Пул вә һоқуқ әрәбләр үчүн қериндашлиқтинму муһимму?

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2020.12.07
Пул вә һоқуқ әрәбләр үчүн қериндашлиқтинму муһимму? Бу картонда, 22 дөләт уйғур районидики лагерларни тақаш тоғрилиқ имза топлиған мәзгилдә, ши җинпиң 37 дөләттин қарши қарши имза топлиғанлиқи ипадиләнгән.
Photo: RFA

“йеңи зүрикликләр гезити” әрәб дунясиниң уйғур мусулманлириға қиливатқан асийлиқлири тоғрисида тохталди.

Шиветсарийәдә нәшрдин чиқидиған “йеңи зүрикликләр гезити” 6-декабир “хитай билән болған мунасивәт әрәбләр үчүн уйғурлардинму муһим” сәрләвһилик бир мақалә елан қилди. Мақалә “бейҗиң мусулман уйғурларни бастуруватиду. Бирақ уларниң диний қериндиши болған оттура шәрқ мусулманлари буниңға пәрва қилмайватиду. Әрәб һакимийәтлири сүкүт қилиш биләнла чәкләнмәй, йәнә техи уйғурларни тутуп хитайға қайтуруп бәрмәктә. Пул вә һоқуқ улар үчүн қериндашлиқтинму муһим” дегән җүмлә билән башланған.

Мақалида вәли вә нурмәмәт исимлик икки нәпәр уйғурниң 11-айниң 20-күни сәуди сақчилири тәрипидин тутулуп, хитайға қайтуруп берилмәкчи болғанлиқи, кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң буниңға етираз билдүргәнлики әскәртилгән.

Мақалида баян қилинишичә, түркийәгә қечип чиқиштин илгири 2 қетим хитай түрмисидә ятқан 52 яшлиқ диний зат вәли бу йил 2-айда һәҗ үчүн сәуди әрәбистанға барған. Униң түркийәдики бир қетимлиқ нутқида “хитай таҗавузчилириға қарши қораллиқ күрәш қилиш” чақириқида болғанлиқи қолға елинишиниң асаслиқ сәвәбигә айланған.

Мақалида мундақ дейилиду: “хитай һакимийити йеқинқи бирқанчә йилда шинҗаңда йүзлигән ‛қайта тәрбийәләш‚ лагерлирини қурди. Бу лагерлар қанчә йүзмиңлиған уйғурларниң миллий кимликини коммунистик партийәниң улуғлуқи арқилиқ ююп түгитиш үчүн лайиһәләнгән. Қораллиқ исламчилар яки мустәқил шәрқий түркистан дөлитиниң һимайичилири түрмиләрдә ғайиб болуватиду. Бипәрвалиқ билән қилинған бир еғиз сөз яки кичиккинә һәрикәт ‛идийәси сағлам әмәс‚ дегән гуман билән тутқун қилишқа йетип ашиду.”

Мақалидә сәуди әрәбистан вә әрәб бирләшмә хәлипилики тәрипидин тутулуп чеградин қоғлап чиқирилған яки хитайға қайтуруп берилгән уйғурларға аит доклатларниң мәвҗутлуқи тилға елинип, өткән йили 22 ғәрб дөлити б д т ға сунған бирләшмә хетидә хитай һакимийитиниң уйғурлар үстидин йүргүзүватқан бастуруш сияситини әйиблигәндә, 50 кә йеқин дөләтниң хитайниң милләтләр сияситини һимайә қилғанлиқи вә махтиғанлиқи, буларниң ичидә мусулман дөләтләрдин сәуди әрәбистан, әрәб бирләшмә хәлипилики, мисир, иран, ирақ вә пәләстинларниңму барлиқи қәйт қилинған.

Мақалидә көрситишичә, гәрчә бу тизимликтә түркийәниң исми болмисиму, бирақ йеқиндин буян түркийәниң вәзийити өзгиришкә башлиған. 50 Миңдин артуқ уйғурниң панаһлинип туруватқанлиқи илгири сүрүлгән түркийәдә йеқиндин буян хитайға қарши һәрикәтләр чәклимигә учрашқа вә хитайға қарши шәхсләр қолға елинишқа башлиған. Әнглийә ахбарат тәтқиқатчилириниң илгири сүрүшичә, уйғурларниң түркийәдин һәйдәп чиқирилған яки таҗикистандин ибарәт үчинчи бир дөләт арқилиқ хитайға қайтуруп берилгән вәқәләрму болған.

