Д у қ ниң парламент әзалириға язған хети түркийә парламентидики омумий йиғинда оқуп өтүлди

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2021.02.01
Д у қ ниң парламент әзалириға язған хети түркийә парламентидики омумий йиғинда оқуп өтүлди Түркийә “ийи” партийәси парламент әзаси фаһрәттин йоқуш әпәнди түркийә парламентидики омумий йиғинда д у қ рәиси долқун әйса әпәндиниң нами билән өзигә әвәтилгән хәтни оқуп өтти. 2021-Йили 29-январ, әнқәрә.
Social Media

Дуня уйғур қурултийи түркийә рәһбәрлири, һәрқайси партийәләрниң рәислири вә түркийә парламенти ташқи ишлар комитети билән әдлийә комитети мәсуллири һәм әзалириға хәт әвәтип, уларни хитай билән түркийә арисидики “җинайәтчиләрни өзара өткүзүп бериш келишими” ни мақуллимаслиққа чақирған иди. Бу хәтни 29-январ күни “ийи” йәни “яхши” партийәси парламент әзаси фаһрәттин йоқуш әпәнди түркийә парламентидики омумий йиғинда оқуп өтти. Уйғурлар буниң тарихий бир иш икәнликини тәкитләшмәктә.

Фаһрәттин йоқуш әпәнди парламентта һәрқайси әзаларға салам йоллаш билән биргә дуня уйғур қурултийи рәиси долқун әйса әпәндиниң нами билән өзигә әвәтилгән хәтни оқуп өтти. “мәлум болғинидәк түркийә билән хитай оттурисида түзүлгән ‛җинайәтчиләрни өзара өткүзүп бериш келишими‚ 26-декабир күни хитай мәмликәтлик хәлқ қурултийи даимий комитети тәрипидин мақулланған. Хитай һөкүмити мәзкур келишимниң түркийә парламентидиму мақуллуқтин өтүшини күтмәктә. Хитай өлүм җазасини иҗра қиливатқан диктаторлуқ түзүми билән идарә қилиниватқан бир дөләттур. Келишимдә ‘тәләп қилинған киши өлүм җазаси иҗра қилиниватқан дөләтләргә өткүзүп берилмәйду’ маддисиниң йоқлуқи биздә әндишә пәйда қилмақта. Мәзкур келишимниң түзүлүши түркийәдә вақитлиқ туруш рухсити билән яшаватқан, техи түрк пуқраси болуш салаһийитигә игә болалмиған уйғурлар арисидиму әнсизлик пәйда қилмақта. Бу келишим дуняниң һәр қайси җайлирида яшаватқан шәрқий түркистанлиқларни шундақла шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлириниму қаттиқ әндишигә салмақта”.

Фаһрәттин йоқуш әпәнди д у қ рәиси долқун әйса әвәткән хәтниң давамини мундақ давамлаштурди: “түркийә бу келишимни фето вә п к к террорлуқ тәшкилатлириниң әзалирини нишан қилип түзгән болуши мумкин. Лекин, хитайниң мәқсити террорлуқни баһанә қилип туруп, бигунаһ, мәзлум, езиливатқан уйғурларниң үмиди болған түркийә билән болған мунасивитини бузуш, дуня дөләтлириниң нәзиридә түркийәниң абруйини чүшүрүштин ибарәт. Хитайниң узун йиллардин буян шәрқий түркистанда елип бериватқан бесим сияситиниң кейинки йилларда ирқий қирғинчилиққа айланғанлиқини нәзәрдә тутсақ, келишим түркийә парламентида мақулланса, шәрқий түркистанда техиму зор инсанийәткә қарши җинайәтниң садир болидиғанлиқи ениқ”.

