Хитай ахбарати әнглийә ташқий ишлар министири җәймисниң уйғурлар тоғрулуқ сөзлигәнликини йошурған
2023.02.22
Әнгилийә ташқий ишлар министири җәймис клеверлйниң уйғурлар мәсилисини тилға алғанлиқини хитай ахбарат васитилири йошурған.
Әнгилийә ташқий ишлар министири җәймис клеверлй 20-феврал күни өзиниң твиттер һесабида “бүгүн хитайниң ташқий ишлар министери чин гаң билән теленфонда сөзләштим. Мән хитайниң шинҗаңдики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини оттуриға қойдум һәмдә тәйвән боғузиниң теничлиққа муһтаҗлиқини тилға алдим. Иккимиз килимат вә тиҗарәт мәсилилирини ортақ һәл қилиш үчүн теришчанлиқ көрситишкә қошулдуқ” дәп язған. Бирақ хитайниң ахбарат васитилири бу қетимқи сөһбәтниң “шинҗаң вә тәйвән” гә аит икки муһим нуқтисини йошуруп, хәвәрниң мәзмунини ноқул икки дөләтниң сиясий, иқтисадий мунасивәтлиригә буривәткән.
“германийә долқунлири” радийоси 21-феврал елан қилған “хитай-әнгилийә ташқий ишлар министирлири телефонда көрүшүп, шинҗаң вә тәйвән мәсилилири тоғрисида сөзләшкән” намлиқ хәвиридә баян қилишичә, әнгилийә ташқий ишлар министири җәймис клеверлй 20-феврал күни хитайниң ташқий ишлар министири чин гаң билән телефонда сөзләшкәндә, алди билән бейҗиң һакимийитиниң шинҗаңдики уйғурлар үстидин елип бериватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини әйиблигән, андин тәйвән мәсилисини тилға елип, тәйвән боғузиниң теничлиқиниң зөрүрлүкини тәкитлигән. Бирақ хитайниң зувани болған шинхуа агентлиқи бу һәқтә елан қилған хәвиридә бу икки мәзмун тоғрулуқ бир еғизму зуван сүрмигән.
Хәвәрдә баян қилишичә, шинхуа агентлиқи бу хусуста елан қилған хәвәрлиридә чин гаңниң әнгилийә ташқий ишлар министири җәймискә “хитай һәргизму әнгилийәгә риқабәтчи вә тәһдит әмәс. Хитай вә әнгилийә дунядики икки чоң муһим дөләт. Икки дөләтниң яхши мунасивити һәр икки дөләтниң мәнпәәтигә уйғун болупла қалмай, дуня теничлиқи вә тәрәққияти үчүнму пайдилиқ” дегәндәк хитайчә дипломатик назакәткә даир ибариләрни илгири сүргән.
Әмма әнгилийә баш министири риши сунак йеқиндила парламентта хитайни бурунқидәк “системилиқ риқабәтчи” дәп қараштин, рәсмий һалда “тәһдит” дәп қарашқа қошулуш бесимиға дуч кәлгән. Әнгилийәдики һәрқайси партийәләргә мәнсуп болған парламент әзалири риши сунактин һөкүмәтниң хитайға қарита дөләт мудапийә вә ташқий сиясәт истратегийәсини өзгәртишни тәләп қилған. Риши сунак болса 17-феврал германийәдә өткүзүлгән 59-нөвәтлик “мюнхен хәвипсизлик кеңиши” дә хитай һакимийитиниң уйғурларни лагерларға солап, мәҗбурий әмгәккә селип, еғир дәриҗидә кишилик һоқуқ дәпсәндичилики билән шуғуллиниватқанлиқини тилға алған.
Әнгилийә баш министириниң “мюнхен хәвпсизлик кеңиши” дә уйғурлар мәсилисини тилға елиши, әнгилийә ташқий ишлар министириниң хитай билән уйғурлар тоғрулуқ сөзлишишини әнгилийә һөкүмәт даирилириниң уйғурлар мәсилисигә техиму җиддий көңүл бөлүшкә башлиғанлиқиниң бешарити дәп чүшиниш мүмкинму?
Д у қ лондон ишханисиниң мудири рәһимә маһмут ханимниң билдүрүшичә, әнгилийә баш министири риши сунак вә ташқий ишлар министири җәймисниң уйғурлар мәсилисигә көңүл бөлүшини, әнгилийә парламентидики уйғурлар мәсилисигә җиддий қараватқан парламент әзалириниң күчлүк бесимидин айрип қарашқа болмайдикән. Униң қаришичә, һөкүмәт әмәлдарлириниң уйғурлар мәсилисини еғизда тилға елиш биләнла чәклинип, 6 йилдин буян уйғур ирқий қирғинчилиқиға қарши әмәлий һәрикәт қолланмаслиқи ечинарлиқ бир һадисә икән.
Д у қ берлин ишханисиниң мудири ғәюр қурбан әпәнди бу хусуста тохталғанда, германийәдиму әнгилийә вә канадаға охшаш уйғурлар мәсилисини дадил оттуриға қойидиған вәзийәтниң шәкиллинишини “пәқәтла вақит мәсилиси” дәп атиди. Униң ейтишичә, германийә “русийә-украина урушини тохтитишта хитайдин пайдилиниш зөрүрийити бар” дәп қариғач, хитайға еһтиятчан муамилидә болуп кәлмәктә икән.
Әнгилийә ташқий ишлар министири җәймис клеверлйниң хитайниң ташқий ишлар министири чин гаң билән уйғурлар мәсилиси тоғрулуқ қанчилик даиридә сөһбәттә болғанлиқи, конкрет немиләрни тилға алғанлиқи һазирчә намәлум. “хитай-әнгилийә ташқий ишлар министирлири телефонда көрүшүп шинҗаң вә тәйвән мәсилилири тоғрисида сөзләшкән” намлиқ хәвәрдә бу һәқтә тәпсилий мәлумат бәрмигән. Бирақ уйғур аптоном райониниң рәиси әркин туняз әнгилийәгә кәлмәкчи болғанда, әнгилийәдики парламент әзалириниң вә уйғурларниң күчлүк қаршилиқиға учрап, явропа зияритини бикар қилишқа мәҗбур болғанлиқи әтраплиқ баян қилинған.