әмгики мәсилиси пирограммиси мәсули, финландийәдә яшайдиған уйғур қизи пәзиләт исмаил бу һәқтә тәпсилий мәлумат бәрди. У, финландийәниң техи “уйғур ирқий қирғинчилиқини етирап қилмиғанлиқини вә бу паалийәтни тәшкилләшниң мәқситиниң финландийәдә уйғур ирқий қирғинчилиқини тонутуш икәнликини оттуриға қойди.
Дуня уйғур қурултийиниң явропа иттипақидики вәкили шәйла ханимму, бу паалийәт һәққидә мәлумат берип, “бүгүнки доклат финландийәни явропа иттипақиниң кишилик һоқуқ вә қиммәт қаришиға һөрмәт қилиш, уни қоғдашқа чақириқ қилиш, шундақла уйғур ирқий қирғинчилиқи вә уйғур мәҗбурий әмгикини тонутуш ролиға игә” деди.
21-Май күни чүштин бурунқи паалийәттә голландийәдин кәлгән лагер шаһини қәлбинур сидиқму, өзиниң лагер һаяти вә хитайниң җаза лагерлиридики мәҗбурий әмгики һәққидә гуваһлиқ бәргән. У, зияритимизни қобул қилип өз қарашлирини баян қилди.
Шу күни чүштин кейин долқун әйса, зумрәтай әркин вә қәлбинур сидиқлар финландийәниң “дуня рәсимләр журнили”, “чәт әллик сиясәтчи” қатарлиқ гезит-журналларниң зияритини қобул қилған болуп, долқун әйса, өзиниң бу зиярәтләрдә финландийә зиярәтлириниң мәқсити вә финландийә һөкүмити һәм хәлқидин күтидиған үмидлирини оттуриға қойғанлиқини билдүрди.
Долқун әйса йәнә финландийәниң скандинавийә дөләтлири ичидә күчлүк тәсиргә игә дөләт икәнлики вә өзлириниң бу дөләттики зияритиниң әһмийити тоғрисида тохталди.
Хәлқара һәмкарлиқ тәшкилати дөләтләр вә милләтләрниң өз тәқдирини өзлири бәлгиләш вә йәрлик хәлқләрниң азадлиқ һәрикитини асас қилған, пүтүн дуня миқясида паалийәт елип баридиған бир хәлқаралиқ орган болуп, қурулғандин буян, һәрқайси әлләрдики адвокатлар гурупписи, шәхс вә органлар билән мунасивәт орнитип кәлмәктә. Д у қ ниң бу қетимқи паалийитиниму дәл мушу орган тәшкиллигән вә бу қетимқи паалийәткә бу тәшкилатниң финландийәдә туғулуп чоң болған бир уйғур қизи йетәкчилик қилған.
Дуня уйғур қурултийиниң финландийәдики бу паалийити йәнә үч күн давам қилидикән.