Мәһбус әхмәт бозоғлан: “әткәсчиләрниң сахта гуваһлиқи биләнла бешимизға ‛терорчи‚ қалпиқи кийдүрлди”

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2020.11.27
Мәһбус әхмәт бозоғлан: “әткәсчиләрниң сахта гуваһлиқи биләнла бешимизға ‛терорчи‚ қалпиқи кийдүрлди” Әхмәт бозоғлан (алдида) террорлуқ җинайити билән әйиблинип шималий җакарта районлуқ сот мәһкимисигә елип келингән көрүнүши. 2015-Йили 29-июл, һиндонезийә.
AFP

Уйғур мәһбус әхмәт бозоғлан билән өткүзүлгән сөһбәт хатириси (3)

Һиндонезийәдә түрмидә йетиватқан әхмәт бозоғлан өзлирини түркийәгә йолға салмақчи болған зәһәрлик чекимлик әткәсчилириниң сот күни улар үстидин “терорлуқ гуруһиға қетилғили маңған” дәп ялған гуваһлиқ бәргәнликини илгири сүрди. Бу ялған гуваһлиқта хитай тәрәпниң қоли бар дәп гуманлинидиғанлиқини билдүргән әхмәт бозоғлан, шу күнидики сотта һиндонезийә һөкүмити тәйинлигән тәрҗиманиң уларниң сөзлирини йетәрсиз вә зиянлиқ тәрҗимә қилғанлиқи, адвокатниң болса баштин-ахир пассип болғанлиқини тилға алди.

Соал: силәр шу тутулуп қалған күниңлар қандақ бир мәйданда, немә иш үстидә тутулдуңлар?

Җавап: түркийәгә маңғичә арилиқта панаһлинип туридиған, хираҗити азрақ бир йәргә йөткилиш үчүн кетиватқан идуқ.

Соал: шу күни силәрни панаһлинидиған җайға әкитиватқан кишиләр, силәрни түркийәгә йолға селип қоймақчи болған кишиләр шуму?

Җавап: шу, шундақ.

Соал: силәрниң “радикал гуруппилар” билән алақәңлар барлиқиға аит һиндонезийә тәрәп оттуриға қойған пакитлар немә?

Җавап: бизни машина билән елип маңған кишиләрниң зәһәрлик чекимлик әткәсчилики мәсилиси бар икән. Улар бир йәргә кәлгәндә сақчиларни көрүп бизни машинидин чүшүрди вә мушу йәрдә сақлап туруңлар деди. Биз шу йәрдики бир дәрәхниң түвидә уларни сақлап узун олтурдуқ, бир чағда улар тутулупту, андин сақчилар келип бизниму тутти. Улар сотта бизни “бу кишиләр ‛терорлуқ гуруппилири‚ ға қатнашмақчи болған, шуни халиған, биз уларни шу йәргә елип маңған” дәп гуваһлиқ берипту. Уларниң мушу бир җүмлә гепи еғир бесип кәтти дәп ойлаймән. . . Уларниң шу гепи билән бизни терорлуққа бағлап кесивәти.

Соал: бу шопурлар һиндонезийәликләр боламду?

Җавап: шундақ.

Соал: сиз силәрни түркийәгә йолға салмақчи болған бу кишиләрниң кимликини билмәйдиғанлиқиңларни дедиңиз, әмисә, силәр буларни ким дәп пәрәз қилған идиңлар шу күнләрдә?

Җавап: биз буларни қачақчилар дәп билимиз вә пул бәрсәк бизгә ярдәм қилиду дәп ишинимиз, өзлириму бизгә охшаш нурғун кишиләргә ярдәм қилип йолға салғанлиқлирини дегән.

Соал: улар ингилизчә биләмду-билмәмду?

Җавап: азрақ билиду, мәнму азрақ билимән. Мән вәтәндә 3 ай ингилизчә курсқа қатнашқан, турмушқа аит аддий гәпләрни азрақ қилалаймән.

Соал: уларниң ингилизчиси сизниңкидин яхшимикән?

Җавап: мениңкидинму начар.

Соал: ундақта, араңларда бир гәп уқушмаслиқ болған, уларниң силәрни нәгә барисиләр дегән гепигә бәргән җавабиңларни хата чүшинип қалған. Нәтиҗидә сотта хата гуваһлиқ бәргән еһтималлиқ бармиду?

Җавап: мән, хитай тәрәпниң бесими билән һиндонезийә сақчилири уларни шундақ иқрар қилдурди дәп ойлаймән.

Соал: шу гуваһлиқтин башқа силәрни терорлуққа бағлиған башқа пакитлар барму?

Җавап: һечқандақ пакит йоқ. Әмма сорақ хатирәмдә вә сотта немиләрниң йезилған вә дейилгәнликини билмәймән. Чүнки тәрҗиман бизгә тоғра тәрҗиманлиқ қилмиди. Икки тәрҗиман бар, бирси уйғур, бирси түрк, түрк тәрҗиманни һиндонезийә тәрәп тәклип қилған. Уйғур тәрҗиманни түрк консули әкәлгән. Түрк тәрҗиманниң аяли һиндонезийәлик икән. У киши бизниң гепимизни бәк чүшүнүп кетәлмиди, у киши “булар түрк әмәскән, түркистанлиқлар дәп бир җамаәт бар, булар шуларниң адими. . . .” дегәндәк бәк зиянлиқ гәпләрни қилди. Униң үстигә сотчиниң гепи бәк узун, бу киши пәқәт дейилгәнләрниң бәк аз қисмини тәрҗимә қилди.

Соал: сотта адвокатиңиз бу тоғрисида бир нәрсә демидиму? мәсилән, тәрҗимә хата яки толуқ болмиди дегәндәк?

Җавап: демиди, адвокатимизниң исиминиму билип кәтмәймән, сотта бәк аз гәп қилди.

Соал: адвокат тәйинләнгән адвокатму яки өзүңлар тәклип қилғанму?

Җавап: һиндонезийә һөкүмити тәйинлигән адвокат. Униң үстигә тилимизни билмигәнлики үчүнму яки һөкүмәт тәрәптә болғини үчүнму, бизгә бәк йеқинлишип кәтмәйтти.

Соал: адвокат билән айрим бир әһваллишидиған пурситиңлар болдиму?

Җавап: яқ болмиди, соттин кейин көрүп бақмидим.

Соал: ундақта, адвокатиңиз сизгә толуқ вәкиллик қилмиди яки қилалмиди дегән гәпму?

Җавап: шундақ, шундақ болди. Кәчүрисиз, вақтим тошуп қапту. . .

Соал: болиду, йәнә бир қетимда көрүшәйли.

Һөрмәтлик радийо аңлиғучилар, юқирида һиндонезийә түрмисидә йетиватқан әхмәт бозоғланниң 2015‏-ечилған сотқа қатнашқан гуваһчи, адвокат вә тәрҗиманлар һәққидики баянлирини диққитиңларға сундуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.