29-январ күни чүштин кейин түркийә парламентида сөзлигән нутқи вә долқун әйсаниң хетини оқуп бериш ахирлашқандин кейинла зияритимизни қобул қилған фаһрәттин йоқуш әпәнди д у қ рәиси долқун әйсаниң хетиниң чоқум һөкүмәткә тәсир көрситидиғанлиқини илгири сүрүп мундақ деди: “бу мәсилини парламентта қайта күнтәртипкә елип келишимиз чоқум һөкүмәткә вә һөкүмәтни қоллаватқанларға тәсир көрсәтти. Мән һөкүмәтниң мәзкур келишимни парламентта музакиригә қоялмайдиғанлиқиға ишинимән. Әгәр мақуллитишқа тәмшәлсә түрк хәлқиниң нәзиридә җинайәт садир қилған болиду”.

Дуня уйғур қурултийи һазирғичә түркийәдики һәр қайси сиясий партийә рәһбәрлири вә түркийә парламентидики ташқи ишлар комитети әзалири билән әдлийә комитети әзалириға һәм парламент әзалириға көпләп хәт әвәткән болуп, фаһрәттин йоқуш әпәндиниң бу мәктупни омумий йиғинда оқуши дуня уйғур қурултийиниң алқишиға еришти. Д у қ рәиси долқун әйса әпәнди зияритимизни қобул қилип, буниңдин сөйүнгәнликини баян қилди.

Мәлум болушичә 1949-йили уйғур дияри коммунист хитай тәрипидин бесивелинғандин кейин әйни замандики уйғурларниң рәһбәрлиридин әйса йүсүп алиптекин билән муһәммәд имин буғра әпәнди қатарлиқларниң кәшмир арқилиқ 1954-йили түркийәгә йетип келиши билән түркийәдә шәрқий түркистан дәваси башланған. 1955-Йили мәккидә уйғур қурултийи чақирилған. Пешқәдәм паалийәтчи һамутхан гөктүрк әпәнди дуня уйғур қурултийиниң хетиниң түркийә парламентидики омумий йиғинида оқуп өтүлүшиниң тарихий бир вәқә икәнликини тәкитлиди.

Д у қ рәиси долқун әйса әпәнди түркийәниң шәрқий түркистан дәвасидики роли һәққидә тохтилип, гәрчә түркийә һөкүмити уйғурларни үмидсизләндүридиған бәзи ишларни қилсиму түрк хәлқиниң қоллишиниң наһайити муһим икәнликини оттуриға қойди.

Әнқәрәдики уйғур тәтқиқат институти мудири истратегийә мутәхәссиси доктор әркин әкрәм әпәнди д у қ рәиси долқун әйса әпәндиниң хетиниң оқулушиниң д у қ ниң түркийәдики тәсир күчини көрситип беридиғанлиқини, шәрқий түркистан дәваси үчүн зор әһмийәткә игә икәнликини баян қилди.

Долқун әйса әпәнди дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитети 27-декабир күни җиддий йиғин чақирип, бу келишимниң түркийә парламентида мақуллуқтин өтүшини тосуш үчүн немиләрни қилиш һәққидә музакирә елип барған. Долқун әйса әпәнди, 13 әтрапида партийә рәиси вә 50 әтрапида парламент әзасиға мәзкур келишимни өткүзмәслик үчүн чақириқ хети әвәткәнликини буниң тәсириниң зор болғанлиқини баян қилди.

Түркийә билән хитай арисида түзүлгән “җинайәтчиләрни өзара өткүзүп бериш келишими” ниң 2017-йили икки дөләт министирлири арисида имзаланған болуп, 2019-йили түркийә президенти рәҗәп тайип әрдоған бу келишимгә қол қойған болсиму, әмма түркийә парламентиниң мақуллуқидин техиғичә өтмигән. Мутәхәссисләр һөкүмәт, өктичи партийә вә түрк хәлқиниң наразилиқ көрситишидин қорққачқа, мәзкур келишимниң техиғичә музакиригә сунмиғанлиқини илгири сүрүшмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.