Уйғур карханичи әкбәр әсәтниң 15 йиллиқ кесилиши хәлқара наһәқ делолар мәсилисигә айланди

Мухбиримиз әркин
2020.05.14
Ekper-Eset-02.jpg “миллий өчмәнликкә қутратқулуқ қилиш гумани” билән 15 йиллиқ кесилгән уйғур карханичи әкбәр әсәт.
Social Media

2016-Йили 4-айда американи зиярәт қилип қайтишида тутқун қилинип, 15 йиллиқ кесиветилгән уйғур карханичи, нопузлуқ уйғур тор бекәтлириниң бири болған “бағдаш” ториниң қурғучиси әкбәр әсәтниң мәсилиси хәлқараниң диққитини қозғап, уни қоюп беришни тәләп қилиш чақириқлириниң күчийишигә түрткә болди. Хәлқара кәчүрүм тәшкилати 13-май күни җиддий чақириқнамә елан қилип, әкбәр әсәтни қоюп бериш һәққидә ши җинпиңға хәт йезиш һәрикити башлиди.

Мәлум болушичә, 2016-йили 2-вә 3-айларда америка ташқи ишлар министирлиқиниң “хәлқара зиярәтчи рәһбәрләрни тәрбийәләш программиси” ға қатнишип, қайтишида қолға елинған әкбәр әсәт, “миллий өчмәнликкә қутратқулуқ қилиш” билән әйиблинип 15 йиллиқ кесилгән. Униң америкада яшайдиған һәдиси рәйһан әсәтниң билдүрүшичә, у инисиниң тутулғанлиқини хели бурун аңлиған болсиму, әмма униң кесилгәнликини бу йилниң башлирида билгән.

Рәйһан әсәт: “мән бу ишларниң болғанлиқини қәтий уқмаптимән. 2017-Йили лагерларниң қурулғанлиқини көрүп ашу йәрдимиду, хәлқараниң бесими билән уму чиқар, дәп ойлиғантим. Лекин бу узарғансери мән өткән йилниң ахирида (зиярәт) программисини орунлаштурған шәрий дол, дегән адәм билән алақиләшсәм у һәйран қелип, дөләт мәҗлисигә бармисақ болмайду, дәп дөләт мәҗлисигә бардуқ. Шулар арқилиқ 1-айниң ахирлирида инимни 15 йиллиқ кесилипту, дәп аңлидуқ”.

Рәйһан әсәт йәнә инисиниң 15 йиллиқ кесилишиниң хитай қанунлириғиму хилап икәнликини билдүрди.

Хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң тәкитлишичә, әкбәр әсәтниң америка ташқи ишлар министирлиқиниң зиярәтчи программисиға қатнишиши униң ғайиб болуши вә кесилишигә сәвәб болмаслиқи керәк икән.

Бу тәшкилатниң асия ишлири директори франсиско бенкозмә мундақ дәйду: “у илгири компартийә уюштурған паалийәтләргә қатнишип кәлгән болсиму, лекин америка ташқи ишлар министирлиқи уюштурған хәлқара зиярәтчи рәһбәрләрни тәрбийәләш программисиға қатнишиши униң бирдин-бир хаталиқи болуп қалғандәк қилиду. Һалбуки, бу униң ғайиб болуши вә кесилишигә сәвәб болмаслиқи керәк”. Бенкозмәниң қаришичә, америка һөкүмити әкбәр әсәтниң мәсилисини өзиниң алдинқи қатардики күнтәртипигә киргүзүши керәк икән.

У 13-май зияритимизни қобул қилғанда йәнә мундақ деди: “бу дело вә шундақла башқа барлиқ делолар ташқи ишлар министирлиқиниң юқири дәриҗилик күнтәртипигә киргүзүлүп, американиң хитай сияситидә алдинқи орунни елиши, бу ташқи ишлар министирлиқиниңла әмәс, бәлки йәнә ақсарайниң күнтәртипигә киргүзүлүп, америка президенти тәрипидин ши җинпиңниң алдиға қоюлуши керәк. Чүнки, һечким ташқи ишлар министирлиқиниң мәдәнийәт алмаштуруш программисиға қатнашқанлиқи сәвәблик халиғанчә тутқун қилинмаслиқи керәк”.

