Әлишир наваи тоғулғанлиқиниң 580 йиллиқини хатирләш тор муһакимә йиғини өткүзүлди
2021.02.10
9-Феврал сәйшәнбә күни мәркизи истанбулға җайлашқан уйғур академийәси вә қутадғубилик иниститутиниң бирликтә уюштуруши билән әлишир наваи тоғулғанлиқиниң 580 йиллиқини хатирләш тор муһакимә йиғини өткүзүлди.
Мәзкур тор муһакимә йиғинида уйғур академийәсиниң рәиси профессур, доктор алимҗан инайәт “әлишир навайи вә уйғур 12 муқами” дегән темида, профессур доктор варис чакан “әлишир наваи вә униң уйғур әдәбият тарихидики орни” дегән темида, доктор гулнар әзиз “шевитсийә лунд универстети гуннар яриң йиғмисидики әлишир наваи әсәрлири қолязмилири” дегән темида, доктор руслан арзийев “оттура асия түрк дөләтлиридә әлишир наваи әсәрлири үстидә елип берилған тәтқиқатлар” дегән темида, доктор айсима мирсултан “гериманийә берлин дөләт күтүбханисида сақлиниватқан әлишир наваи әсәрлири қолязмилири” дегән темида, доктор абләт сәмәт, “әлишир наваи дәвридики уйғур тили”, дегән темида. Доктор мәғпирәт камал “түркийәдә елип берилған әлшир наваи әсәрлири билән мунасивәтлик тәтқиқатлар” дегән темида сөз қилди.
Муһакимә җәриянида йәнә музикант вә нахшичи мухтар абдукерим җанбаз әпәнди уйғур 12 муқами ичидики әлшир наваи ғәллирини асас қилған муқамлардин арийә тәқдим қилди.
Муһкимә йиғинда алди билән профессур доктор варис чакан әпәнди сөз қилип, әлишир наваи вә униң уйғур әдәбият тарихида тутқан орни тоғрисида тохталди.
Варис чакан әпәнди тарихий мәнбәләрдин нәқил кәлтүрүп, әлишир наваиниң 1441-йили хорасанниң һират шәһиридә бир уйғур аилисидә туғулған шаир вә дөләт әрбабий икәнлики, әлишир наваиниң келип чиқиш тоғрисида охшимиған көз қарашлар болсиму, тарихи мәнбәләрдә әлишир наваиниң ата-анисиниң шәрқий түркситандин һиратқа көчүп барған уйғурлардин икәнликини билдүрди. У әлишир навайиниң нәсәби тоғрисида мирза һәйдәр кораганиниң “тарихи рәшиди” намлиқ әсиридә әң ишәнчилик мәнбә қалдурулғанлиқи, бу китабта әлишир наваиниң “кичиккикә бахши” дәп аталған уйғур аилисидә дуняға кәлгәнликини тәкитләп өтти.
Варис чакан әпәнди сөзидә әлишир наваи әсәрлириниң өз дәвридә ялғуз хорасандила әмәс, бәлки пүткүл түрк дунясида чоң тәсир пәйда қилғанлиқини, анатолийәдин һиндистанғичә, хорасандин түркистанғичә болған җоғрапийәләрдә 6 әсир давам қилған чағатай тилини ғәрб мәнбәлири “әлишир наваи тили” дәп атиғанлиқини билдүрди.
Доктор гулнар әзиз шиветсийәдики гуннар ярриң топлимида сақлиниватқан қолязмиларниң уйғур дияридин топлап кәлтүрүлгән қолязмилар икәнлики, уларниң җәмий 560 парчә қолязмадин тәшкил тапқанлиқини, уларниң ичидә әлшир наваиниң әсәрлидин “қушлар тили”, “яхши кишиләрниң һәйранлиқи”, “пәрһат-шерин”, “ләйли-мәҗнун”, “йәттә сәйярә”, “искәндәр сепили” қатарлиқларниң барлиқини тилға алди.
Доктор абләт сәмәт “әлишир наваи дәвридики уйғур тили” дегән темида тохтилип, наваи тилиниң әсли қайси тил икәнлики тоғрисида охшимиған көз қарашларниң барлиқини, бәзи тәтқиқатчилар “түрки тили” дисә, бәзи тәтқиқатчилар өзбек тили дегәндәк қарашларни илгири сүрүп кәлгәнликини баян қилип өтти. У әлишир наваи әсәрлиридә ишләткән тилниң уйғур чағатай тили икәнликини тәкитләп өтти.
Доктор абләт сәмәт әлишир навайиниң тилиниң уйғур тили икәнликини оттуриға қоюп, 1439-йили “қутатғу билиг” ниң һиратта көчүрүлгән қолязмисиниң чағатай уйғур тилида йезилғанлиқини билдүрди вә мундақ деди: “у дәврдә йезилған материялларға диққәт қилидиған болсақ, у йезиқлар бизниң тилимизға наһайити йеқин келиду, һечқандақ қийналмастин чүшинәләймиз, әлишир навайиниң дәврдики тил харазим түркчиси дәп аталған, бирақ бу аталғуниң әмәлийәттә милләт аталғуси әмәсликини билимиз. Әлвәттә, навайиниң тили уйғур тили, әмма шу вақиттики әһвалға, шу вақиттики еһтияҗға вә шу вақиттики сиясий вәзийәткә асасән бу тил ‛түрки тили‚ дәп аталған.”