Д у қ ниң хәлқара малийә террорлуқ санданиниң қара тизимликигә киргүзүп қоюлуши қаттиқ тәнқидкә учриди

Мухбиримиз әркин
2019.04.16
DUQ-Refinitiv-Terror-Tizimlikide.jpg “оттура шәрқ көзи” намлиқ тор гезитиниң д у қ ниң хәлқара малийә террорлуқ сандининиң қара тизимликигә киргүзүлгәнлики һәққидики хәвири. 1219-Йили 5-апрел.
Photo: RFA

Хәлқара малийә мулазимәт ширкити‏ - “рифинитиф” ниң дуня уйғур қурултийи вә униң аз дегәндә 3 нәпәр паалийәтчисини “дуня назарәт малийә сандани” ниң террорлуқ қара тизимликигә киргүзүп қойғанлиқи мәлум болди.

Мәркизи лондондики хәлқара малийә мулазимәт ширкити‏ - “рифинитиф” дуня уйғур қурултийи вә униң аз дегәндә 3 нәпәр паалийәтчисини униң қармиқидики “дуня назарәт малийә сандани” ниң террорлуқ қара тизимликигә киргүзүп қоюп, уларға нурғун кашила пәйда қилғанлиқи мәлум болди. “оттура шәрқ көзи” намлиқ тор гезитиниң 15‏-апрел ашкарилишичә, дунядики нурғун чоң банкилар “дуня назарәт малийә сандани” тәминлигән хәвпсизлик анализи вә террорлуқ қара тизимликини ишләткәчкә бу дуня уйғур қурултийи вә униң мәсуллириниң хәлқара пул муамилә ишлирини тосқунлуққа учратқан.

Бу вәқәниң хитай һөкүмити 2 милйондәк уйғур, қазақ вә башқа мусулман хәлқләрни йиғивелиш лагерлириға қамиши хәлқара диққәт нуқтисиға айлинип, хитай һөкүмитини җазалаш садаси күчийиватқан мәзгилдә ашкарилиниши кишилик һоқуқ тәшкилатлирида җиддий әндишә пәйда қилди. Мәлум болушичә, “дуня назарәт хәвпсизлик сандани бурун томсон ройтерс, намлиқ ширкәтниң игидарлиқида болуп, у 2018‏-йили 10‏-айда бу орунни бләкстон намлиқ ширкәткә сетип бәргән. “бләкстон” рифинитиф, намлиқ тармақ ширкитини қуруп, “дуня назарәт хәвпсизлик сандани” ни униң башқурушиға өткүзүп бәргән икән.

Мәлум болушичә, “рифинитиф” ниң дуня уйғур қурултийи вә униң рәиси долқун әйса, униң көчмәнләр ишлириға мәсул хадими мәмәт тохти қатарлиқ мәсуллирини террорлуқ қара тизимликигә киргүзүп қоюши билән уларниң канада роял банкиси, австралийә банкиси, германийә доч банкиси ғәрб уюшмиси, қатарлиқ пул муамилә органлирида пул селиши, пул алмаштуруши чәкләнгән.

Биз 16-апрел күни мәркизи лондондики “рифинитиф” ширкитигә телефон қилип, д у қ вә униң бәзи мәсуллирини террорлуқ қара тизимликигә киргүзүп қоюшидики сәвәбләрни соридуқ. Мәзкур ширкәтниң алақә ишлириға мәсул директори паул сәндел телефонимизни елип: “буниң интайин мурәккәп бир тема икәнлики, шуңа, өзлириниң соалға җаваб беридиғанлиқи, бирақ соаллиримизни елхәт арқилиқ әвәтишимиз керәк” ликини билдүрди. Биз бу һәқтики соаллиримизни елхәт арқилиқ әвәткән болсақму, лекин һазирға қәдәр улардин һечқандақ җаваб кәлмиди.

“оттура шәрқ көзи” ториниң билдүрүшичә, дуня уйғур қурултийи 2008‏-йили “дуня назарәт хәвпсизлик мулазимәт сандани” ниң террорлуқ қара тизимликигә киргүзүп қоюлған. Дуня уйғур қурултийиниң немә үчүн бу ишни һазирға қәдәр байқимиғанлиқи мәлум әмәс. Дуня уйғур қурултийи рәиси долқун әйсаниң билдүрүшичә, әнглийәдики бир қанун мулазимәт орни улар билән алақилишип, уларниң террорлуқ қара тизимликигә киргүзүп қоюлғанлиқини ейтқандин кейинла андин бу иш уларниң диққитини тартқан.

