Уйғур муқамлири лондон шәһәр башлиқи садиқ хан башчилиқидики рәһбәрләрниң алқишиға еришкән
2019.04.17
Лондондики йипәк йоли музика ансамбили 17-нөвәтлик мусулман хәвәр агентлиқиниң утуқ қазанғанларни мукапатлаш мурасимиға алаһидә тәклип билән қатнишип, уйғур муқамидин арийәләр орундиған вә уйғур усуллиридин өрнәкләр көрсәткән. Оюн ахирлашқандин кейин лондон шәһәр башлиқи садиқ хан уларниң йениға келип тәбриклигәндин кейин улар билән бирликтә хатирә рәсими чүшкән.
8-Апрел күни ахшам лондондики марриотт меһманханисида өткүзүлгән паалийәткә лондон шәһәр башлиқи садиқ хан, бәзи парламент әзалири, һөкүмәт хадимлири вә аммиви тәшкилат мәсуллири иштирак қилған. Бу паалийәткә иштирак қилған уйғур зиялийси әзиз әйса әлкүн әпәнди буниң дөләт дәриҗилик паалийәт икәнликини баян қилди.
Әзиз әйса әлкүн әпәнди әнглийә дөләт рәһбәрлири қатнишидиған бундақ чоң бир паалийәткә уйғур сәнәтчиләрниң тәклип қилиниши вә лондон шәһәр башлиқиниң келип уйғур муқамлирини аңлишиниң зор әһмийәткә игә икәнликини ейтти.
Утуқ қазанған мусулманларни мукапатлаш мурасими һәр йили бир қетим өткүзүлидиған болуп, бу дөләт дәриҗилик паалийәткә тонулған сәнәтчи вә сәнәт ансамбиллири тәклип қилинидикән. Уйғур паалийәтчи рәһимә мәхмут ханим бу паалийәткә таллиниш җәряни тоғрисида тохталди.
У, һәр йили өткүзүлидиған мәзкур паалийәткә әнглийә баш министири вә министирларниң қатнишидиғанлиқини, бу йил лондон шәһәр башлиқи садиқ хан билән парламент әзалири вә бәзи һөкүмәт хадимлириниң иштирак қилғанлиқини, уларға уйғур 12 муқами билән уйғур хәлқ нахшилиридин арийәләр сунғанлиқини баян қилди.
Рәһимә мәхмут ханим сәһнидә нахша орундаш җәрянида уйғурларниң һазирқи еғир вәзийити тоғрисидиму тохталғанлиқини баян қилди.
У, консерт ахирлашқандин кейин лондон шәһәр башлиқи садиқ ханниң сәһнигә чиқип йипәк йоли музика ансамбили сәнәтчилирини тәбриклигәнликини билдүрди.
Лондон университети африқа вә шәрқшунаслиқ институти профессори рачел харрис ханим утуқ қазанғанларни мукапатлаш мурасиминиң дөләт дәриҗилик чоң паалийәт икәнликини, бу йәрдә уйғур сәнитини тонутушниң зор әһмийәткә игә икәнликини тилға елип мундақ деди: “мусулманлар хәвәр агентлиқи тәрипидин өткүзүлгән бу муһим әһмийәткә игә паалийәткә йипәк йоли музика ансамбилиниң тәклип қилиниши уйғурларни сөйүндүрди. Чүнки, уларниң бундақ муһим бир паалийәткә уйғурларни тәклип қилиши бу тәшкилатларниң уйғур мәсилисини муһим бир мәсилә дәп қариши вә уйғурларға һесдашлиқ қилғанлиқиниң ипадиси дәп ойлаймән”.
Йипәк йоли музика ансамбилини лондон университети африқа вә шәрқшунаслиқ институти профессори рачел харрис ханим қурған иди.