Хитайға қарши парламент әзалири хәлқара бирлики (IPAK) әнглийә әзалири әнглийә һөкүмитигә уйғурлар мәсилиси тоғрулуқ тәклипләр сунди

Мухбиримиз җәвлан
2020.12.23
Хитайға қарши парламент әзалири хәлқара бирлики (IPAK) әнглийә әзалири әнглийә һөкүмитигә уйғурлар мәсилиси тоғрулуқ тәклипләр сунди Әнглийә парламентида елип берилған уйғур мәҗбурий әмгәк мәсилиси һәққидики муназиридин бир көрүнүш. 2020-Йили 16-декабир.
AFP

Уйғурлар мәсилиси йеқинқи мәзгилдә явропадики дөләтләр, болупму әнглийәдә күнтәртиптин чүшмәй келиватқан мәсилә болуп қалди. Әнглийә парламенти уйғурларниң кишилик һоқуқини қоғдаш үчүн хитай билән сода қилиштин ваз кечиш таллишида муһим қәдәмләрни басти. Хитайдики кишилик һоқуқ мәсилисигә тәсир көрситиш үчүн изчил тиришип келиватқан хитайға қарши парламент әзалири хәлқара бирлики бу җәһәттә өз ролини актиплиқ билән җари қилдурмақта.

Йеқинда хитайға қарши парламент әзалири хәлқара бирлики (IPAK) ниң әнглийә парламентидики 46 нәпәр әзаси бирлишип, әнглийә һөкүмитини дәрһал тәдбир қоллинип, хитай һөкүмитиниң уйғур районида йүргүзүватқан кишилик һоқуқни дәпсәндә қилиш җинайити үчүн уларни җавабкарлиққа тартишқа чақирған вә әнглийә һөкүмитигә бир йүрүш тәклипләрни сунған.

Дуня уйғур қурултийи лондон ишханисиниң мудири рәһимә мәһмут ханим бу тәклип вә тәвсийәләрниң әнглийә парламенти ташқи ишлар комитетиниң түрткиси вә хитайға қарши парламент әзалири бирликиниң һавалиси билән тәйярланғанлиқини билдүрди.

Әнглийә һөкүмитигә сунулған омумий тәклиптә мундақ дейилгән: әнглийә һөкүмити хәлқара җинайи ишлар сот мәһкимисиниң хитай әмәлдарлири өткүзгән хәлқара җинайәтләрни тәкшүрүшини қоллиши керәк; иккинчидин, хитайниң “ирқий қирғинчилиқниң алдини елиш вә уни җазалаш” әһдинамисигә хилаплиқ җинайитини сүрүштүрүши вә бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ кеңишини өз ичигә алған хәлқара сәһниләрдиму һәрикәт қилиши керәк; үчинчидин, мустәқил һәрикәт қоллинип, мәсилән, әнглийә вә велис алий соти яки уйғур соти арқилиқ хитайниң ирқий қирғинчилиқ җинайитигә дәсләпки қәдәмдә һөкүм чиқириши керәк. Төтинчидин, икки тәрәп вә көп тәрәп мунасивәтлиридә, хитайниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатида мақулланған “инсанларни җисманий җәһәттин қийнашни чәкләш әһдинамиси” қатарлиқ келишимнамиләргә хилаплиқ қиливатқанлиқини вә буниңға җавабкар икәнликини ениқ билдүрүши керәк.

Рәһимә мәһмут ханим, уйғурларға йүргүзүлүватқан җинайәтни ирқий қирғинчилиқ дәп бекитиш тәклипини бирләшкән дөләтләр тәшкилатида қобул қилдуруш тәс болсиму, әнглийә алий сот мәһкимиси вә уйғур соти арқилиқ бекитишкә болидиғанлиқини чүшәндүрди.

Бу тәклиптә йәнә кишилик һоқуқни дәпсәндә қилиш җинайитигә четишлиқ хусусий карханилар, болупму уйғур районида иш-оқәт қиливатқан вә әнглийә билән мунасивити болған карханиларниң паалийитини чәкләш тоғрулуқ мундақ дейилгән: әнглийә һөкүмити 1986-йил мақулланған “ширкәт директорлириниң салаһийитини елип ташлаш қануни” ға асасән, мәҗбурий әмгәктин нәп алған ширкәтләрниң салаһийитини бикар қилиши керәк; иккинчидин, заманиви қуллуққа мунасивәтлик қанун-бәлгилимини йеңилап, униңға “агаһландуруш мәҗбурийити” принсипини қошуши һәмдә җамаәтниң уни назарәт қилишиға йол қоюши керәк. Үчинчидин, америкида түзүлгән “уйғур мәҗбурий әмгәкниң алдини елиш қануни” дәк бир қанун лайиһиси түзүп, уйғур районида сода қиливатқан карханиларни “рәт қилиш” сияситини йолға қоюши керәк.

Рәһимә мәһмут ханим әнглийәниң хитай ширкәтлири вә хитай әмәлдарлирини җазалашта америкиниң йолини тутуп маңалайдиғанлиқини, буниң үчүн уйғурларни қоллайдиған парламент әзалири арқилиқ һөкүмәткә давамлиқ бесим қилдуруш керәкликини ейтти.

Әнглийә парламенти әзалири йәнә чәт әлләрдиму хитайниң зиянкәшлики вә тәһдитигә учраватқан уйғурларни (вә башқа кишиләрни) қоллаш үчүн әнглийә һөкүмитигә төвәндики тәклипләрни сунған: панаһлиқ тилигүчи уйғурларни тәбиий һалда зиянкәшликкә учриғучи хәлқ дәп қарап уларға салаһийәт бериш; хәлқара тәшкилатлар билән һәмкарлишип, хитайға қайтурулуш хәвпигә дуч кәлгән уйғурларни қоғдаш; әнглийәдики уйғурларға вә башқа кишиләргә тәһдит салған вә паракәндә қилған хитай җасуслирини тәкшүрүш; сүрийә мусапирлириға ярдәм бериш лайиһәси түзгәнгә охшаш, уйғур мусапирлириға ярдәм бериш лайиһәси түзүш.

Рәһимә ханим әнглийәниң уйғурларға панаһлиқ бериш ишиниң һәл болидиғанлиқиға ишәнч билән қарайдиғанлиқини билдүрди. У йәнә хитайға қайтурулуш хәвпигә дуч кәлгән уйғурларни қоғдаш үчүн йәнә бәзи хизмәтләрни ишләш керәкликини, уйғурларға тәһдит салған хитай җасуслирини тәкшүрүш һәққидә сунулған тәклипләрниң әмәлийәттә һөкүмәткә сунулған әқәллий тәләпләр икәнликини тилға алди. Ахирда у, чәт әлдә яшаватқан уйғурларға, болупму аяллар вә балиларға сүрийә мусапирлириға охшаш ярдәм фонди тәсис қилиш тәклипи сунғанлиқини, буни әмәлгә ашурушқа тиришиватқанлиқини билдүрди.

Әнглийә парламент әзалири һөкүмәткә сунған бу тәклиптә юқириқи мәзмунлар тәпсилий изаһланған, қануний асаслар берилгән болуп, әнглийә һөкүмитиниң дөләт ичидики мунасивәтлик қанун-низам вә хәлқара қанун вә әһдинамиләр бойичә һәрикәт қилишиниң тамамән йоллуқ вә зөрүр икәнлики көрситилгән һәмдә конкрет һәрикәт қилишқа даир муһим тәвсийәләр оттуриға қоюлған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.