Америкалиқ бир университет оқуғучиси “уйғур әмалар йезиқи” болмаслиқтәк тарихий бошлуққа хатимә бәргән
2022.01.26
Әмалар йезиқи 1825-йили франсийәлик луис берәйил тәрипидин иҗат қилинған. Шуниңдин 200 йилға йеқин вақит өткәндин кейин, америкалиқ бир университет оқуғучиси вә бир гуруппа уйғур тәтқиқатчилириниң тиришчанлиқи арқисида ахири мукәммәл бир “уйғур әмалар йезиқи” барлиққи кәлгән. Буниң билән уйғур тил-йезиқи уйғур диярида хитайниң йоқитишиға дуч кләгән бир вақитта, чәт әлләрдики көрүш иқтидари йоқ уйғурларниң нормал уйғурларға охшаш уйғур йезиқида алақилишиш, уйғур тил-йезиқидики китаб, әдибий әсәрләр вә мәдәнийәт вәсиқилирини оқуш һәмдә униңдин бәһриман болушиниң йоли ечилған.
Мәлум болушичә, вашингтондики “америка университети” ниң хәлқара мунасивәтләр оқуғучиси вә тилшунаслиқ һәвәскари харрис мовберәй, қазақистан, қирғизистан, америка, германийә, түркийә қатарлиқ әлләртдики уйғур тәтқиқатчи вә тилшунаслириниң ярдимидә “уйғур әмәлар йезиқи” ни барлиққа кәлтүргән. Буниң билән нәччә он йиллардин бери давамлишип келиватқан тиришчанлиқниң бу җәһәттики чала қалған бошлуқини толдурған.
Харрис мовберәй 25-январ зияритимизни қобул қилип, уйғур тили өзиниң һазирға қәдәр ишлигән әмалар йезиқлириниң ичидики әң чоң тил икәнликини билдүрүп, өзиниң буниңдин интайин пәхрлинидиғанлиқини билдүрди.
У мундақ деди: “мән буниңдин интайин пәхрлинимән. Мән бу йезиқниң ишлитилиши, кишиләрниң уйғур тилини әмалар йезиқида йезишини үмид қилимән. Бу арқилиқ әмалар уйғур тилида оқуш, йезиш, өгиниш, һәттә елхәт әвәтиш имканийитигә еришиду. Чүнки уйғур һәрплиридә әрәб елиббәсидә йоқ һәрпләр болғачқа, мениң әрәб әмалар йезиқиға аит программилиримға уйғур тилида болған һәрпләрни қоштум, уйғур һәрплиригә вакаләтлик қилсун, дәп. Бу хәлқара өлчәмләрни асас қилғачқа, рус вә енглиз тиллиқларниңму уйғур әмалар тилини өгинишини қолайлаштуриду.”
Харрис мовберәйниң ейтишичә, нөвәттики “уйғур әмалар йезиқи” әрәб әлиббәси асасидики уйғур йезиқини асас қилған болсиму, бирақ бу латин яки керил йезиқини ишлитидиған уйғурларниң өгиниши үчүнму шундақ қолайлиқ икән.
Харрис мовберәй мундақ диди: “бу йезиқта мән сөзләшкән уйғурларниң тәклипигә бинаән уйғур әрәб әлиббәсини ишләттим. Чүнки бу йезиқ латин яки керил әлиббәсигә қариғанда әң көп ишлитилиду. Һалбуки, сиз латин әлиббәси ишләтсиңизму униңдин пайдилиналайсиз. Чүнки мәндә йезиқни аптоматик өзгәртиш прогаммиси бар. Сиз бу программидин пайдилинип, уни әмалар йезиқиға өзгәртәләйсиз. Растини ейтқанда, бирәйлән пәқәт латин һәрплиринила билгән тәқдирдиму, әрәб һәрплири асасидики ‛уйғур әмалар йезиқи‚ ни асанла өгинәләйду. Буниң чоң пәрқи йоқ. Буниң пәрқи наһайити кичик. Охшашла крел йезиқини билгәнләрму ‛уйғур әмалар йезиқи‚ ни асан өгинәләйду. Буларниң принсипи охшаш. Чүнки әрәб һәрплири асасидики уйғур йезиқида һәр бир тавуш мустәқил йезилиду. Әрәб тили яки әрәб һәплирини ишлитидиған башқа тиллар ундақ әмәс.”
Уйғурларда көрүш қуввити аҗизлар яки әмаларниң қанчилик нисбәтни тәшкил қилидиғанлиқи һечқачан истатистика қилинип бақмиған яки қилинған болсиму ашкара елан қилинмиған. “уйғур әмалар йезиқи” ниң барлиққа келиши вә тәрәққияти изчил хитайниң уйғур дияридики сияситиниң тәсиригә учрап кәлгәнлики мәлум. Тәтқиқатчиларниң ейтишичә, уйғур тәтқиқатчилар 1980-йиллардин башлап “уйғур әмалар йезиқи” ни барлиққа кәлтүрүш вә әмәлийләштүрүштә нурғун тиришчанлиқларни көрсәткән, болупму 1983-йили уйғур дияридики мунасивәтлик тармақлар уйғур аптоном районлуқ аяллар бирләшмисиниң сабиқ кадири гүлбостан абдуғопур түзгән “уйғур әмалар йезиқи лайиһәси” ни әмәлийләштүрүшни қобул қилған болсиму, бирақ хитайниң кейинки уйғур маарипини хитайлаштуруш һәркити, болупму униң 2017-йили башланған уйғур тилини омумиййүзлүк чәкләш һәркити, “уйғур әмалар йезиқи” ниң тәрәққияти вә әмилийлишишини боғуп ташлиған.
