Түркийәдә бир уйғур оқуғучи университет бойичә әң әла нәтиҗә билән оқуш пүттүрди
2-Авғуст дүшәнбә күни истанбул сабаһаттин заим университетида 2021-йиллиқ оқуш пүттүрүш мурасими өткүзүлгән.
-
Ихтиярий мухбиримиз арслан
2021-08-03 -
-
-
Your browser doesn’t support HTML5 audio
2-Авғуст дүшәнбә күни истанбул сабаһаттин заим университетида 2021-йиллиқ оқуш пүттүрүш мурасими өткүзүлгән болуп, бу мурасимда абдулла муһиддиноғли исимлик уйғур яшниң университет бойичә биринчи болуп оқуш пүттүргәнлики елан қилинди вә мукапат берилди. Мукапатни түркийә җумһурийитиниң рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң оғли билал әрдоған тәқдим қилди. Униңдин башқа йәнә мәктәп бойичә 2-вә 3-болған оқуғучиларғиму мукапат тәқдим қилинди.
Оқуш пүттүрүш мурасимида абдулла муһиддиноғлиға 15 минутлуқ сөз қилиш пурсити берилгән болуп, у сәһнигә чиқип алди билән ата-аниси вә оқутқучилири шундақла өзи оқуған университетқа тәшәккүр ейтти, кейин турпандики ата-анисиға салам йоллаш билән биргә икки әвлад аилисиниң қандақ зулумға учриғанлиқи тоғрисида қисқичә тохтилип өтти.
У, мундақ деди: “мениң бу хушаллиқ күнимдә шәрқий түркистандики аиләм, мени вә маңа охшаш оқуғучиларни йетиштүргән оқутқучилирим һәм йиғивелиш лагерлиридики савақдашлиримни әсләймән”.
У сөзидә йәнә түркийәдә оқуш җәрянида өзини һеч қачан чәтәлликтәк һес қилип бақмиғанлиқини, оқутқучи вә оқуғучиларниң қериндашлиқ, достлуқ меһри муһәббити билән билим алғанлиқини ипадиләп мундақ деди: “мән оқуш җәрянида шәрқий түркистан билән түркийәниң бир анидин туғулған қошкезәккә охшаш қериндаш икәнликини һес қилдим. Түркистан хәлқи билән анатолийә хәлқи гөш билән сөңәктәк бир җисимниң әзалириға охшаш икән. Түрк-ислам илим мәрипитиниң бир тәрипидә мәһмут қәшқири вә йүсүп хас һаҗип болса йәнә бир тәрипидә йүнүс әмрә вә җалалидин румий бар икән. Истанбул асиминида шәрәп билән ләпилдигән түрк байриқиниң, қәшқәр асминида ай юлтузлуқ көк байрақниң зәпәр қучуп ләпилдишини күтүватқанлиқини һес қилдим”.
Абдулла муһиддиноғли истанбул сабаһаттин заим университетида охшаш вақитта икки факултетта билим еливатқан болуп, у бу йил ислами билимләр факултетидин оқуш пүттүргән болсиму, лекин у йәнә тарих факултетидики оқушини давамлаштуридикән.
Оқуш пүттүрүш мурасимида сөз қилған абдулла муһиддиноғли сөзиниң ахирида уйғурларниң ирқий қирғинчилиққа учраватқанлиқини тәкитлиди вә дуня җамаитини уйғурларға көңүл бөлүшкә чақирип мундақ деди: “мениң шәрқий түркистан хәлқим бүгүнки күндә пәқәт мусулман вә түрк болғанлиқи үчүнла рәһимсизләрчә ирқий қирғинчилиққа учримақта, бүгүн һәрикәткә өтмисәк әтә кечикип қалған болимиз, шуниң үчүн пүткүл дуня җамаитини бу ирқий қирғинчилиққа қарши инкас билдүрүшкә вә қаршилиқ көрситишкә чақириқ қилимән”.
Истанбул сабаһаттин заим университети 2010-йили илим тарқитиш җәмийити тәрипидин қурулған болуп, униң дипломи түркийә җумһурийити миллий маарип министирлиқи тәрипидин етирап қилинидикән. Бу университетта 57 дөләт вә райондин кәлгән оқуғучилар болуп, бу мәктәптә уйғурлардин 200 әтрапида оғул-қиз оқуғучи оқумақта.
Сутуқ буғрахан илим вә мәдәнийәт вәхпиниң тор сәһиписидә билдүрүлүшичә, истанбул сабаһаттин заим университетида оқуватқан уйғур оқуғучилардин бу йил қиз-оғул болуп 60 әтрапида оқуғучи һәр кәсипләр бойичә оқуш пүттүргән.
Уйғур оқуғучиларниң алий мәктәпләрдә, җүмлидин түркийәдики алий мәктәпләрдә көпләп оқуши вә оқуш пүттүрүшиниң муһим әһмийәткә игә икәнлики тәкитләнмәктә.
Әнқәрәдики һаҗитәппә университети дотсенти, истратегийә мутәхәссиси доктор әркин әкрәм мәзкур уйғур яшниң алий мәктәпни әң әла нәтиҗә билән тамамлап, мәктәпниң вә оқутқучи-оқуғучиларниң алқишиға еришишиниң уйғурлар үчүн шан-шәрәп вә пайдилиқ икәнликини көрсәтти. Шуниңдәк у йәнә уйғур хәлқиниң, җүмлидин һазирқи уйғур мәсилисиниң ялғуз паалийәт, дипломатийә вә сиясәт биләнла чәклинип қалмайдиғанлиқини, бәлки хәлқ арисидин йетишип чиққан билимлик кишиләргиму еһтияҗлиқ икәнликини тәкитлиди.
У йәнә бир милләтниң тәрәққияти вә мәвҗудийити билим вә пән-техникиғиму еһтияҗлиқ икәнликини ипадилиди.
Игилишимизчә, түркийәниң көплигән университетлирида уйғур елидин келип бакалаврлиқ, магистирлиқ вә докторлуқ унванлири үчүн оқуватқан уйғур оқуғучилар бар. Уларниң көпи һөкүмәт вә мәктәпләрниң оқуш мукапатлириға еришкән, бәзилири өзлириниң шәхсий хираҗәтлири билән оқуған. Һазирғичә түркийә алий мәктәплиридә нәччә онлиған уйғур магистир вә докторлуқ унванлириға еришти.