“шәрқий түркистан өлималар бирлики” ниң муавин рәиси турғунҗан алавудун әпәнди бу һәқтә тохталғанда, әрәбләрниң уйғурлар учраватқан зулумларға бипәрва позитсийә тутушиға әрәб дунясиниң һәқиқий исламдин узақлишиши вә хитайниң ички җәһәттә мусулманларни бастуруп, ташқи җәһәттә өзлирини мусулманларниң достидәк көрситидиған икки йүзлимичилик сияситиниң тәсир көрсәткәнликини тилға алди.

Диққәтни техиму тартидиғини, 56 ислам дөлити әза болған “ислам һәмкарлиқ тәшкилати” 2019-йиллиқ доклатида уйғурлар учраватқан зулум тоғрилиқ бир еғизму сөз қилмиған. Бәлки америка вә явропадики ислам динини кәмситиш һадисилиригә көпләп сәһипә аҗратқан. Хитайни тахта бешиға елип қойған. 2019-Йили мәзкур тәшкилатниң ташқи мунасивәтләр бөлүми бу тәшкилатқа әза болмиған мусулманлар аммисини қоғдаш һәққидә бир қарар қобул қилған. Қарарда “‛ислам һәмкарлиқ тәшкилати‚ хитай хәлқ җумһурийитиниң мусулман хәлқләргә ғәмхорлуқ қилиш җәһәттә көрсәткән тиришчанлиқлириға мәдһийә оқуйду,” дейилгән.

2019-Йили 2-айда сәуди әрәбистан шаһзадиси муһәммәд бин салман бейҗиңни зиярәт қилғанда “биз хитайниң дөләт бихәтәрлики үчүн террорлуқ вә ашқунлуққа қарши тәдбирләрни қоллиниш һоқуқини қоллаймиз вә униңға һөрмәт қилимиз,” дейиш арқилиқ хитайниң уйғурлар үстидин елип бериватқан бастурушлирини һимайә қилған.

Германийәниң стутгарт шәһиридики уйғур зиялийси абдушүкүр һаҗим мәзкур мақалидә оттуриға қоюлған мәзмунларға қарита өзиниң қарашлирини ипадә қилип өтти.

Мақалидә тәсвирлинишичә, мусулман дөләтлириниң диний қериндиши болған уйғурлар учраватқан зулумларға сүкүт қилишиға асаслиқи иқтисадий мәсилә һәм техника еһтияҗи сәвәб болмақта икән. Хитай бир җәһәттин әрәб нефитиниң асаслиқ чоң херидари болса, йәнә бир җәһәттин әрәбләрниң асасий ул әслиһә қурулушлириға зор миқдарда мәбләғ салғучи яки шерик болғучи һесаблинидикән. Хитайлар улар билән һәмкарлашқанда, ғәрб демократик әллиригә охшаш ‛дөләтни қанун билән идарә қилиш, кишилик һоқуқни қоғдаш‚ дәйдиғанларни тилға алмайдикән. Бәлки буниңға пәрвайи пәләккән. Көплигән әрәб дөләтлири барғансери хитайға беқинди һаләткә чүшүп қалмақта икән. Хитайниң хуавей G5 тор еқимини әрәб дөләтлиридә омумлаштуруш қурулушлири давам қиливетипту. Әрәбләрниң кәлгүсидә ядро ениргийәси, қуяш ениргийәси електр истансилирини қуруш, сүний һәмраһқа игә болуш җәһәтләрдики техникиға болған еһтияҗини хитай қандуруши мумкин икән. Буниң үчүнму мусулман қериндиши болған уйғурларниң дәрд-әләмлири уларниң хиялиға кирип чиқмайдикән. Әрәбләр үчүн пул вә һоқуқ қериндашлиқтинму муһим икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.