“уйғур әмалар йезиқи” тәтқиқат гурупписиниң германийәдә турушлиқ әзаси, д у қ тәтқиқат мәркизиниң дериктори әнвәр әхмәт 25-январ зияритимизни қобул қилип, уйғур тилидәк бир чоң тилда әмалар йезиқиниң болмаслиқи ечинишлиқ әһвал икәнлики вә һазир буниңға хатимә берилгәнликини билдүрди.
Әнвәр әхмәт мундақ деди: “2000-йилдин башлап уйғур тилиниң һөкүмәттә, җәмийәттә истемалдин қалдурулушиға әгишип, бу әмалар йезиқини һөкүмәт тәрәптин давамлаштуруши мумкин болмиди. Әмма бу җәһәттә һәр қайси университетлардики тилшунас мутәхәссисләр көп издәнгән. Улар нурғун иҗабий тәклип вә тәтқиқат нәтиҗилирини оттуриға қойған болсиму, бирақ мунасивәтлик мааарип тармақлири буниңға изчил көңүл бөлмигән,” деди.
Униң ейтишичә, бу йезиқ чәт әлләрдики әма уйғурларни нормал инсанлардәк оқуш, йезиш имканийити билән тәминләплә қалмай, мувапиқ шараит һазирланғанда, вәтән ичидики әмаларниң хизмитигиму сунулидикән. Әнвәр әхмәт мундақ диди: “чәт әлләрдә мейип қериндашлиримиз, йәни әма қериндашлиримиз тоғрисида толуқ истатистика йоқ. Буниң билән бу әма қериндашлиримизму нормал инсанлардәк йезиш, оқуш, маарип тәрбийәси көрүш имканийитигә игә болиду. Вәтинимиз мустәқил болған шараитта яки мувапиқ шараит һазирланди дейилсә, бу йезиқ вәтинимиздики әма қериндашлиримиз үчүнму сунулиду.”
“уйғур әмалар йезиқи” харрис мовберәйниң тунҗи хизмити әмәс. Америка университети хәлқара мунасивәтләр кәспиниң мәзкур оқуғучиси илгириму романийә, әзәрбәйҗан, полша қатарлиқ дөләтләрдики йәрлик аз санлиқ гуруппиларға әмалар йезиқи түзүп бәргән. Бу полшадики кашубиян вә силесиян хәлқләр топиниму өз ичигә алиду. Харрис мовберәйниң ейтишичә, у уйғурларға әмалар йезиқи түзүш хизмитини 2021-йили 1-айда башлиған икән.
У өзиниң буниңға қизиқип қелишидики сәвәбләр һәққидә тохтилип мундақ деди: “мән бу хизмәтни 2021-йили январда башлиған, йәни өткән йилниң башлирида. Мән даим башқа тилларға қизиқимән. Мән испанчини сөзлийәләмән, шундақла башқа бир қанчә тилниму билимән. Мән һазир йәрлик америка қәбилилириниң тилини қоғдап қелиш үчүн тилшунаслиқ хизмитини қиливатимән. Мән улардиму әмалар йезиқиниң йоқлиқини байқидим. Шуниң билән немә үчүн дунядики нурғун тилларда, җүмлидин уйғурчидиму әмалар йезиқи йоқ, дәп ойлидим һәм торға кирип издәшкә башлидим вә уйғурлар билән алақә қилдим.”
Униң ейтишичә, уйғурлар һәрқандақ қийин әһвалдиму өзлириниң тилини ишлитишни давамлаштуруши керәк икән. У мундақ диди: “мениң нуқтиинәзәримдин қариғанда, әмалар йезиқини түзүш бәк муһим. Чүнки у әмаларни күчләндүриду… күчләндүрүпла қалмай, аз санлиқ милләтләр интайин қийин әһвалда қалғандиму, өз тилини ишлитишини күчәйтиду. Һазир мән өз аиләмниң ана тили йедиш тили икәнликини билдим. 1944-Йили 10 милйон адән йедиш тилида сөзләшсиму, бирақ һазир 250 миң адәм қалди. Чүнки йәһуди қирғинчилиқида уларниң мутләқ көп қисми өлтүрүлди яки ассимилатсийә болуп кәтти. Бирақ биз йәнила ‛йедиш тилида үмид бар, чүнки биз йәнила униңда сөзлишиватимиз‚ дәп қараймиз. Шуңа әң муһими қандақ қийин әһвалда қелиштин қәтийнәзәр, уйғур тилидин ваз кәчмәсликниң йоли уни техиму көп ишлитиштур.”
Әнвәр әхмәтниң қаришичә, уйғурлар ирқий қирғинчилиққа учрап, тили вә мәдәнийити вәйран қилиниватқан бир пәйттә, чәт әлдики уйғур зиялилириниң бу хизмити хитайниң уйғурларни йоқитиш һәркитигә қарита берилгән бир қаршилиқ, бир инкас икән.
Тәтқиқатчилар гурупписиниң “уйғур әмалар йезиқи” ни түзүп чиқиши, уйғур тәшкилатлириниң қарши елишиға еришкән. Дуня уйғур қурултийи билән уйғур академийәси 25-январ елан қилған бу һәқтики баянатида, бу хизмәтниң нәччә он йиллардин бери давамлишип пүтмигән бир лайиһәни тамамлиғанлиқини билдүргән.
Баянатта ейтишичә, “уйғур әмалар йезиқи” интайин мувапиқ бир вақитта түзүп чиқилған болуп, “гәрчә көрүш қуввити аҗиз уйғурларниң санлиқ мәлумати вә истатистикси кәмчил болсиму, бирақ бу йезиқ уйғур тилини сақлап қелишқа пакаләтлик қилиш билән бир вақитта, уйғур тилиниң барлиқ уйғурларға йәткүзүлүшидә қиммәтлик” икән.