Д у қ 9 нәпәр җаза лагери шаһитиға “җасарәт мукапати” бәрди

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2021.02.17
Д у қ 9 нәпәр җаза лагери шаһитиға “җасарәт мукапати” бәрди 13-Феврал дуня уйғур қурултийи тор арқилиқ өткүзгән омумий кеңәш йиғинида 9 нәпәр лагер шаһитиға “җасарәт мукапати” берилди. 2021-Йили 13-феврал.
RFA

13-Феврал дуня уйғур қурултийи тор арқилиқ өткүзгән омумий кеңәш йиғинида 9 нәпәр лагер шаһитиға “җасарәт мукапати” берилди.

Д у қ 6-феврал күни тор арқилиқ омумий йиғини чақирип, 3 йиллиқ хизмәт доклатини бәргәндин кейин, 13-феврал күни давамлашқан йиғинда хитайниң тәһдит селиши вә қорқутушиға қаримастин җаза лагерлирида бешиға кәлгән вә көргән күлпәтләрни дуня җамаәтчиликигә аңлатқан 9 нәпәр лагер шаһитиға “җасарәт мукапати” тарқитип берилди. Д у қ рәһбәрлири д у қ ниң һәр қайси дөләтләрдики вәкиллири, қурултайға әза тәшкилатлар билән қурултайни изчил һалда қоллап келиватқан тәшкилатларниң мәсуллири, лагер шаһитлири, д у қ ниң қоллиғучилиридин болуп 20 дөләттин 220 әтрапида киши қатнашқан 13-феврал күнидики омумий кеңәш йиғинида шаһитларға үстигә шәрқий түркистанниң ай юлтузлуқ көк байриқи билән хәритиси чүшүрүлгән, астиға “шәрқий түркистанда хитай дөлити йүргүзүватқан ирқий қирғинчилиқни дуняға ашкарилашта көрсәткән җасаритиңиз үчүн рәһмәт ейтимиз” дегән хәт йезилған лоңқа билән пул берилди.

Д у қ иҗраийә комитетиниң муавин рәиси сәмәт абла әпәнди риясәтчилик қилған йиғинда алди билән долқун әйса әпәнди сөз қилип, һазирғичә хәлқарада хитайниң җаза лагерлирини паш қилған 9 нәпәр шаһитқа, бу һәқтә қошқан төһпилири үчүн “җасарәт мукапати” ни беришни қарар қилғанлиқини баян қилди.

Арқидин сәмәт абла әпәнди “җасарәт мукапати” ға еришкән лагер шаһитлиридин турсунай зиявуддин, зүмрәт давут, сайрагүл савутбай, қәлбинур сидиқ, гүлбахар җелилова, гүлбаһар мәхмутҗан (хативаҗи), гүлзирә авулхан, меһригүл турсун ханимлар вә өмәрбәг алий әпәндиниң исимлирини җакарлиди.

Тор арқилиқ йиғин әһлигә берилидиған мукапатлар көрситилгәндин кейин улар арқа-арқидин сөз елип, мукапатни алғандин кейинки туйғулирини оттуриға қоюп өтти.

Һазир фирансийәдә туруватқан гүлбаһар җелилова ханим, өзигә берилгән бу мукапатни алғандин кейин хушал болғанлиқини, буни вәтәндә лагерларда йетиватқан ханим-қизларға вакалитән алғанлиқини баян қилди.

Һазир америкада туруватқан лагер шаһитлиридин меһригүл турсун ханим “җасарәт мукапати” ни алғандин кейин өз туйғулирини баян қилип, бу мукапатни уйғур хәлқиниң өзигә бәргәнликини илгири сүрди.

Меһригүл турсун ханим хитай һөкүмитиниң һаятини үмидлирини бәрбат қилғанлиқини, хитайға қарши қәтий бошашмастин мәңгү күрәш қилидиғанлиқини баян қилди.

Һазир америкада туруватқан лагер шаһити зүмрәт давут ханим д у қ ниң кеңәш йиғинида берилгән мукапатни елип өзини бәхтлик һес қилғанлиқини, хушал болғанлиқини баян қилди.

Әнглийәниң дуняға даңлиқ BBC ахбарат қанилиниң зияритини қобул қилип, аял тутқунларниң лагерда басқунчилиқ вә җинсий зораванлиққа учрайдиғанлиқини паш қилип, дуняда зор ғулғула қозғиған 2017-вә 2018-йиллири икки қетим җәмий 9 ай илиниң күнәс наһийәсидики лагериға соланған, һазир америкада давалиниватқан лагер шаһити турсунай зиявудун “җасарәт мукапати” ниң өзигә илһам вә күч беғишлиғанлиқини баян қилди.

Һазирғичә хәлқарада 9 нәпәр лагер шаһити гуваһлиқ бәргән болуп, буларниң ичидә сәккизи аял, бири әр. У, болсиму чәтәлдә тунҗи қетим гуваһлиқ бәргән, бир мәзгил түркийәдә турғандин кейин голландийәгә чиқип кәткән өмәр бәкели әпәндидур. У, мукапатни алғандин кейин туйғулирини баян қилип, әл сөйгәнни әлниң қойниға алидиғанлиқини, хәлқниң қойниниң инсанлар үчүн җәннәт икәнликини йәнә бир қетим чүшинип йәткәнликини тәкитлиди.

Д у қ рәиси долқун әйса әпәнди зияритимизни қобул қилип, 6-феврал күни билән 13-феврал күни тор арқилиқ өткүзүлгән д у қ омумий кеңәш йиғининиң мувәппәқийәтлик өткәнликини тәкитлиди.

Долқун әйса әпәнди 2017-йили ноябирда мюнхенда өткүзүлгән 6-нөвәтлик қурултайда д у қ рәиси болуп сайланғандин кейинки д у қ елип барған 3 йиллиқ паалийәтни 15 нуқтиға ихчамлап аңлатқан иди. 13-Февралдики йиғинда 20 дөләттин қатнашқан 220 әтрапида вәкилниң соаллириға җаваб берип өтүлди вә тәклип-пикирлири елинди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.