Әнқәрәдә “5-июл вәқәси” ни хатириләш намайиши өткүзүлди
2019.07.05
5-Июл үрүмчи қанлиқ вәқәсиниң 10 йиллиқини хатириләш мунасивити билән өткүзүлгән намайиштин көрүнүш. 2019-Йили 5-июл, әнқәрә.
5-Июл үрүмчи қанлиқ вәқәсиниң 10 йиллиқини хатириләш мунасивити билән түркийәниң пайтәхти әнқәрә шәһириниң мәркизигә җайлашқан улус мәйданида намайиш өткүзүлди. Намайиш әһли хитайниң уйғурларға елип бериватқан бесим сияситигә ләнәт оқуди. Түрк дуняси, ислам дуняси вә түркийә җумһурийити һөкүмитини уйғурларға игә чиқишқа чақирди.
Намайишқа қәйсәри вә әнқәрәдики уйғурлар, шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийитиниң мәсуллири, түркийә кадирлар уюшмисиниң һәр дәриҗилик кадирлири вә түрк аммисидин болуп көп санда киши иштирак қилди. Мәзкур намайиш җәрянида ахбарат елан қилиш йиғини өткүзүлди.
Түркийә кадирлар уюшмиси муавин рәиси нури үнал әпәнди хитайни қаттиқ әйиблигәндин кейин түркийә һөкүмитини уйғурларға игә чиқишқа чақирип мундақ деди: “қиммәтлик мухбирлар, бүгүн үрүмчи қәтлиаминиң хатирә күни. Бүгүн көңлимиз бәкла йерим. 5-Июлни унуттуқму? яқ. Унутимизму? яқ. Түрк миллити өзигә қилинған яхшилиқниму вә яманлиқниму пәқәт унтумайду. Түрк миллити вақти саити кәлгәндә чоқум хитайдин буниң һесабини сорайду. Шәрқий түркистандики қериндашлиримиз растинла игисиз. Биз сиз ахбаратчилар арқилиқ, инсан һәқлири қоғдиғучилирини, дөләт рәһбәрлирини, дуняға шәкил беримән дәватқан дөләт рәһбәрлирини, болупму түрк вә мусулман дөләтләрниң рәһбәрлирини уйғурларға игә чиқишқа чақиримиз”.
Нури үнал әпәнди түркийә кадирлар уюшмиси болуш сүпити билән уйғурларниң һәққаний дәвасини қоллашни давамлаштуридиғанлиқини баян қилип мундақ деди: “биз түркийә кадирлар уюшмиси болуш сүпитимиз билән силәрниң һәққаний дәвайиңлар қоллап қуввәтләймиз. Үрүмчи қирғинчилиқида өлтүрүлгән шеһитлиримизни рәһмәт билән хатириләймиз. Намайишқа иштирак қилғиниңлар үчүн һәммиңизләргә рәһмәт ейтимиз”.
Намайишчилар бирдәк “яшисун мустәқил шәрқий түркистан, һәқ һоқуқ адаләт шәрқий түркистанға әркинлик” дәп шоар товлашти.
Бу намайишни уюштурған шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити мәсуллиридин хәйрулла әпәндигил әпәнди намайишниң нәтиҗилик болғанлиқини билдүрди.
5-Июл үрүмчи вәқәси әнқәрәдә 10 йилдин буян изчил һалда хатирилинип кәлмәктә. Бурун әнқәрәдә оқуватқан оқуғучилар хитайниң ата-анисини җазалайдиғанлиқини илгири сүрүп иштирак қилмайтти. Бу йилқи намайишта оқуғучиларниң көплүки диққитимизни тартти.
5-Июл үрүмчи вәқәсиниң 10 йиллиқини хатириләш үчүн әнқәрәдә өткүзүлгән намайишқа бәзи хәвәр агентлиқлири, гезит вә телевизийә мухбирлириму иштирак қилди.