Лекин америка ташқи ишлар министирлиқиниң илгири сүрүшичә, улар әкбәр әсәтниң мәсилисини йеқиндин көзитип, хитай һөкүмитиниң алдиға қойған болсиму, бирақ хитайниң учурни контрол қилиши сәвәблик униң һазирқи әһвали вә һазир қәйәрдә икәнликини дәлиллийәлмигән.

Америка ташқи ишлар министирлиқиниң ахбарат ишханиси 13-май күни бизниң әкбәр әсәт һәққидики соалимизға бәргән язма баянатида: “биз түрмидики уйғур мухбири әкбәр әсәтниң мәсилисигә йеқиндин диққәт қиливатимиз. Биз униң мәсилисини хитай һөкүмитиниң алдиға қойдуқ. Буниңдин кейинму давамлиқ шундақ қилимиз. Әпсуски, хитай хәлқ җумһурийитиниң учурни контрол қилиши сәвәблик, биз униң һазирқи әһвали вә һазир қәйәрдә икәнликини дәлиллийәлмидуқ. Әмма биз униң мәсилисини қачан оттуриға қойсақ хитайға бу тоғрисида бесим ишлитимиз” дейилгән.

Лекин рәйһан ханим 13-май зияритимизни қобул қилғанда америка ташқи ишлар министирлиқиниң инисиниң қоюп берилиши үчүн конкрет қәдәмләрни бесишини тәләп қилди. У: “мән ташқи ишлар министирлиқиниң укамни өзиниң күнтәртипигә киргүзүп, униң дәрһал қоюп берилишигә, һәтта баш әлчини чақиртип, укамниң мәсилиси тоғрилиқ сөзлишишини үмид қилимән. Демәкчи болғиним дөләт мәҗлисиниң мәйданиға қошулуп, укамни қутулдуруш ишини тез һәл қилмисақ болмайду”, деди.

Әкбәр әсәтниң америка-хитай мунасивити корона вируси сәвәблик қаттиқ җиддийлишип кәткән мәзгилдә оттуриға чиқти. Америкадики уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң рәиси, адвокат нурий түркәлниң тәкитлишичә, әкбәр әсәтниң мәсилиси һәл қилинмиса, бу американиң хәлқара зиярәтчи рәһбәрләр программисиға көләңгә чүшүридикән. У һазир америкада әкбәр әсәткә болған һесдашлиқ күчийип, униңға “алаһидә чирағ йеқилған әһвал” барлиққа кәлгәнликини билдүрди.

Нурий түркәлниң тәкитлишичә, америка ташқи ишлар министирлиқи бу мәсилини |мәсулийәтчанлиқ билән һәл қилиш нийити” гә кәлсә, һеч болмиғанда уни түрмидин елип чиқалайдикән. Лекин бирләшмә агентлиқиниң бу һәқтики хәвиридә билдүрүшичә, америка ташқи ишлар министирлиқиниң бир әмәлдари әкбәр әсәтниң хәлқара зиярәтчи рәһбәрләр программисиға қатнашқанлиқи сәвәблик тутқун қилинғанлиқиға аит “биваситә дәлил йоқлуқи” ни билдүргән.

Әкбәр әсәт америка һөкүмәт даирилириниң тәклипигә бинаән америкада зиярәт вә екскурсийәдә болуп қайтип барғанда тутқун қилинған тунҗи уйғур карханичи әмәс. Хитай һөкүмити 2016-йили “мисраним” ториниң қурғучиси абабәкри мухтәрниму қолға алған. Абабәкри мухтәр 2014-йили американиң хитайда турушлуқ баш әлчиси гәрий локниң тәклипигә бинаән америкада 2 һәптилик зиярәт вә екскурсийәдә болған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.