Әнгилийә адвокатлири хитайниң уйғурларға қаратқан ирқий қирғинчилиқниң қануний испатлирини елан қилди

Мухбиримиз нуриман
2021.02.08
Әнгилийә адвокатлири хитайниң уйғурларға қаратқан ирқий қирғинчилиқниң қануний испатлирини елан қилди “йәршари қануний һәрикити” адвокатлар тори доклатида ши җинпиң, чен чуәнго вә җу хәйлүнләрниң уйғур ирқий қирғинчилиқида ойниған роли үчүн қануний җавабкарлиққа тартишни оттуриға қойди.
Yettesu

“форбес” журнилиниң 8-феврал бәргән хәвиригә асасланғанда, әнглйәдики ессекис сот мәһкимиси (Essex Court Chambers) ниң адвокатлири, хитайниң уйғурларға қаратқан зулумлириниң “инсанийәткә қарши җинайәт” вә “ирқий қирғинчилиқ” икәнлики һәққидики қануний пикирини елан қилған.

Мәлум болушичә, әнгилийә адвокатлири елан қилған бу қануний пикир мустәқил мутәхәссисләрниң кәспий һөкүми болуп, у қануний һөкүм ролини ойнимайдикән, лекин уни қануний һәрикәтниң асаси қилишқа болидикән.

“йәр шари қануний һәрикити” (GLAN) адвокатлиқ орни, дуня уйғур қурултийи вә уйғур кишилик һоқуқ қурулуши билән бирликтә баянат елан қилған болуп, улар адвокатларниң узун муддәт топлиған қануний дәлил-спатлириға асасән, хитай даирилириниң уйғурларға йүргүзүватқан бастуруш сиясити тоғрисида қануний йәкүнгә еришкәнликини җакарлиған.

Дуня уйғур қурултийи лондон ишханисиниң мудири рәһимә мәһмут ханим әнгилийәдики бу қануний һәрикәт һәққидә қисқичә чүшәнчә бәрди: “дуня уйғур қурултийиниң бу адвокатлиқ орни билән болған һәмкарлиқи өткән йили әнгилийәниң импорт-експорт қилиш идарисиға сунған әрзидин башланған иди. Бу йил бир қанчә орунлар һәмкарлишип ‛ирқи қирғинчлиқ‚ ниң дәлил-испатлирни топлаш арқилиқ бу қануний пикир бирликигә кәлди. Бу парламенитта авазға қоюлидиған ‛ирқий қирғинчилиққа мунасивәтлик түзитиш киргүзүш лайиһәси‚ ниң мақуллуқтин өтүшидиму наһайити муһим рол ойнайду.”

“йәр шари қануний һәрикити” адвокатлиқ орни елан қилған бу қануний пикиридә хитайниң уйғурларға йүргүзиватқан кәң көләмлик тутқун қилиш, түрмигә ташлаш, мәҗбурий әмгәккә селиш, қийнаш, басқунчилиқ қилиш, мәҗбурий туғмас қилиш вә башқа һәр түрлүк зиянкәшликлириниң инсанийәткә қарши җинайәт икәнлики җәзимләштүрүлгән. Бу пикирдики әң муһим нуқта болса уйғурлар нопусниң қаттиқ контрол қилиниши болуп, барлиқ испатлар хитайниң уйғурларниң нопусини йоқитиш нийити барлиқини көрсәткән. Йәни, тутуп турулуватқан уйғурларни җисманий җәһәттин вә роһий җәһәттин хорлаш, уйғур нопусиниң көпийишниң алдини елиш тәдбирлири вә уйғур балилирини уйғур җамаитидин айрип, башқа топлуққа мәҗбурий йөткәш қатарлиқлар ирқи қирғинчлиқниң типик мисаллири болидикән.

“йәр шари қануний һәрикити” адвокатлиқ орниниң мәмури әмәлдари дейирбла миног ханим бу “қануний пикир” һәққидә зияритимизни қобул қилип, мундақ деди: “бу тәпсилий доклат әнглийәдики ессекис сот мәһкимисиниң адвокатлирини асас қилған қанун мутәхәссислири тәрипидин шәрқий түркистанда йү бериватқан зулумлар һәққидики нәччә йүз бәтлик дәлил-испатларға асасән тәйярланған. Нәтиҗидә ишәнчилик һөҗҗәтләргә асасән хитайниң уйғур районида уйғурларға йүргүзүватқини ‛ирқий қирғинчилиқ‚ вә ‛инсанийәткә қарши җинайәт‚ дәп бекитилди.”

Рәһимә мәһмут ханим бу адвокатлиқ орни тәрипидин чиқирилған қарарниң 9-феврал әнгилийә парламентида авазға қоюлидиған сода қануниниң уйғурларға алақидар “ирқий қирғинчилиққа мунасивәтлик түзитиш киргүзүш лайиһәси” гә көрситидиған тәсири һәққидә тохтилип, мундақ деди: “бизни қоллайдиған партийәләр ениқ. Лекин қандақ қарар қилишни биләлмәй қалған парламент әзалири үчүн адвокатлиқ орни чиқарған қарарниң тәсири чоң болиду, дәп қараймән.”

Дейирбла миног ханим рәһимә ханимниң сөзигә қошумчә қилип, мундақ деди: “мениңчә, бу қануний доклат иккилинип туруватқан барлиқ парламент әзалирини қайил қилиш қелиши керәк. ‛ирқий қирғинчилиққа мунасивәтлик түзитиш киргүзүш лайиһәси‚ ниң мақуллуқтин өтүши наһайити муһим. Чүнки хитай һакимийити уйғурларға ирқий қирғинчилиқ елип бериватиду. Һәрқандақ бир сиясий партийә көзқаришини бир тәрәпкә қоюп туруп, немә қилишқа тегишлик болса, дәрһал һәрикәткә өтүп уйғурларға йүгүзүлүватқан ирқи қирғинчилиқ һәққидә әдлийә қарари чиқирилиши керәк.”

9-Феврал күни әнгилийә парламент әзалири юқири сотни ирқий қирғинчилиқ делолириға қарап чиқиш вә униңға алақидар қарарларни чиқириш һоқуқи билән тәминләйдиған “сода қануни лайиһәсидики ирқий қирғинчилиққа мунасивәтлик түзитиш киргүзүш лайиһәси” ни авазға қойидикән. Әгәр бу лайиһә мақуллуқтин өтсә, юқири сот буниңдин кейин уйғурларниң делосини өз алдиға қарап чиқалайдикән.

Бу тәшәббусни әнгилийәдики нопузлуқ адвокатлар, хәлқара адвокатлар җәмийити, кишилик һоқуқ институти вә әнглийә-вәлис адвокатлар һоқуқи комитети қоллиған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.