Д у қ ниң түркийә вә японийәдә өткүзүлгән 8-нөвәтлик вәкилләр сайлими мувәппәқийәтлик ахирлашти
2024.07.29
Д у қ 8-нөвәтлик вәкилләр қурултийи тәйярлиқ комитети 28-июл күни түркийә вә японийәдиму сайлам өткүзүп, 10-айниң ахирида чақирилидиған қурултайниң вәкиллирини сайлап чиқти.
Д у қ рәиси вә иҗраийә комитетиниң тәвсийә қарари, 1-июн күни чақирилған иҗраийә комитетиниң кеңәйтилгән йиғинида бирдәк аваз билән қобул қилинип, 8-нөвәтлик вәкилләр қурултийиға тәйярлиқ қилиш комитети қуруп чиқилғаниди. Йиғинда дуня уйғур қурултийиниң тәшкилий хизмәтлиригә мәсул муавин рәиси пәрһат муһәммәди әпәнди тәйярлиқ комитетиниң рәисликигә сайланған һәмдә 8-нөвәтлик омуми вәкилләр қурултийи вәкиллириниң омуми сани, 24 дөләттин 157 нәпәр қилип бекитилгәниди. Йиғинда йәнә қурултай вәкиллирини дуняниң һәр қайси җайлирида сайлам өткүзүп, сайлап чиқиш қарар қилинғаниди. Шу күндин тартип 8-нөвәтлик вәкилләр қурултийиниң тәйярлиқ хизмити башланған болуп, 28-июл түркийә, вә японийәдиму вәкилләр сайлими өткүзүлгән. Сайлам нәтиҗисидә түркийәдин 15, японийәдин 5 нәпәр киши вәкил болуп сайланған.
Биз 28-июл күни өткүзүлгән вәкилләр сайлими һәққидә техиму тәпсилий мәлумат игиләш үчүн, истанбулда паалийәт елип бериватқан дуня уйғур қурултийи вәхписиниң рәиси абдурешит абдулһәмид әпәнди, японийә уйғур җәмийитиниң идарә һәйәт әзаси савут мәмәт әпәнди, сайламға назарәт қилған мәмәт тохти атавулла әпәнди билән телефон сөһбити елип бардуқ.
Абдурешит абдулһәмид әпәнди истанбулда 4 районда сайлам сандуқи қоюп, 8-нөвәтлик дуня уйғур қурултийиға қатнишидиған 15 вәкилни сайлап чиққанлиқини билдүрди. У, мундақ деди: “д у қниң 8-нөвәтлик вәкилләр қурултийиға вәкил болуш үчүн түркийәдики уйғурлардин илтимас қилған кишиләрдин 29 нәпәр кишиниң вәкиллик сайлимиға қатнишиши мувапиқ көрүлгәниди. Бу кишиләрдин 19 нәпири истанбулдин, 10 нәпири истанбул сиртидики 4 вилайәттин болди. Буларниң ичидә истанбулдин 10 нәпәр вәкил истанбулдики селимпаша, кичик чәкмәҗә, фатих вә зәйтинбурну қатарлиқ 4 районға қоюлған сандуқ арқилиқ хәлқимиз тәрипидин сайлап чиқилди. Истанбулниң сиртидики 4 вилайәттинму вәкилләр сайланди, нәтиҗидә түркийәдә җәмий 15 вәкил сайлап чиқилди”.
Японийә уйғур җәмийитиниң идарә һәйәт әзаси, дуня уйғур қурултийиниң японийәдики вәкили савут мәмәт әпәнди зияритимизни қобул қилип, японийәдә 8-нөвәтлик қурултай вәкиллирини сайлаш ишиниң тәйярлиқ хизмәтлириниң бир ай бурунла башланғанлиқини билдүрди. У мундақ деди: “биз бу сайламни өткүзүштин бир ай бурун дуня уйғур қурултийиниң қарариға бинаән японийәдиму тәйярлиқ комитетини қуруп чиққан идуқ. Мәзкур комитетқа японийә уйғур җәмийитиниң рәиси әхмәт летип әпәнди рәис болған иди. Бу комитет қурулғандин буян бир йүрүш хизмәтләрни қилди. 6-Айниң ахирлирида қурултайниң бу қетим сайлинидиған вәкилләргә қойған шәрти вә тәләплирини, сайламниң күн тәртипини японийәдики җамаәткә йәткүзгән болдуқ. Арқидин вәкилликкә илтимас қилғанларни көздин көчүрүп, тәкшүрүп чиққан вәкилләрниң тизимликини дуня уйғур қурултийиға йоллидуқ. Дуня уйғур қурултийи мәркизи бу кишиләр сайламға чүшсә болиду дегәндин кейин, бүгүнки бу сайламни елип бардуқ.”
Савут мәмәт әпәнди дуня уйғур қурултийиниң японийәгә 5 сан бәргәнликини, бу вәкилләрниң демократийәлик йоллар билән сайлап чиқилғанлиқини баян қилди. У мундақ деди: “бу сайламға қатнашқанлар токйо шәһири вә токйоға йеқин җайлардин болғачқа пүтүн намзатларни бир йәргә йиғип йиғин ечиш имканийәт болмай қалди. Шуңа биз японийә уйғур җәмийитиниң ишханисиға бир сайлам сандуқи қоюштин сирт, тор йиғини чақирдуқ. Мәзкур йиғинда әхмәт летип әпәнди бу сайлам тоғрисида доклат бәргән болди. Униңдин кейин намзатлар өзиниң көңүл сөзи вә вәкил болуп сайланса қандақ хизмәтләрни, қандақ вәзипәләрни қилидиғанлиқи тоғрисида мәлумат бәрди. Әң ахирида беләт ташланди. Тор арқилиқ ташланған беләт болсун яки сандуққа ташланған беләтләр болсун һәммиси йепиқ шәкилдә, йәни кимниң кимгә беләт ташлиғанлиқини билгили болмайдиған шәкилдә өткүзүлди. Шуңа бу сайламни демократик шәкилдә елип берилған сайлам болди дәп ойлаймән”.
Түркийәдики сайлам сандуқлириға битәрәп көзәткүчиләр мәсул қилинған болуп, булардин түркийәдә турушлуқ вәзийәт анализчиси мәмәттохти атавулла әпәнди истанбулниң селимпаша районидики беләт сандуқиға мәсул болған. У бу һәқтә радийомизға сөз қилип, 8-нөвәтлик уйғур қурултийи вәкиллири сайлиминиң адил вә демократик усулда өткүзүлгәнликини, вәкил намзатлиқиға илтимас қилғанлар вә сайланғанлар ичидә яшлар вә аялларниң көп болушиниң кишини сөйүндүридиған әһвал икәнликини билдүрди.
Игилишимизчә, дуняниң һәрқайси җайлиридин бу қетимқи қурултайға қатнишидиған 157 нәпәр вәкил сайлап чиқилған. Қурултай низамнамиси бойичә, һәр үч йилда бир қетим өткүзүлидиған қурултайниң бу қетимқи 8-нөвәтлик йиғини 2024-йили 10-айниң ахирида өткүзүлидикән.