Долқун әйсаниң илгири сүрүшичә, охшаш әһвал йәнә дуня уйғур қурултийиниң германийә доч банкисидики һесаб номуриға пул ятқузуш мәсилисидә йүз бәргән. У, доч банкисиниң австралийәдики уйғур җамаити әвәткән ианә пулни қайтурувәткәнлики, банка билән сөзләшсә, доч банкиси “пулни австралийә банкиси қайтурувалди” дәп җаваб бәргәнликини билдүрди.

Биз 16‏-апрел доч банкисиға телефон қилип, буниң сәвәбини сориған болсақму, лекин доч банкиси пикир билдүрүшни рәт қилди. Мәзкур банкиниң америкада турушлуқ баянатчиси трой гравит, бундақ бир пул оборот мулазимитиниң болғанлиқини етирап қилип, лекин “униңға пикир билдүрмәйдиғанлиқи” шуниңдәк “пул оборотиниң чәкләнмигәнлики” ни билдүрди. Униң қәйт қилишичә, улар өзлириниң алақидар мәсилигә қарита бүгүн елип барған тәкшүрүшини ахбарат билән ортақлашмайдикән.

“оттура шәрқ көзи” ториниң хәвиридә баян қилинишичә, бу вәқә кишилик һоқуқ тәшкилатлирида хәлқара банка вә қаидә-түзгүчи орунлар хитайниң хәлқара системини суйиистемал қилишиға вә рәқиблирини террорлуқ билән әйибләп җимиқтурушиға сәл қараватамду?, дегән әндишә пәйда қилған. Германийәдики “хәтәр астидики хәлқләр тәшкилати” ниң директори улрих делиус 16-апрел зияритимизни қобул қилип мундақ деди: “биз бу ширкәтниң дөләтләр, һөкүмәтләр вә кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң уйғурлар һәққидә елип бериватқан муназирилиригә қулақ салмиғанлиқини ашкарилишимиз керәк. Биз униң немә үчүн буниңға қулақ йопурғанлиқини соришимиз лазим. Хитайда пәқәт содинила қоғлишип иш қилиш һәқиқәтән алҗиғанлиқтур. Бу ширкәтләрниң һәммиси мәбләғ салғучиларға тайиниду. Бизниң мәбләғ салғучилар билән сөзлишип, әгәр улар ишәнчини йоқатса, уларниң содисиға тәсир қилидиғанлиқи вә содисини зиянға учритидиғанлиқини чүшәндүрүшимиз лазим.”

Делиусниң қаришичә, банкиларниң бу қилмишини тосушниң әң үнүмлүк йоли бу вәқәни бу таратқуларда кәң тарқитип, хәлқниң диққитини қозғаш икән. Делиус мундақ дәйду: “бу һадисә кишилик һоқуқ тәшкилатлири үчүн һәқиқәтән бир дело. Биз бу вәқәниң тәпсилий әһваллирини толуқ игилишимиз керәк. Әгәр биз бу вәқәни хәлқ аммисиға ашкарилисақ бу банкиларни бундақ қилиши қийинлишиду. Буни хәлқ аммисиға тәшвиқ қилиш бу ширкәтни әрз қилишқа қариғанда техиму үнүмлүк болиду, дәп қараймән. Чүнки адвокат тутуп әрз қилишниң ақивити бәк еғир болиду.”

Бу д у қ рәиси долқун әйсаниң тунҗи қетим бир хәлқара тәшкилатниң қара тизимликигә киргүзүлүши әмәс. Илгири хәлқара сақчи тәшкилати-интерпол хитайниң бесимида униңға қизил ташлиқ елан чиқарған. Лекин интерпол өткән йили қизил ташлиқ еланни бикар қилған иди. Долқун әйсаниң билдүрүшичә, нөвәттә улар д у қ вә униң мәсуллирини террорлуқ қара тизимликигә киргүзгән лондондики “рифинитиф” ширкитини сотқа тартишни пиланлимақта икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.