Д у қ һәйити канаданиң муавин көчмәнләр министири билән көрүшти
2019.04.04
Д у қ рәиси долқун әйса башчилиқидики һәйәт канаданиң муавин көчмәнләр министири мат дәкорсәй әпәнди билән көрүшти. 2019-Йили 4-апрел, канада.
Дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйса әпәндиниң канадаға елип бериватқан 15 күнлүк зияритиниң ахирқи күнлиридә, йәни 2-апрел күни канаданиң көчмәнләр муавин министири билән көрүшүп, уйғур көчмәнләр вә панаһланғучилар мәсилиси тоғрисида сөзләшкән.
3-Апрел күни долқун әйса канада парламент әзалиридин йеңи демократлар партийәсидин болған парламент әзаси шерәл ханим, консерватиплар партийәсидин болған парламент әзаси давид андерсон, лебираллар партийәсидин болған парламент әзаси арвен әпәндиләр билән көрүшүп, канада һөкүмитини уйғур мәсилиси бойичә хитай һөкүмитигә бесим қилишқа чақирған.
Д у қ рәиси долқун әйса башчилиқидики һәйәт канаданиң һәр қайси җайлирида туруватқан шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлири вә уйғурлар билән учришиш елип бериш, канада һөкүмити вә парламент әзалириға рәһмәт ейтиш шундақла уйғурларниң бәзи тәләплирини уларға йәткүзүш, канададики университет, тәтқиқат мәркәзлири һәм аммиви тәшкилатларда доклат бериш мәқситидә 22-март күни канадаға йетип барған иди.
Мәзкур һәйәт канаданиң торонто, монтреал, ванковер, әдминтон вә кангари қатарлиқ шәһәрлиридә елип барған зиярәтлирини ахирлаштуруп, 4-айниң 1-күни канаданиң пайтәхти оттаваға йетип кәлгән. 4-Айниң 2-күни долқун әйса әпәнди башчилиқидики һәйәт канада ташқи ишлар министирлиқи, канада парламенти вә канада көчмәнләр министирлиқиниң мәсуллири билән көрүшкән. 3-Апрел күни болса канада парламент әзалири билән учришип, уйғурларниң тәләплирини йәткүзүш билән бирликтә хитайниң һазирқи бесим сиясити тоғрисида тәпсилий мәлумат бәргән.
Д у қ рәиси долқун әйса әпәнди телефон зияритимизни қобул қилип, 5 кишидин тәркиб тапқан һәйәтниң канаданиң мунасивәтлик рәһбәрлири билән уйғур мәсилиси тоғрисида тәпсилий музакирә елип барғанлиқини, канададики зиярәтлириниң мувәппәқийәтлик өткәнликини баян қилди.
Д у қ рәиси долқун әйсаниң канадаға елип бериватқан зиярити 23-март күни торонтодики уйғурлар билән бирликтә норуз паалийитигә иштирак қилиш билән башланған иди. Д у қ һәйити зияритиниң биринчи басқучида нуқтилиқ һалда канаданиң һәр қайси җайлирида яшаватқан уйғурлар билән учришиш елип барған.
Д у қ һәйити 4-айниң 2-күни канаданиң муавин көчмәнләр министири билән учришип, нуқтилиқ һалда дуняниң һәрқайси җайлирида салаһийәтсиз туруватқан уйғур көчмәнләрни канадаға қобул қилиш тоғрисида музакирә елип барған.
Мәлум болғинидәк, “5-июл үрүмчи вәқәси” дин кейин һәр хил йоллар билән чәтәлгә чиққан уйғурларниң сани күнсайин көпәйгән иди. Болупму 2014-2015-йиллири көп санда уйғурлар түркийәгә кәлгән иди. Буларниң бәзилири һәр хил сәвәбләр түпәйлидин үчинчи бир дөләткә кетиш мәҗбурийитидә турмақта. Д у қ рәиси долқун әйса башчилиқидики һәйәт канаданиң муавин көчмәнләр министири мат дәкорсәй әпәнди билән көрүшүп, уйғур көчмәнләр мәсилисини оттуриға қойған. Д у қ муһаҗирлар комитетиниң мудири мәмәт тохти әпәнди бу һәқтә мәлумат бәрди.
Канада уйғур мәсилисини бирләшкән дөләтләр тәшкилати вә канада парламентида изчил һалда оттуриға қоймақта. Өткән йили 10-айдин 12-айғичә болған қисқиғинә вақит ичидә канада парламентида 6 қетим гуваһлиқ бериш паалийити өткүзүлгән. Канададики уйғурларму д у қ ниң чақириқиға аваз қошуп “җаза лагерлири тақалсун” темисида өткүзүлгән паалийәтләргиму актип аваз қошмақта. Канада шәрқий түркистан бирликиниң рәиси туйғун абдувели әпәнди торонтодики уйғурлар узундин буян топлиған җаза лагерлири тоғрисидики әрзнамиләрни муавин көчмәнләр министири мат дәкорсәй әпәндигә тапшуруп бәргәнликини баян қилди.
Д у қ рәисиниң канада зиярити 4-айниң 5-күнигә қәдәр давамлишидикән. У 4-айниң 3-4-күнлириму канада пайтәхти оттавада канаданиң бәзи муһим сиясий әрбаблири билән айрим-айрим учришишлар елип баридикән вә мәркизи оттавада болған кишилик һоқуқ тәшкилатлири билән сөзлишип, 2019-йилида бирликтә елип баридиған паалийәтлириниң күнтәртипи вә уйғурларниң тәләплири тоғрисида музакирилишидикән.









