Хитайниң “диба тор армийәси” д у қ ниң фәйсбок сәһиписигә һуҗум қилди

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2019.04.11
duq-torbet-hujum.jpg Хитайниң “диба тор армийәси” ниң тор һуҗуми тоғрисида елан қилинған хәвәр.
dw.com

Хитайниң ялланма “тор армийәси” д у қ ниң фәйсбок сәһиписигә һуҗум қозғап, хитай һакимийитиниң бастуруш сиясәтлиригә чапан йепишқа урунди.

Хитайниң “йәр шари вақти гезити” тәрипидин “вәтәнпәрвәр тор армийәси” дәп тәрипләнгән, өзлирини “диба тор армийәси” дәп ативалған ялланма инкасчилар 10-апрел күни кәч саәт 8:00 дә дуня уйғур қурултийиниң фәйсбок сәһиписигә нәччә йүз қетимлар һуҗум қозғиған.

“германийә авази” ниң 11-апирилдики хәвиридә баян қилинишичә, д у қ ниң фәйсбок сәһиписигә сөз вә рәсим қалдуруп һуҗум қозғиған ялланма инкасчиларниң сани 2 миң кишидин ашидикән. Улар һәр хил темиларда пикир йезиш вә сүрәт чаплаш арқилиқ хитайниң миллий сияситини мәдһийәләшкә, ғәрб әллиридики хитайниң җаза лагерлириға қарши садаларни пәсәйтишкә урунған. Хәвәрдә дейилишичә, бу ялланма инкасчилар тапшуруқ бойичә д у қ ни “террорчи тәшкилат” қилип көрситишни, уйғур дияридики җаза лагерлирини болса “террорлуқ вә әсәбийликни түгитидиған орун” қилип пәрдазлашни мәқсәт қилған икән.

Хитайниң тор ялланмилирини ишқа селип д у қ ға қаратқан бу һуҗуми қурултай хадимлириниң ғәзәпни қозғиған. Д у қ ниң муавин рәиси пәрһат муһәммиди әпәндиниң билдүрүшичә, йеқинқи 2 йилдин буян хитай һакимийитиниң д у қ қа қаратқан һуҗумлириниң салмиқи зор дәриҗидә ашмақтикән.

Д у қ ниң баянатчиси дилшат ришитниң илгири сүрүшичә, җаза лагерлири мәсилисиниң хәлқаралишиши хитайни қаттиқ биарам қилған шундақла д у қ ниң хәлқарада елип бериватқан сиясий паалийәтлири хитайниң ечишқан ярисини татилиған.

Д у қ мәдәнийәт бөлүминиң мудири, голландийәдики сиясий актиплардин зәйнидин әпәндиниң ейтишичә, бу қетимқи тор һуҗуминиң арқида биваситә хитай һакимийитиниң қоли барлиқи ениқ икән.

Пәрһат муһәммиди әпәндиниң тәкитлишичә, хитай “тор армийәси” ниң бу һуҗуми маһийәттә хитай һакимийитиниң техиму ғалҗирлашқанлиқи вә ғәрб қиммәт қаришиға җәң елан қилғанлиқи болуп һесаблинидикән.

Зәйнидин әпәндиниң қаришичә, хитайниң чәтәлдики ялланма күчлириниң д у қ қа қарши көрәклири мәғлуп болғанлиқи үчүн хитай һакимийити чүмпәрдисини йиртип ташлап, өзлири биваситә оттуриға чиққан. Баянатчи дилшат ришит д у қ ниң хитай һакимийитиниң әпти-бәширисини ечип ташлаш, хитайниң хәлқарадики образини сундуруш җәһәтләрдә ойниған ролиниң хитайни д у қ қа биваситә һуҗум қозғашқа мәҗбурлиған амил икәнликини тәкитлиди.

Мәлум болушичә, хитай һөкүмити д у қ билән йүзму-йүз елишиш үчүн алдинқи айларда д у қ қа қарши “дуня шинҗаңлиқлар қурултийи” ни қуруп чиққан. Униң алдида болса д у қ ниң явропа парламентидики “уйғур достлуқ гурупписи” ға қарши явропа парламентида “хитай достлуқ гурупписи” ни қуруп чиққан. Д у қ ниң явропа парламенти вә б д т дики паалийәтлиригә зәрбә бериш үчүн әзалири хитайлардин тәркиб тапқан һәр хил намлардики аталмиш “кишилик һоқуқ тәшкилатлири” яки “тәтқиқат мәркәзлири” ни сүний қуруп чиқип, йиғинларда д у қ ниң пикирлиригә қарши сөзләйдиған болған. Әмма хитайниң бу урунушлири д у қ ниң паалийәтлирини чәклийәлмигән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.